Волт стрит мақалиси: қизил әрваһ хитайни қаплиди
2011.06.02

Волт стрит журнилида 6-айниң 1-күни елан қилинған “қизил әрваһ хитайни қаплиди” дегән мақалигә, хитай иқтисадий вә сиясий ислаһатта кәйнигә чекингәндин кейин, хитайға мав зедуң қайтип кәлди дәп қошумчә мавзу қоюлған.
Аптор бу мақалини, хитай йәнә қораллиқ қисимлирини башлап чиқип, ички моңғулниң баш кәнти кокхотта яйлақлирини қоғдайдиғанлиқини ипадилигән моңғулларниң алдини тости дәп башлап, ички моңғул аптоном районида йүз бәргән наразилиқ 2008-йили 3-айда ласада, 2009-йили 7-айда үрүмчидә йүз бәргән наразилиққа охшайтти дәп давамлаштурди. Униңда ейтилишичә, хитайдики чиңхуа университетиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, хитайда йүз бериватқан бундақ қаршилиқ, пәқәт аз санлиқ милләтләрниңла қаршилиқи әмәс, әмәлийәттә бултур бир йил ичидә, хитайниң башқа җайлиридиму мушуниңға охшайдиған чоң вәқә 180 миң қетим йүз бәрди.
“қизил әрваһ хитайни қаплиди” дегән мақалидә баян қилинишичә, җаңши өлкисидә 2002-йилидин тартип тохтимай хитай мәркизи комитетиға әрз қилип келиватқан бир деһқан, өткән һәптидә һөкүмәт бинаси алдида үч данә бомбини партлитип, өзини өлтүрүвалди, бу партлашта йәнә үч адәм өлди. У деһқан интернетта өз ирадисини мирас қалдуруп, һөкүмәт тартивалған өй-земинимни қайтуруп бәрсун дәп язған икән. Хитайда бундақ наразилиқ ипадиләш хәлқниң күндилик турмушиниң бир қисмиға айлинип болған иди.
“қизил әрваһ хитайни қаплиди” дегән мақалидә баян қилинишичә, һазирқи хитай рәһбәрлириниң, хитай коммунист партийиси билән хитай хәлқи аллиқачан өз-ара қаршилишип қалғанлиқини етирап қилмайдиғини йоқ. Әмма бу мәсилисини һәл қилиш үчүн уларниң пикри ихтилап ичидә. Һәтта улар өзлириму һазир парчилинип кәтти. Бу һаләт, уларниң келәр йилидики һоқуқ тәқсимләш пиланини бузувәтти. Техиму ениқ қилип тәсвирлигәндә, һазир хитайда иқтисадий вә сиясий ислаһат йерим йолда тохтап қалди, коммунист партийә өзидин әнсирәп паләч һалға чүшүп қалди.
“қизил әрваһ хитайни қаплиди” дегән мақалидә баян қилинишичә, коммунист партийә 1989-йили тйәнәнмендә қирғинчилиқ йүргүзгәндин кейин, хитайда өзиниң һәрбий күчини өстүрүшкә башлиған иди. Әмма йеңи вәзийәткә давамлиқ түрдә кона усул билән, йәни бастуруш билән тәшвиқатқа тайинипла муамилә қиливатиду. Бу, солчиларниң һийлә-нәйриңи иди. Һазир мав зедуңчилиқниң қайтидин пәйда болуши дәл мушу шәкил билән йолға қоюлуватиду.
“қизил әрваһ хитайни қаплиди” дегән мақалидә баян қилинишичә, коммунист партийиниң хәлқни бастуридиған бихәтәрлик органлириға адәм кәм әмәс, уларниң сәрмайиси дөләт мудапиә сәрмайисидин көп, һә десила “ташқи дүшмәнләр қилди” дәп қопиду. Улар хитайда хәлқни бастурушниң үнүмини көрди, бастурушниң һеч болмиғанда вақтинчә үнүми болди. Бу қетимму ички моңғулда яйлақларни вәйран қилған, моңғулларни аптомобилға бастуруп өлтүргән вәқәни “чәтәлләрдики дүшмән күчләр пәйда қилди” деди. Хитайниң һазирқи моңғулларни бастуруш орунлаштуруши, әмәлийәттә, оттура шәрқтики мустәбитләргә тақабил туридиған ясимән гүли инқилабиниң хитайда йүз беришидин сақлиниш тәдбири.
“қизил әрваһ хитайни қаплиди” дегән мақалидә баян қилинишичә, ху җинтав 2002-йили, ишлигәнләрни раһәт-парағәткә ериштүрүшкә вәдә берип тәхткә чиққандин кейин, әмәлдарларда пәйда болған нәпсанийәтчилик, пүтүн хәлқни коммунист партийигә һәргиз ишәнмәйдиған қилип қойған иди. Бундақ әһвалда, чуңчиң шәһириниң коммунист партийә секретари бө шиләй мав зедуң образини қайтидин тикләшкә башлиди. Хитайда һазир солчилар, бир тәрәптин мав зедуңни тәнқидлигән зиялийларни вәтән хаини дәп чуқан селип, йәнә бир тәрәптин, җәмийәттики һәммә мәсилини мав зедуң ейтқан сөзләр билән һәл қилишни тәкитләшкә башлиди.
“қизил әрваһ хитайни қаплиди” дегән мақалидә баян қилинишичә, хитайдики иккинчи чоң башлиқ ву баңго, хитайда қизил әрваһни чиллайдиған хәтәрлик бурулуш пәйда болуватқанда мәйданға чиқип, хусуси мүлүкни йоқитишни оттуриға қойди. Ху җинтавниң избасари ши җинпиңму, һәммә мәсилини мав зедуң ейтқан сөзләргә асасән бир тәрәп қилишни тәкитләп қопти. Әгәр коммунист партийиниң рәһбәрлик қатлими буниңдин кейин мушу шәкил билән пут тирәп турсила, коммунист партийә билән хәлқ оттурисидики тоқунуш партлап чиқиштин хали болғили болмайду.
Хитайда “қизил әрваһ хитайни қаплиди” дегән мақалини оқуған кишиләр, түнүгүндин башлап “хитайға нәзәр” тор гезитидә баһа елан қиливатиду. Униң биридә мушундақ дәп йезилған: мав зедуң дәври --- хәлқтин йәр-земин, сода-тиҗарәт вә һәммә хусусий мүлүк булаң-талан қилинған дәвр. Дең шавпиң, җаң земин дәври --- булаң-таланда топланған мүлүкни коммунист әмәлдарлириниң җәдди-җәмәтлиригә тәқсим қилип берип, уларни алди билән бай қилған дәвр. Ху җинтав дәври болса алди билән бай қилинғанларға байлиқниң раһитини көрүш шараити яритип берилгән дәвр болди.