Хитайниң қош-тил маарип сияситигә бәргән изаһати уйғур зиялийлириниң тәнқидигә учриди
2013.01.08

Бу доклатта. Хитай һөкүмитиниң 2004 -йилидин буян уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң йәсли оқутушидин башлап башланғуч вә оттура мәктәпләргичә болған миллий маарипини хитайчилаштурушқа мунасивәтлик сиясәт вә тәдбирлири үстидин чүшәндүрүш берилгән. Әмма бу доклат уйғур зиялийлириниң тәнқидигә учриди. Уйғур маарипиға көңүл бөлүп келиватқан америкидики уйғур зиялий доктор әркин сидиқ әпәнди бу доклатқа баһа берип “хитайниң аталмиш қош тил маарип сиясити тоғрисидики бу доклатниң, пәқәт хитай һөкүмитиниң қош тил маарипи сияситиниң ассимилятсийини мәқсәт қилғанлиқини техиму ениқ испатлап бәргәнликидин башқа илмий қиммити йоқ” деди.
Хитай һөкүмити уйғур елидә уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаратқан қош тил маарип сияситини, бир қанчә йиллиқ синақлардин кейин 2000-йили рәсмий йолға қоюшқа башлиди. Дәсләп оттура мәктәпләрдин башланған маарипни хитайчилаштуруш, нөвәттә йәсли маарипиғичә мукәммәл системилиқ механизмға айланди.
Хитай һөкүмити 2010-йилиғичә барлиқ миллий башланғуч вә оттура мәктәпләрни хитай мәктәплири билән бирләштүрүп болушни әмәлгә ашурди, 2012-йилиғичә йәсли маарипи хитайчилаштурушни әмәлгә ашурди, хитай һөкүмити йәнә 2020-йилғичә пүтүн маарип системисини тәлтөкүс хитайчилаштурушни әмәлгә ашуруш нишаниға йетиш үчүн көпләп мәбләғ вә күч аҗратмақта.
Шинҗаңдики аз санлиқ милләтләр қош тил маарипи сиясити тоғрисида изаһат намлиқ доклаттин қариғанда 2010-йилидин 2012-йилиға қәдәр хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләр миллий маарипини хитайчилаштуруш қәдими техиму ашурулған болуп, асаслиқ күчини қош тил оқутуш материяллири вә қош тил оқутқучиларни көпәйтиштин ибарәт икки нуқтиға қаратқанлиқини көрүвалғили болиду.
2004-Йилидин башлап башланғуч мәктәптин оттура мәктәпкичә болған қош тил синиплириниң җәмий 22 қисим “хәнзу тили” дәрслики түзүп чиқилған.
Қош тил маарипиниң тәрәққиятиға әгишип, хәнзу тили дәрси тәдриҗий көпәйтилип 2008-йилидин башлап қош тил синиплириниң “хәнзу тили” дәрслики йеңидин түзүп чиқилған болуп, бу йеңи қош тил дәрслики башланғуч мәктәпниң 12 китаб, толуқсиз оттура мәктәпниң бәш китабтин тәркиб тапиду. Шундақла йәнә йезилардики оқуш йешиға тошмиғанлар қош тил маарипи үчүн, “оқутқучилар йетәкчи қолланмиси” хәнзучә, уйғурчә д в д оқутуш оптикилиқ дискисини ишләп чиқти. Бу дескилар 2011-йили 9-айдин башлап йезилардики қош тил йәслилириниң һәқсиз қоллинишиға тарқитип берилгән.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қолланған қош тил маарипи һәққидики доклатта көрситилгән санлиқ рәқәмләрдин, хитай һөкүмитиниң қош тил маарип сияситини тез сүрәттә тәрәққий қилдуруш үчүн һәқиқәтән аз болмиған мәбләғ салғанлиқи мәлум, бу доклатниң уйғур маарипиға изчил көңүл бөлүп келиватқан чәтәлләрдики уйғур зиялийлирида қандақ инкас қозғиғанлиқини билиш үчүн америкидики доктор әркин сидиқ әпәндини зиярәт қилдуқ, әркин сидиқ әпәнди қош тил маарип сиясити һәққидики бу доклатниң қайил қиларлиқ һечқандақ илмий тәрипини көрмигәнликини, буни пәқәт бир тәшвиқат дәп чүшинишкә болидиғанлиқини оттуриға қойди.
Йеқинқи йилларда аптоном район оқуш йешиға тошмиғанлар синипи вә оттура, башланғуч мәктәпләргә нурғун қош тил оқутқучиси тәклип қилди, бу доклаттиму дөләт вә аптоном район қош тил оқутқучилири қошунини күчәйтиштә, қандақ тәдбирләрни йолға қойғанлиқиға мундақ изаһатлар берилгән:
Алди билән оқуғучи қобул қилиш көлимини кеңәйтиш. 2006 -Йилидин башлап оттура дарилмуәллиминниң оқуш йешиға тошмиғанлар маарип кәспигә оқуғучи қобул қилиш хизмитини әслигә кәлтүрүп, җәмий 26 миң оқуғучи қобул қилди. 2007 -Йилидин башлап йеза қош тил оқутқучилирини алаһидә тәрбийиләш пиланини әслигә кәлтүрүп, 2011 -йилиғичә җәмий 4619 оқуғучи қобул қилди.
Аз санлиқ милләт “қош тил” оқутқучилирини бир йиллиқ иштин айрип мәркәзлик тәрбийиләш, (2006-йилидин кейин икки йиллиқ қилип өзгәртилди), 2011-йил 12-айғичә, 16 миң 920 оқутқучини тәрбийилиди. Шуниң билән биллә, вилайәт, областларда 8164 “қош тил” оқутқучисини қисқа муддәт тәрбийилиди; 43 миң 888 “қош тил” оқутқучисини мәхсус түр бойичә тәрбийилиди.
Булардин башқа дөләт вә аптоном район “қош тил” оқутқучилирини тәклип қилиш җәһәттә доклатта мундақ изаһат берилгән:
2010-Йилидин башлап, аптоном район бир туташ пиланлап башқуридиған һөкүмәт оттура, башланғуч (йәслини өз ичигә алиду) мәктәп оқутқучилирини толуқлаш механизмини орнатти, 2010-йилидин 2012-йилиғичә, оттура, башланғуч мәктәпләргә 21 миң 500 оқутқучи толуқланди, униң ичидә “қош тил” оқутқучилири 70% тин көпрәкини игиләйду, 80% и йеза мәктәплиригә тарқалған.
2010-Йилидин буян 13 миң 528 оқуш йешиға тошмиғанлар маарипи “қош тил” оқутқучиси тәклип қилинди.
Әркин сидиқ әпәнди, қош тиллиқ маарип сияситиниң йүргүзүлүши җәрянида уйғурлар төлигән әң еғир бәдәлниң бири түркүмләп миллий оқутқучиларниң маариптин сиқип чиқирилиши дәйду, у “хитай һөкүмитиниң қош тил маарип сияситини илгириләп йүргүзүшидә дуч кәлгән әң зор риқабәт дәл оқутқучи йетишмәслик, әмма хитай һөкүмити қош тил оқутқучилирини толуқлаш баһанисидә техиму көп хитайларға иш пурсити яритип бәрмәктә” дәп оттуриға қойди.