"Қош тиллиқ болуш" тәлипи наһийә һәм йезиларғичә күчәйтилмәктә


2004.11.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Шинхуа агентлиқиниң 22 - ноябирда бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити ақсуниң бай наһийисидики кадирларниң қош тил сәвийисини синиған болуп, уларниң ичидә 39 хитай кадир вә 23 нәпәр уйғур кадир лаяқәтсиз болғанлиқи үчүн агаһландурулған. Йәни уйғур елида қош тиллиқ болуш кадирларға баһа бериштики әң асасий өлчәм болған.

Уйғурларға тәләп қаттиқ

Җүмлидин, ақсу бай наһийилик партком вә һөкүмәтму барлиқ наһийилик һәм йезилиқ кадирларни баһалашта һәм өстүрүштә қош тилда лаяқәтлик болуш яки болалмаслиқиға қарап баһалаш елип бармақта икән. Шундақла 45 яштин төвән кадирларни бирдәк қош тил өгиниш куруслириға уюштуруп улардин хизмәттә қош тиллиқ болушни тәләп қилмақта икән.

Биз қош тиллиқ болуш тәлипи ақсу бай наһийисидә барлиқ кадирларға охшаш қоюливатамду қандақ ? дигән соалларға җаваб издәш үчүн бай наһийисигә телефон қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған бир уйғур аял, қош тиллиқ болуш тәлипиниң нөвәттә барлиқ саһәләргә қоюливатқан бир қаттиқ тәләп икәнлики әмма бу тәләпниң пәқәт уйғурларғила қоюливатқанлиқини ейтти.

Уйғурларла қош тиллиқ болуши керәкму?

Биз йәнә бай наһийисиниң мәлум йезисидики җең фамилилик бир кәнт башлиқи билән сөһбәттә болдуқ. У байда икки йүз миңчә нопос бар, асасән уйғурлар, хитай нопуси аран оттуз миңчә чиқиду әмма нөвәттә қош тиллиқ болуш тәлипи хитай уйғур һәммә кадирларға охшаш қоюливатиду, миллийлар көпрәк олтурақлашқан йезиларда хитай кадирларниңму қош тил өгиниши зорүр, әмма бизниң кәнттәк хитайлар көпрәк олтурақлашқан кәнтләрдә әһвалға қарап иш тутса болиду диди.

У йәнә "наһийимиздә уйғур деһқанлар хитайчини пәқәтла билмәйду, мениңчә кадирларла әмәс, деһқанларму қош тиллиқ болса техиму яхши чүшинишимизгә, хизмәтләрни яхши ишлишимизгә пайдилиқ болиду" диди.

Әмма у өзи ақсуда яшаватқиниға йигирмә йилдин ашқан болсиму уйғур тилида сөзлишәлмәйдикән. Биз униңдин шунчә узун йил уйғур елидә яшаш җәрянида немә үчүн уйғурчә үгәнмигәнликини сориғинимизда у "уйғурчә өгиниш бәк тәс, униң үстигә уйғур кадирлар һәммиси дегүдәк хитайчә билидиған болғачқа биз хитайчә параңлишимиз" дәп җаваб бәрди.

Икки хил өлчәм

Шуниңға охшаш, хитай һөкүмити нөвәттә уйғур елидә барлиқ кәсип һәм саһәләрдә хитай тилини асас қилишни йолға қоюватқан болуп, әмәлийәттә хитайларға болса йәрлик милләтләрниң тилини билиш яки өгиниш тәлипи ағзаки тәкитләнсиму, қош тиллиқ болуш тәлипи асасән уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қарита қаттиқ қоюливатқан хитайчә билиш тәлипи икән.

Радиомизға кәлгән инкасларға қариғанда һазир хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ болуш тәләп - өлчәмлиригә йәтмигән уйғур кадир, оқутқучи һәм хизмәтчиләр мушу баһанә билән хизмәтлиридин қалдурулуш билән биргә, яшларниң хизмәткә орунлишишидиму хитайчини яхши билиш әң алдинқи тәләп болмақта икән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.