Исмаил тиливалди қош тиллиқ оқутушниң сүритини техиму тезлитишни тәләп қилди

Хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән хәвиридин мәлум болушичә 12 - айниң 4 - күни, уйғур елидә аптоном районлуқ оттура башланғуч мәктәпләрдики қош тиллиқ оқутуш хизмити йиғини ечилған. Мәзкур йиғинда, уйғур аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалди қош тиллиқ оқутушниң сүритини омумийүзлүк һалда техиму тезлитишни тәләп қилған.

Хитай агентлиқиниң үрүмчидин бәргән бу хәвиридә көрситилишичә, йеқинқи бир нәччә йилдин буян, аптоном районлуқ һөкүмәт мәзкур җайдики қош тиллиқ маарипи үчүн, зор миқдарда мәбләғ аҗратқан болуп, миллий мәктәпләр билән хитай мәктәплириниң қошуветилиш сүритини тезләткән.

Бу мунасивәт билән мухбиримиз меһрибан бундин илгири уйғур елиниң үрүмчи шәһиридики маарип институтида узун йил оқутқучи болуп ишлигән сидиқ һаҗи әпәндини зиярәт қилди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org