Уйғур елидә күчәйтиливатқан қош тиллиқ оқутуш сияситигә болған инкаслар


2005.12.06

Йеқинда уйғур елидә ечилған аптоном районлуқ оттура ‏- башланғуч мәктәпләрдики қош тиллиқ оқутуш хизмити йиғинида аптоном райониниң рәиси исмаил тиливалдиниң қош тиллиқ оқутушниң сүритини техиму тезлитиш һәққидә қойған тәлипи зиялийлар арисидики наразилиқни күчәйтмәктә. Гәрчә бу һәқтә уйғур елидә яшаватқан зиялийлар өз наразилиқини очуқ - ашкара баян қилиштин қорққан болсиму, чәтәлләрдики уйғур зиялийлири исмаил тиливалдиниң қош тиллиқ маарипни күчәйтиш һәққидә қойған тәлипигә қаттиқ наразилиқ билдүрүп, " бу хил қош тиллиқ маарипни күчәйтиш дегәнлик милләтниң маарип сапасини үстүрүш дегәнлик әмәс, бәлки уйғурларниң тилини йоқ қилиш вә уйғур мәдәнийитини ассимилятсийә қилип хитайлаштуруш дегәнлик " дәп билдүрмәктә.

Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз меһрибандин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.