Қош тил маарипи техиму күчәйтилмәктә
2006.01.24

Нөвәттә уйғур елидә уйғур тилиниң орни барғанчә йоқап, ишлиниш даирисиму наһайити чәклик бир һаләткә йәтти. Җүмлидин миллий маарипниң орниға қош тил маарипиниң дәсситилиши билән, һәтта маариптиму уйғур тили оқутулиши аҗизлаштурулмақта. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қоллиниватқан қош тил маарип сиясити йеқинқи бир нәччә йилдин бери техиму күчәйтилди. Хитай һөкүмити өткән йилидин башлап уйғур елиниң шәһәр, наһийә һәтта йеза - кәнтлиригичә хитайчә мәктәпләр билән уйғур мәктәплирини бирләштүрүш сияситини омумлаштурмақта.
Тизлитиливетилған қәдәм
Қәшқәр һөкүмәт торидин ашкарилишичә, нөвәттә уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәшқәр тәвәсидә мәктәпләрни бирләштүрүш бир туташ пиланлиқ елип бериливатқан болуп, бултурдин башлап маралбеши наһийисидә қош тилда оқутулидиған мәктәптин 7 синиң кеңәйтип қурулуши тамамланған. 472 Нәпәр оқутқучи бир туташ қош тил имтиһани бойичә таллинип хизмәткә қоюлғандин башқа бу мәктәпләргә мәхсус хитайчә дәрс өтидиған 40 нәпәр хитай оқутқучини йеңидин орунлаштурған.
Маралбеши наһийисидәҗәмий 31 мәктәптә хитай тилини асас қилип оқутидиған қош тил синипидин 60и тәсис қилинип һазирғичә 2270 нәпәр уйғур оқуғучи қобул қилинған. Қәшқәр һөкүмәт тор бетидә өткән һәптә берилгән мәлуматта көрситилишичә, мәктәпләрни бирләштүрүш һәр қайси кәнтләргичә омумлаштурулмақта икән. Шундақла буниң үчүн оқутқучиларниңму хитайчә сәвийисини өстүрүш үчүн мәхсус тәрбийиләш елип берилмақта икән.
Һөкүмәт күткинигә йәтмәктә
Уйғур елидин игилишимизгә қариғанда, уйғур тилиниң һәр саһәләрдә һәтта маариптиму ролиниң аҗизлаштурулишиға әгишип, уйғур ата -анилардиму балилирини хитайчә оқутушқа мәҗбур болуштәк бир һаләт шәкилләнгән. Бәзи ата - анилар гәрчә тил өгиниш яхши иш болсиму әмма өз ана тили тәрбийисини асаслиқ орунға қоюп хитайчә вә башқа тилларни қошумчә өгинишниң әқилгә мувапиқ икәнликини, әмма җәмийәттә хитай тили асаслиқ орунда болғачқа, балилириниң кәлгүсидики истиқбалидин әндишә қилип амалсиз балилирини кичикидин хитайчә оқутушқа мәҗбур болуватқанлиқини билдүрмәктә. Һәтта маралбеши наһийисидики бир деһқан атиму зияритимизни қобул қилип хитай тили маарипиниң күчәйтилишигә болған қарашлирини ипадилиди.
"Хитайчини яхши билмисә кәлгүсидә хизмәт тапалмайду, һәтта җан бақалмайду" дегәндәк, хитай сиясити түпәйли пәйда болған бу әндишә пәқәт ата - аниларнила ғәмгә селипла қалмай, һәтта кәлгүси үчүн гүзәл чүшләрни көрүшкә һәм шу арқилиқ тиришип оқушқа риғбәтлинишкә тегишлик яш- өсмүрләрниму тәшвишкә салмақта икән.
Нөвәттә уйғур зиялийлири, өзликидин әмәс зорлап теңилған, мәҗбурланған,хитай тили маарипиниң бир тәрәптин уйғур миллий маарипиға әслигә кәлтүргүсиз чекиниш һәмдә зиянларни елип келиш билән биргә, әвладларниң чоңқур билим игилийәлмәслики һәмдә сапасиниң төвәнләп кетишигә сәвәб болуп қелишидин әндишә қилмақта. Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири болса, хитайниң қош тиллиқ маарип намидики маарипни хитайчилаштуруш сиясити " очуқ ашкара ассимилятсийә сияситидур, хитай бу арқилиқ тилимизни, мәдәнийитимизни унтулдуруш билән биргә,әвладлиримизни ассимилятсийә қилиш сүритини тезләтмәктә" дәп әйиблимәктә.(Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә күчәйтиливатқан қош тиллиқ оқутуш сияситигә болған инкаслар
- Исмаил тиливалди қош тиллиқ оқутушниң сүритини техиму тезлитишни тәләп қилди
- Уйғур балилириниң чәтәл тиллирини өгиниш имканийити тәс болмақта
- "Шинҗаң унверситети" дә, уйғур оқутқучилар җазаланмақта
- Хитай һөкүмити һәқиқәтән уйғур маарипини тәрәққи қилдурдиму?
- Доктор майкел дилон хитайниң қош тиллиқ маарипи тоғрисида тохталди
- Америка вә уйғур мутәхәссислириниң қош тиллиқ маарипқа болған көз қариши