Уйғур пәрзәнтлирини хитайчә мәктәптә оқутуш қандақ ақивәтләрни елип келиду


2006.05.22

Интернет тор бәтлиридә, маарипни хитайчилаштуруш, уйғурчә мәктәпләр билән хитай мәктәплирини бирләштүрүш һәққидә һәр хил муназириләр мәйданға кәлмәктә. Бир қисм кишиләр "балилиримиз ноқул хәнзу тили өгиниш билән чәклинип қелип, өз ана тилимизни сөзлийәлмисә, мушундақ давамлишивирип, кейинки күнләрдә биз биләнму уйғур тилида сөзлишәлмисә қандақ болғини" дийишсә, йәнә бир қисимлири "10 нәччә йил мабәйнидә, нурғун ата- анилар балилириниң кәлгүсини ойлап уларни кичикидинла хәнзучә мәктәпләргә бәрди, шу пәрзәнтләрниң бир қисими өз тил ‏- йезиқини билмәйла қалмастин бәлки, ата - анисиниң өйдиму хәнзучә сөзлиши түпәйли өз тилиниму унтуп қалди, дийишмәктә.

Баллирини хәнзу тилида оқутушни қәтий халимайдиған ата ‏-анилар болса "һәй, халайиқ пәхәс болайли, балилиримизни башқа милләткә тутуп бәрмәйли, өз тилини билидиған, өз миллитидин пәхирлинидиған, өз мәдәнийитини чүшинидиған, ана тилида нутуқ сөзлийәләйдиған, мақалә язалайдиған балиларни тәрбийәләйли" дәйду.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, мухбиримиз әқидәниң мәхсус программисидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.