Уйғур маарипи йеңи оқуш мәвсумидә
2006.09.07
Сентәбир ейи йеңи оқуш мәвсуми, әмма уйғур елидә йеңи мәктәпкә киргән башланғуч һәм оттура мәктәп уйғур оқуғучиларғила әмәс, һәтта тәйярлиқ синип бағча балилириму пүтүнләй хитайчә маарип қобул қилиду. Хитай маарип министирликиниң мәхсус һөҗҗити билән бу йеңи оқуш мәвсумидин башлап йолға қоюлған "аз санлиқ милләтләрниң қош тиллиқ маарип оқутуш материяллири"уйғур елидә һазирчә уйғур һәмдә қазақ тилидики мәктәпләрдә тарқитилған. Шундақла оқуш башлашниң алди кәйнидә қош тиллиқ маарип сияситигә маслишиш үчүн, оқутқучи оқуғучиларға мәхсус сияси идийә әхлақ тәрбийиси елип берилмақта икән.
Оқушлуқ пүтүнләй қош тиллиқ қилинди
Уйғур аптонум районлуқ маарип назаритиниң тор бетидин ашкарилинишичә, уйғур аптонум райони бойичә 1 - сентәбир йәни йеңи оқуш мәвсумидин башлап барлиқ оттура башланғуч һәмдә тәйярлиқ синип бағча мәктәплиридә "қош тиллиқ оқуш материяли" бойичә дәрс өтүлүшкә башлиған. Буниң алдида аптонум районлуқ һөкүмәт һәмдә маарип тармақлири бирликтә "йеза кәнтләрдики аз санлиқ милләтләр тәйярлиқ синип оқутуш тезиси" вә" қош тил маарипи хизмитини башқуруш қарари" қатарлиқ материяллар арқилиқ оқутқучиларни тәрбийиләш хизмитини елип барған.
Қош тил маарипи һәққидә түзүлгән тизис һәмдә қарарларда, азсанлиқ милләт оқуғучилириға хитай тили маарипини асаслиқ күчәйтип елип бериш, хитай тили өгиништә балиларниң аңлаш, оқуш, йезиш, сөзләш мәшиқигә гәвдилик әһмийәт берипла қалмай уларға адәттиму хитайчә сөзлишиш муһити яритиш тәләп қилинған.
Уйғур аптонум районлуқ маарип назаритидин ашкарлинишигә қариғанда нөвәттә уйғур ели маарипида башланғучтин бурун һәмдә башланғуч толуқсиз оттура мәктәп қош тил дәрсликлирини йеңилап түзүш йәни қош тил маарип бойичә тәйярлаш тамамлинип, толуқ оттора дәрсликлирини тәрҗимә қилиш хизмити җидди елип берилмақта икән. Шундақ толуқ оттура мәктәп қош тил оқутқучилирини тәрбийиләш хизмәтлириму башлиниш алдида икән.
Қош тиллиқ маарипи тәкшүрүш өмики уйғур елидә
Үрүмчидин игә болишимзчә, йеңи оқуш мәвсуми башлиниши билән уйғур елидики оттура башланғуч мәктәпләрдә қош тил маарипи намидики хитайчә маарипниң елип берилиш әһвалини көздин кәчүрүш үчүн хитай мәркизи һөкүмити, сентәбирниң бешида мәхсус тәкшүрүш өмикини уйғур елигә әвәткән болуп, улар уйғур мәктәплириниң қош тил маарипиниң елип берилиш әһвали, сиясий идийиви қурулуши, һәмдә сапа маарипи қатарлиқ үч тәрәпни асас қилип тәкшүрүш елип бармақта икән.
Мәркәзниң мәзкур тәкшүрүш өмики башлиқи хитай маарип министирлики асасий маарип комитети башлиқи гав хуң, үрүмчидики хитай мәктипи билән бирләштүрүлгән -1 башланғуч мәктәпни зиярәт қилиш җәрянида оқутқучи оқуғучиларға " мәктәпләрдә сиясий идийиви әхлақ тәрбийисини елип бериш толиму әһмийәтлик, қош тиллиқ маарип йолға қоюливатқан нөвәттики пәйттә буни бошашмай, узун муддәт чиң тутуш зөрүр, болупму бу хитай оқуғучилар билән аз санлиқ милләт оқуғучилириниң оттурсидики мунасивәтләрни бир тәрәп қилишта наһайити инчикә хизмәтләрни елип беришқа тоғра келиду. Дөләт маарипниң тәрәққияти, селинмиси һәққидә йәнәкүч чиқиришқа тоғра келиду. Әмма бәзи мәсилиләрни йәнила йәрлик маарип тармақлири өз күчигә тайинишқа тоғра келиду " дегән.
Оқутқучиларға тил вә сиясий идийә шәртлири қоюлмақта
Бу йеңи оқуш мәвсумидә уйғур елидики миллий оттура башланғуч мәктәпләр хитай мәктәплири билән асасий җәһәттин бирләштүрүлүп болди, қалған аз бир қисмиму хитай һөкүмитиниң пилани бойичә мушу йилниң ахириғичә бирләштүрүлиду. Шундақла оқуғучилар уйғур тил әдәбияти қатарлиқ бир қанчә дәрсликтин башқа һәммә асаслиқ дәрсликләрни пүтүнләй хитай тили маарипи бойичә қобул қилиду. Уйғур маарипиниң җидди түрдә хитайчилаштурулиши нөвәттә уйғур елидики қош тил мәктәплиригә оқутқучи йетишмәслик бесимини елип кәлгән. Йәни хитай тилида дәрс берәләйдиған оқутқучилар кәмчил болуш омумий йүзлүк мәсилә болуп қалған. Буниң үчүн маарип тармақлири һәр қайси җайлардин, җәмийәттин қош тил оқутқучилирини тәклип қилмақта икән.
Мәсилән аптоном районлуқ маарип назарити қатарлиқ мунасивәтлик тармақларниң оттура - башланғуч мәктәпләргә йеңидин оқутқучи көпәйтиш, тәклип қилип ишлитиш тохтамини йолға қоюш пикирдә [2003] 23 - номурлуқ һөҗҗитидә мундақ йезилған.
2006 - Йилидики оттура - башланғуч мәктәп оқутқучи, ишчи - хизмәтчиләрни көпәйтип қобул қилиш имтиһанда йәнила хәнзу тили вә қош тилда дәрс өтидиған оқутқучиларни толуқлаш асас қилиниду. Миллийчә оқуғанлар ичидә алаһидә кәсп (музика, тәнтәрбийә, рәсим) ни пүттүргәнләрдин вә хәнзучә тил йезиқтики һәр қайси кәспләрдин мувапиқ нисбәттә оқутқучи толуқлиниду. Бир туташ имтиһан елинип әлалири таллап қобул қилиниду.
Биринчи, Имтиһан елиштики пиринсиплар 1. Асаси қатлам үчүн хәнзу тили оқутқучиси толуқлаш принсипи. 2. Ашкарә һәм бара вәр болуш, риқабәтләштүрүп әлалирини таллаш принсипи. 3. Пәнләр вә хадимлар қурулмилирини тәңшәш принсипи.
Иккинчи , мәктәпләргә толуқлинидиған һәр хил пән оқутқучилири миллийчә башланғуч мәктәпләр үчүн хәнзу тили, хәнзучә өтилидиған математика, музика, тәнтәрбийә, рәсим оқутқучилири. Оттура мәктәпләр үчүн хәнзу тили, хәнзучә өтилидиған математика, хәнзучә өтилидиған физика, хәнзучә өтилидиған химийә, музика, тәнтәрбийә, рәсим оқутқучилири. Хәнзучә: башланғуч мәктәпләр үчүн һәммә пән оқутқучилири. Оттура мәктәпләрниң һәммә пән оқутқучилири.
Бу йилқи оқутқучи қобул қилишта қоюлған шәртләр ичидә кәспи сәвийә җәһәттики шәртләргә қариғанда йәнила хитай тили һәмдә сиясий идийиви җәһәттики шәртләр асаслиқ гәвдә қилинған.
Йәни 1. Сиясий- идийиви шәрти
1) Компартийини һимайә қилидиған, сотсиялистик вәтәнни сөйидиған, төт асаси пиринсип, ислаһат, ечиветиш вәсотсиялистик заманивилаштуруш қурулушида чиң туридиған, партийиниң лушйән, фаңҗен, сиясәтлирини һимайә қилидиған, вәтәнниң бирлики, милләтләр иттипақлиқи вә иҗтимаий муқимлиқни аңлиқ қоғдайдиған, байриқи рошән һалда миллий бөлгүнчилик вә қанунсиз диний һәрикәтләргә қарши туридиған, динға етқад қилмайдиған, диний һәрикәтләргә қатнашмайдиған, динниң мәктәпләргә сиңип киришини аңлиқ һалда дадил тосидиған болуш. 2) Оқутқучилиқ кәспини сөйидиған, иш орнини қәдирләйдиған, кишиләр үчүн үлгә- устаз болидиған, китап оқутуп адәм тәрбийиләйдиған, яхши кәспий әхлақ һазирлиған болуш. 3) Қанун - интизамға риайә қилидиған, истили тоғра, оқутуш илимигә пишқан, дәвр билән тәң илгириләйдиған, кәспчанлиқи вә мәсулийәтчанлқи күчлүк, тәшкилниң орунлаштурушиға бойсунидиған, чәт, йирақ, намрат йеза- қишлақ мәктәплиригә өзликидин баридиған болуш униңдин башқа йәнә стаҗи вә саламәтлик шәрти, йеши тини сағлам, нуқсансиз болуши керәк. Вә башқилар.
Қош тиллиқ маарипиниң күчәйтилишигә мас һалда сиясий өгиниш күчәйтилди
Уйғур елидин кәлгән бәзи инкасларға асасланғанда, бу йеңи оқуш мәвсуми башлиништин бурун, алий мәктәптин та башланғуч мәктәп оқутқичилириғичә бәзи уйғур мәктәплиридә оқутқучиларни бир ай бурун, бәзилиридә икки һәптә бурун йиғивалған болуп, оқутқучилар омумйүзлүк" сиясий идийә қанун асасий билим дәрсликлири"ни өгинишкә уюштурулған. Шундақла ахирда рәсми қәғәз йүзидә имтиһан бәргәндин сирт тәсират сөзләшкә охшаш сиясий өгиниш елип берилған.
Бу өгиништә оқутқучилар асасән тоғра маарип истилини йетилдүрүш, миллий бөлгүнчиликкә, қанунсиз диний тәрбийә елип беришкә қарши туруш, мәктәпниң муқимлиқини биринчи орунға қоюш, қош тил маарип сияситиниң изчиллиши үчүн пассип амилларға қарши туруш һәмдә актип рол ойнаш қатарлиқларни мәзмун қилған материялларни өгәнгән. Һәтта бу хил тәрбийә бәзи мәктәпләрдә оқутқучиларғиму дәрс башлаштин бурун елип берилгән.
Уйғур зиялйлири хитай һөкүмитиниң чиқарған қош тил оқушлуқи билән уйғур маарипиниң хитайчилаштуруш сүрити техиму тизлигәндин башқа, буниң оқутқучи һәмдә оқуғучиларғиму аз болмиған бесимларни елип келиши һәмдә буниң билән маарип сүпитидә зор чекиниш йүз беришниң муқәррәр икәнликини оттурға қоймақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистан уйғурлири хитайниң қош тил сияситигә наразилиқ билдүрмәктә
- Уйғур елидә қош тил синиплири һәссиләп көпәйтилмәктә
- Ичкиридики шинҗаң синиплири һәққидики һәқсиз линийә сөһбити
- Уйғурлар пәрзәнтлирини хитай тилида оқутушқа мәҗбур болмақта
- Ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән йеғин һәққидә рабийә қадир билән сөһбәт
- Хитай һөкүмити сәбийләргә хитай тили маарипини күчәйтмәктә
- Уйғур мәктәплиригә оқутқучи йетишмәсликтики һәққиқи сәвәб немә?
- HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(2)
- HSK Имтиһани уйғур елидики уйғурларниң һаятини қийинлаштурмақта(1)
- Уйғур пәрзәнтлирини хитайчә мәктәптә оқутуш қандақ ақивәтләрни елип келиду
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(2)
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(1)
- Алий мәктәп оқуғучилири дуч келиватқан мәсилиләр
- Уйғур елидә елип бериливатқан қош тиллиқ маарип уйғур оқутқучиларға немиләрни елип кәлди?
- Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири хитайчилаштуруш маарипини тәнқид қилмақта