Хитай, уйғур елидә қош - тиллиқ мәктәп вә йәслиләрни қурушни тезләтмәктә
2008.03.14
Хитай һөкүмити 2006 - йили 8 - айниң 23 - күни " уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәтниң қош тиллиқ маарип хизмитини күчәйтиш" қарарини елан қилди вә шуниң билән биргә " уйғур аптоном районида аз санлиқ милләт йәсли маарипини қош тиллаштуруш һәққидики " пикрини тарқатқан иди.
Мәзкур қарарда аз санлиқ милләтләргә болупму йезилардики аз санлиқ милләт балилириниң мәктәпкә киришиниң алдидики аң тәрбийисини қош тилда елип бериш тәкитләнгән болуп, "аз санлиқ милләт балилириниң мәктәпкә кириштин икки йил бурун хитай тилида тәрбийиләш елип бериш арқилиқ, уларниң асасий маарип вә униңдин юқири маарип басқучлирида хитай тилида маарип қобул қилиш асасини тикләш лазим" дәп көрситилгән.
Йәсли маарипини қош тиллаштуруш, хитайниң 11 - бәш йиллиқ пиланиға киргүзүлгән болуп, хитай һөкүмити 2010 - йилиға қәдәр, қәшқәр хотән ақсуни өз ичигә алған җәнубий уйғур елини асас қилип йәттә област вә 56 наһийидә 258 миң аз санлиқ милләт балилириниң аң тәрбийисини қош тил маарипида йәни хитай тилида елип беришни пилан қилған.
Хитай һөкүмити мәзкур пиланниң әмәлийлишиши үчүн бәш йилға бөлүп 430 милйон йүән аҗритидикән вә бу җәрянда хитай һөкүмити 2006 - йилидин башлап аз санлиқ милләт балилириниң дәсләпки аң тәрбийисини хитай тилида елип бериш үчүн, қош тил йәсли оқутқучилирини тәрбийиләшни күчәйтиш вә наһийә йезилардиму қош тил йәслилирини қурушни күчәйтип келиватмақта. Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт қош тил мәктәп вә йәслилирини қурушни күчәйтиш һәққидики пикридә" уйғур аптоном районида һәр бир кәнттә бир қош тил башланғуч мәктипи болса чоқум бир қош тил йәслисини маслаштуруп қурушни ишқа ашуруш"ни тәләп қилған. Хитай һөкүмити 2006 - йилидин 2010 - йилиға қәдәр болған 11 - бәш йиллиқ пилани бойичә юқирида тилға алған тәдбирлири ишқа ашса бәш йил ичидә уйғур елидә 56 шәһәр һәм наһийиләрдики қош тиллиқ йәслилиридә аз санлиқ милләт пәрзәнтлириниң %85 ти дәсләпки аң тәрбийисини хитай тилида башлайду.
Буниң үчүн 6000 нәпәр қош тил йәсли оқутқучиси мәхсус тәрбийлинидикән. Уйғур елидә 2006 - йилидин буянқи қош тил йәслилириниң қурулуш сүритигә қарап хитай һөкүмитиниң йәсли маарипини хитайчилапштуруш сүритиниң интайин тез боливатқанлиқини пәрәз қилишқа болиду.
Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити 2006 - йили 8 - айда уйғур елидә 1000ға йеқин қош тил тәйярлиқ синиплирида оқуватқан аз санлиқ милләт балилириниң 15, алдинқи алтә йилдикигә қариғанда 50 һәссә көпийип 15 миңға йәткәнликини елан қилған болса, 2007 - йилида қош тил йәслиси вә тәйярлиқ синиплириниң 2982 гә йетип, оқуғучилар саниниң 93миңға йәткәнликини елан қилди.
Уйғур елиниң маарипқа даир хәвәрлиридин ашкарлинишичә, хитай даирилири бу йил уйғурлар зичлишип олтурақлашқан районларда қош тиллиқ йәслиләрни қурушқа алаһидә күч аҗритиватқан болуп, йеқиндила уйғур аптоном районлуқ бағча маарипи пидагогика кәспини пүттүргән 105 нәпәр йәсли оқутқучилири мәхсус қәшқәр вилайитиниң һәр қайси йезилирида қурулған қош тил йәслилиригә тәқсим қилинған.
Нөвәттә хитай даирилири түрлүк етивар бериш һәм юқири тәминатлар билән йәниму көплигән қош тил оқутқучилирини йезилардики қош тил йәслилиригә беришқа риғбәтләндүриватқан икән.
Хитай һөкүмити аз санлиқ милләт балилириға дәсләпки аң тәрбийисидин башлап хитайчә өгитиш, миллий маарип сүпитини юқири көтүриду, аз санлиқ милләт балилириниң сапасиниң юқири болушиға асас салиду дәп тәшвиқ қилмақта. Әмма хитай һөкүмитиниң бу хил балиларға дәсләпки аң тәрбийисиниму хитайчә елип бериши билән, уйғур ата анилар балилириниң өз ана тилини өгиниши һәм миллий характерлириниң йетилишиниң тосалғуға учришидин әндишә қиливатқан болса, уйғур маарипчилири һәм көп сандики уйғур зиялийлири хитай һөкүмитиниң йәсли маарипини бу сүрәттә тез хитайчилаштурушниң балилар маарипи, пидагогика илмиғиму яд болған шундақла әксичә нәтиҗиләрни һасил қилидиған натоғра тәдбир икәнликини, бу хил сиясәтниң ассимилятсийә қилиш ғәризидин дерәк бериватқанлиқини оттуриға қоймақта.
Бу һәқтә уйғур елидә пидагогика илмида хели нопузға игә, бир алий мәктәп оқутқучиси һазир америкида билим ашуруватқан уйғур зиялиси өз көз қарашлирини оттуриға қойди. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сиясий кеңәш әзаси"шинҗаң"маарипиниң әһвалидин үмидвар әмәс
- Ваң лечүән "шинҗаң"ниң узун муддәтлик тинчлиқиға йәнә 20 - 30 йил вақит қалғанлиқини билдүрди
- Нур бәкри бейҗиңда "үч хил күчләр қош тиллиқ маарип сияситигә һуҗум қилмақта" дәп көрсәтти
- "Җоңхуа миллити" тәрбийәчилири қәшқәргә йолға чиқти
- Ваң лечүән, қош тиллиқ маарип түзүминиң маһийитини ашкарилиди
- Дуня ана тил күнидә уйғур тили
- Уйғур оқуғучиға берилгән вәдә
- Уйғур елидә аз санлиқ милләт мәктәплири билән хитай мәктәплирини қошуветиш күчәйтилмәктә
- Бир оқутқучи “дәрс мунбири әң көңүллүк сорун.....”
- Хитай бу йил хитай өлкилиридики "шинҗаң синип " лириға 5 миң оқуғучи қобул қилмақчи
- Уйғур елидә қош тил маарипида оқуватқан аз санлиқ милләт оқуғучилар сани көпәйтилмәкчи
- Уйғур илидә мийип балиларниң аз дегәндә 40 % и оқушсиз қеливатиду
- Ваң лечүән : уйғур елида қош тил маарипини қилчә тәврәнмәй йолға қоюш керәк
- Хитай уйғур илидә маарипни хитайчилаштуруш қәдимини изчил күчәйтмәктә
- Уйғурларниң омумий вәзийити һәққидә бир маарипчи билән сөһбәт