Қош тиллиқ маарип уйғур өсмүрлириниң әқлий тәрәққиятида қандақ рол ойнайду ? (1)
Мухбиримиз әқидә
2008.12.22
2008.12.22
Др. Әркин сидиқ түркийидики университетларда оқуватқан уйғур оқуғучилар билән биргә.
RFA Photo / Erkin Tarim
Әркин сидиқ әпәнди мақалисида, уйғур дияридики алий мәктәпләрдә уйғур тилини ишлитишниң әмәлдин қалдурулуши, болупму уйғур балилирини һазирқидәк башланғуч мәктәп 1 - синипидин башлапла ана тилини пүтүнләй қайрип қоюп, пәқәт хәнзу тилини өгиниш һәмдә һәммә дәрсләрни хәнзу тилида аңлашни йолға қоюшниң хата икәнликини шәрһиләп өткән .
Әркин сидиқ әпәнди америка қатарлиқ тәрәққи қилған ғәрб дөләтлиридә елип берилған узун муддәтлик илмий тәтқиқатларниң нәтиҗилиригә асасланған һалда , уйғур елидики қош тиллиқ маарип программисиниң балиларниң тил өгиниши, билим елиши җәһәттики тәрәққиятиға еғир дәриҗидә дәхли йәткүзүдиғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әқидәниң хитай даирилириниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан " қош тиллиқ маарип " сиясити вә америкида йолға қоюлған қош тиллиқ маарип программилири тоғрисида әркин әпәнди билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиз.









