' Қош тил' маарипи 2008 - йилида ....
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.12.31
2008.12.31

AFP Photo
Болупму әң көринәрлики шуки, хитай даирилири қош тил оқутушини әмәлийләштүрүш лайиһиси буйичә уйғур елиниң ул маарипи йәни гөдәкләрниң мәктәпкә кириштин бурунқи аң маарипини қош тиллаштуруш, әмәлийәттә хитайчилаштурушни ишқа ашурушни тезләштүрди. Һалбуки бу, уйғурларда "қош тил маарипи әмәлийәттә хош уйғур тили маарипи" болуп қалди дегән наразилиқ пикирләрни мәйданға кәлтүрди.
Хитай һөкүмити "қош тил маарипи " намидики маарип сияситини, уйғур маарипи орниға дәсситишкә башлиғандин буян, йиллардин буян уйғур ели маарипида йүз бериватқан өзгиришләр шуни көрситип туруптики, қош тиллаштуруш қәдиминиң чоңқурлишиши ахири уйғур тилиниң маарип саһәсидә пассип һаләткә өтүп қелишини кәлтүрүп чиқарди.
Нөвәттә алий мәктәпләрдә оқуватқан хитай болмиған оқуғучиларға айрим кәспләрдин башқа барлиқ дәрсләр хитайчә өтүлмәктә. Толуқ вә толуқсиз оттура мәктәпләрдә барлиқ тәбиий пән дәрслири хитайчә өтүлмәктә. Башланғуч мәктәп биринчи йиллиқидин башлап уйғур балилириға хитайчә дәрс өтүлүшкә башлиди. Әмдиликтә уйғур елиниң барлиқ йеза - қишлақлиридиму қош тил йәслилири ечилип уйғур балилири дәсләпки аң тәрбийисиниму өзлири билидиған чүчүк ана тилида әмәс, бәлки қош тил йәслилиридики хитай тәрбийичилиридин хитай тилида қобул қилишқа башлимақта.
Мана буни 2008 - йилида уйғур маарипида йүз бәргән әң зор өзгириш дийишкә болиду. Йәни, хитай һөкүмити 2008 - йил бешида уйғур аптоном райониниң қош тил маарипини зор күч билән тәрәққий қилдуруш қарари билән бәш йилда 3 милярд 750 милйон йүән мәбләғ аҗритип, мәхсус уйғур елиниң йәсли маарипини қош тиллаштурушни әмәлгә ашуридиғанлиқини елан қилди.
Шундин етибарән уйғур елиниң һәр қайси шәһәр, наһийилиридики уйғур балилар бағчилири маарипи хитайчилаштурулғандин сирт, бу мәбләғ арқилиқ йеза - қишлақларғичә қош тил йәслилири қурулди, қош тил йәслилирини пүттүрмигән гөдәкләрниң башланғуч мәктәпләргә қобул қилинмайдиғанлиқидәк бәлгилимиләр билән деһқан, чарвичи ата - аниларму балилирини өз кәнт, йезилирида қурулған қош тил йәслилиригә беришкә мәҗбур болди.
Мисалға алсақ, қәшқәр кона шәһәр наһийисиниң өзидила йеңи қурулған қош тил йәслилириниң сани 90 гә йәткән.Пүтүнләй хитайчә тәрбийә елип берилидиған бу йәслиләрдә үч яштин бәш яшқа қәдәр 7 миңдин артуқ уйғур гөдәклири тәрбийиләнмәктә.
2008 - Йиллиқ уйғур ели ичидә ечилған хитай толуқсиз оттура синиплириға уйғур елиниң йеза - қишлақлиридин қобул қилинған хитай болмиған оқуғучилар 5 миң 205 нәпәргә йәтти. Бу әслидики пиландин йәнә %68 ашурулған. Бу йил хитай өлкилиридә ечиливатқан шинҗаң синиплири 28 шәһәрдә 50 орунға көпәйтилип йилиға бәш миңдин оқуғучи қобул қилидиған болди.
Хитай даирилири йәнә, бу йил 8 - айда пүтүн уйғур ели тәвәсидики барлиқ мәктәпләрдә пүтүнләй хитайчә оқутушни йолға қоюшни 2015 - йили әмәлийләштүрүш пиланини оттуриға қойған.
Бу пиланниң басқуч - қәдәмлири алди билән йәсли маарипида қош тил оқутушни күчәйтип, хитай тили асас қилинған аз санлиқ милләт өсмүрлиригә мас келидиған қош тил тәйярлиқ синиплирини актип ечиш, миллий вә хитай йәслилирини омумйүзлүк бирләштүрүш, чарвичилиқ районлириға нисбәтән бир йиллиқ хитайчә өгитишни ишқа ашуруш, 2010 - зор тиришчанлиқ көрситип 2010 - йилиға барғанда деһқанчилиқ, чарвичилиқ районлиридики қош тил йәслилириниң қош тиллиқ маарип сәвийисини шәһәрниң оттура дәриҗилик сәвийисигә маслаштуруш, 2008 - йили күздин башлап башланғуч 3 - йиллиқларда ана тилидин башқа барлиқ дәрсләрни хитайчә оқутуш, 2011 - йили күздин башлап башланғучтики барлиқ йиллиқларда ана тилидин башқа барлиқ дәрсләрни хитайчә оқутуш.
2008 - Йили күздин башлап йәнә толуқсиз оттура синиплирида барлиқ тәбиий пән дәрслирини хитайчә оқутуш, 2011 - йили күздин башлап толуқсиз биринчи йиллиқтин башлап ана тили дәрсидин башқа дәрсләрни хитайчә оқутуш, толуқ оттура 1 - йиллиқ синиплирида 2009 - йили күздин башлап тәбиий пәнләрни хитайчә оқутуш, 2012 - йили күздин башлап толуқ оттура мәктәпләрдә ана тилидин башқа барлиқ дәрсләрни хитайчә оқутуш қатарлиқлар.
Йәни демәк әгәр хитай даирилириниң уйғур ели маарипини қош тиллаштуруштики мушу хил пилани ишқа ашурулған тәқдирдә 2015 - йилиға барғанда уйғур елидики барлиқ мәктәпләрдә пүтүнләй хитай тилида дәрс сөзләш, хитайчә дәрс аңлаш вә шундақла хитайчә дәрс материяллирини ишлитиш омумлишиду.
Рас шундақ болғанда, көп сандики уйғур зиялийлири кинайә қилип ейтқандәк "қош тил" маарипиниң "хош ана тил" маарипиға баравәр болуп қелишини мубалиғә дейишму тәс болуши мумкин.