Қош тиллиқ маарипму яки бир тиллиқ маарипму?


2006.11.06

xinda-xitay-tili-200.jpg
"Шинҗаң университети" ниң бир темиға есилған тәшвиқат тахтиси. Үстидики қурда "дөләт байриқини сөйүп, дөләт шеирини оқуп, путунғуада сөзлишәйли" дегән сөзләр, астидики қурда "үрүмчи шәһәрлик тил – йезиқ хизмити комитети назарәтчиликидә ясалди" дегән сөзләр йезилған.

Тәңри тағ ториниң учуридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ маарип комитетиниң партийә гурупписиниң башлиқи җав деҗуң нөвәттә, пүтүн аптоном район бойичә қош тилда дәрс өтилидиған синипларниң 5000 ға, оқуғучи саниниң 150 миң әтрапида икәнликини билдүргән болуп, қош тилини йолға қоюшта үрүмчи шәһири алдинқи орунда туридикән.

Қош тиллиқ синақ синиплириниң сани тиз ашмақта

Һазир үрүмчи шәһиридики оттура –башланғуч мәктәпләрдики қош тиллиқ синақ синиплириниң сани 222 гә оқуғучи сани 7600 гә йәткән. Униңдин башқа йәнә хитайлар билән уйғурларниң бирликтә оқуйдиған "миллий-хәнзу қошма мәктәплири" ниң сани көпийип, 100 гә йәткән.

Хитай ахбарат васитилириниң буниңдин бир қанчә күн илгири бәргән хәвиридә мәктәпләрдики қош тиллиқ маарипини йүксәлдүрүш үчүн хитай болмиған оқутқучиларни мәхсус хитай тилида тәрбийиләш программисини йолға қоюп, тәрбийилинидиған оқутқучиларниң бурунқи яш чәклимиси 35 яштин 40 яшқа көтүрүлгәнлики елан қилинған иди.

"Қош тил маарипи" әмәлийәттә хитай тили маарипи

Инкасларға қариғанда, "қош тиллиқ маарип "сиясити пәқәт хитай әмәс милләтләргә қаритилған болуп, бу аталғу бурунқи "миллий маарип" аталғусиниң орнини игиләшкә қарап йүзләнгән. Хитай һөкүмәт ахбарат васитилиридики мәлуматларға асасланғанда, миллий – хәнзу қошма мәктәплиридики уйғур синиплирида дәрсләр хитай тилида өтүлүшкә буйруқ берилсиму, лекин хитай балилири оқуйдиған синипларға хитай һөкүмити өзи етирап қилған уйғур аптоном райониниң рәсмий тили һесаблинидиған уйғур тили дәрси киргүзүлмигән.

Уйғур елидин кәлгән, америкидики исмини ашкарилашни халимиған мәлум бир юқири дәриҗилик зиялийниң ейтишичә, уйғур елидә йүргүзүлүватқан қош тиллиқ маарип дегини әмәлийәттә хитай тиллиқ маариптин ибарәт болуп, буниңда уйғур мәктәплириниң пүтүнләй хитай тилида дәрс өтүлүши, тил-әдәбият дәрсидин башқа барлиқ тәбиий пән һәм иҗтимаий пән дәрслириниң хитай тилида оқутулушини әмәлгә ашуруш нәзәргә елинидикән. Хитай тилида дәрс өтәлмәйдиған оқутқучи лаяқәтсиз һесаблинипла қалмастин һәтта хизмитидин айрилип қелишиму мумкин икән.

Уйғур аптоном райони коммунистик партком секритари ваң лечүән вә муавин секритари нур бәкри қатарлиқлар қош тиллиқ маарипни күчлүк тәшәббус қиливатқан болуп, йеқинда ваң лечүән "миллийларниң хәнзу тили билмисә ишқа орунлишалмайдиғанлиқи, буниңға башқа амал йоқлиқини" ашкара оттуриға қоюп, қош тиллиқ маарипни күчәйтишни тәкитлигән иди.

Канададики уйғур зиялийси әхмәтҗан османниң қаришичә, хитай қош тиллиқ маарипиниң түп мәқсити, уйғурларни өз өрп-адәтлирини унтулдуруп, еңи өзгәртип, ахирида ассимилятсийә қилиштин ибарәт.

Қазақистан һөкүмити уйғур маарипиға йол қоймақта

Уйғур елидики қош тиллиқ маарип мәсилисигә нисбәтән қазақистандики уйғур зиялийлиридин бири, қазақистан пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң ғоҗа әхмәт садвақосоп намидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң йетәкчи илмий хадими, тил-әдәбият пәнлири доктори дилинур қасимова ханим өзиниң уйғур елидә елип барған тәкшүрүшлири асасида инкас билдүрүп, "уйғур аптоном районида қош тиллиқ маарип әмәс бәлки хитай тилидила оқутуш тәләп қилинидиған бир тиллиқ маарип йолға қоюлуш тәшәббус қилинмақта" деди.

Униң қаришичә, қазақистан билән хитайниң миллий маарип сияситидә ортақлиқ вә пәрқлиқ тәрәпләр мәвҗут болуп, қазақистан һөкүмити уйғур мәктәплиригә нисбәтән қош тиллиқ маарип сиясити йүргүзмигән. Уйғур мәктәплиридә барлиқ дәрсләр пәқәт уйғур тилида оқутулиду. Қазақ тили, рус тили қатарлиқлар пәқәт бир дәрс супитидә өтүлиду.

Қазақистан һөкүмити уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә нисбәтән пәқәт қазақ тилидила оқуши керәк дәйдиған өлчәмни қоймиған болсиму, буниң әксичә уйғурлар қазақистан һөкүмитиниң тил –йезиқ, маарип сияситини өзликидин қоллап, қайси тилда маарип тәрбийиси көрүшни өзлири бәлигиләйдикән.

Қазақистанда рәсмий мәлуматлар бойичә 300 миң әтрапида уйғур яшайду. Қазақистанда уйғур заманиви маарипиниң пәйда болғанлиқиға 100 йилдин ашқан болуп, мәйли мустәбит дәп тәнқидлиниватқан совет иттипақи дәври болсун вә яки һазирқи қазақистан болсун бу икки һөкүмәтниң һәммиси уйғурларниң миллий маарипиға йол қойған һәм әһмийәт бәргән. Уйғурларни рус тилида яки қазақ тилида маарип тәрбийиси "ал дәп" мәҗбурлимиған.

Қазақистан уйғурлири қайси тилда оқушни мәҗбурий әмәс бәлки ихтияри таллайду

Нөвәттә, қазақистанда 60 ға йеқин уйғур мәктипи мәвҗут болуп, бу мәктәпләр қазақистан маарип министирлиқи тәрипидин башқурулиду. Қазақистан уйғурлири базар игиликиниң еһтияҗи үчүн ялғуз өз ана тилида оқупла қалмастин, бәлки йәнә дөләт тили болған қазақ тили, милләтләр ара тил рус тилини һәмдә хәлқаралиқ тил супитидә ингилизчә яки башқа бир явропа тилини өгинидикән. Шундақ болғанда, уларниң көпинчиси төт тиллиқ болуп йетишидикән. Дилинур қасимованиң ейтишичә, бу әһвал дөләт сиясити тәрипидин әмәс бәлки пуқраларниң өзлириниң әркин таллиши астида мәйданға кәлгән.

Тәңри тағ ториниң хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити бәш йил ичидә 400 милйон юән мәбләғ селип, ақсу, хотән, қәшқәр, или қатарлиқ вилайәт һәм областлардики 1009 мәктәптә қош тиллиқ оқутушни әмәлгә ашурмақчи. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.