Уйғур йезилириға бәш йил ичидә икки түмән қош тил оқутқучиси йөткәлди
2011.02.24
Бәш йил җәрянида уйғур елиниң һәр қайси йеза-қишлақлиридики башланғуч вә оттура мәктәпләргә йөткәлгән қош тил оқутқучилириниң сани икки түмәндин ашқан.
Хитай һөкүмити шинҗаң хизмәт йиғинидин кейинки орунлаштуруши бойичә хитайдики 19 өлкә, шәһәрни уйғур елигә саһәләр бойичә ярдәм бериду дәп елан қилған иди. Уйғур елиниң қош тиллиқ маарипиға ярдәм бериш бу өлкиләрниң уйғур елигә хитай нопусини йөткәштики йәнә бир васитиси болуп кәлмәктә.
Шенҗин шәһириму бу 19 өлкә, шәһәрниң бири болуп, бу йил башланғандин буян шенҗиндин уйғур елигә асаслиқ қәшқәргә 26 хитай кадир йөткәлгән. 22-Феврал күни мәхсус пидаий оқутқучилар нами билән йәнә 12 хитай, қәшқәрниң ташқорған наһийисидики башланғуч, оттура мәктәпләргә йөткәп келингән.
Бу хитай оқутқучиларниң мәктәпләргә орунлаштурулуш әһваллирини сүрүштә қилип ташқорған наһийилик маарип идарисигә телефон қилғинимизда бир уйғур кадир соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
2009-Йили-1 айда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт “шинҗаңниң қош тил оқутушиға оқутқучи толуқлаш пилани” ни елан қилип 6 йил җәрянида уйғур елиниң һәр қайси наһийә, йеза вә қишлақлирида қош тил маарипини раваҗландуруш үчүн 16 миң оқутқучи толуқлайдиғанлиқини җакарлиған иди. Бу техи пәқәтла башланғуч мәктәпләргә йөткилидиған оқутқучилар болуп, оттура мәктәпләргә йөткилидиған санни ичигә алмайдикән.
Һазирғичә қош тил оқутқучилирини толуқлаш тәдбирлири һәққидә уйғур ели даирилири ашкарилиған учурлардин, бу хил қош тил оқутқучилирини толуқлаш асасән хитай өлкилиридин хитайларни йөткәш арқилиқ әмәлийләштүрүлмәктә.
Бу һәқтә илгири уйғур елидин мундақ инкасларға еришкән идуқ. Тоқсундики бир нәпәр узун йиллиқ оқутқучи қош тил маарипи намида елип бериливатқан сиясәтләргә наразилиқ билдүрүп, бу җәрянда уйғур оқутқучиларниң һәқсизлиққа учраватқанлиқини ейтқан иди.
Хитай даирилири уйғур елидә қош тил маарипини күчәйтиш һәққидә йәниму җиддий тәдбирләрни алмақта.
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт, 20-феврал күни хотәндә “аптоном районниң қош тил маарип хизмитини илгири сүрүш бойичә җәнубий шинҗаң райони сөһбәт йиғини” ни чақирған. Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, йиғинда қош тил оқутқучилири қошуни қурулушини күчәйтиш, мәктәпниң әхлақ тәрбийә хизмитини муһим нуқта қилиш қатарлиқлар оттуриға қоюлған, уйғур аптоном районлуқ партком даимий комитетиниң әзаси әркин турахун йиғинда һәр дәриҗилик партком вә һөкүмәтлириниң қош тиллиқ маарип хизмитигә рәһбәрлик қилишни күчәйтишни тәкитлигән.
21-Феврал күни уйғур елидики педагогика университетида “уйғур елидики оттура вә башланғуч мәктәпләргә қош тил оқутқучилирини тәрбийиләш курсиниң йепилиш мурасими” өткүзүлгән болуп, мәзкур йиғин һәққидики хәвәрдин ашкарилинишичә,җәмийәттин йеңи бир түркүм қобул қилинип, тәрбийиләштин өткән җәмий 3271 нәпәр оқутқучи, асасий қатламдики башланғуч, оттура мәктәпләргә қош тил оқутқучилиқиға тәқсим қилинидикән.
Гәрчә, уйғур ели өзидиму қош тил оқутқучилиқиға қобул қилиниватқан болсиму, радиомизға кәлгән учурлар һәмдә игилигән мәлуматлардин ашкарилинишиға қариғанда, қош тил оқутқучилиқиға уйғур елидин қобул қилиниватқан уйғур оқутқучилар билән хитайдин йөткиливатқан қош тил оқутқучилириниң сәвийисидә зор пәрқ болуп, уйғур елидин қобул қилиниватқанлар асасән толуқ курсни пүттүргән алий мәлуматлиқлар болса, хитай өлкилиридин келиватқанлар хитай ортақ тилидиму сөзлийәлмәйдиған оқуш тарихи вә сәвийиси интайин адәттики, оттура вә алий техником мәктәпләрни пүттүргән ишсиз хитайларни асас қилмақта.
Мәктәп пүттүрүп хизмәтсиз қалған бир уйғур қизму, оқутқучилиққа хитайларниң наһайити асан қобул қилиниватқанлиқини инкас қилди.
Хитайчә сумурғ ториниң 23-феврал хәвиридин ашкарилинишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң 2006-йилидин башлап, җәмийәттин қош тил оқутқучилирини қобул қилиш чақириқиниң түрткисидә, 2010-йилиға қәдәр уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт, бир областтики мәктәпләргә бәш йил җәрянида йөткәлгән қош тил оқутқучилириниң сани 22 миң 323 нәпәргә йәткән.