Далай лама рабийә қадир ханимниң мәктупи, уйғур допписи вә әтлисини хушаллиқ билән қобул қилди
2012.11.07

Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң роһаний даһийиси далай лама 11-айниң 4-күнидин башлап японийидә мәхсус зиярәттә болмақта. У бу қетимқи зияритидә асаслиқи будда диний тәлимати билән илим-пәнниң мунасивити йәни “далай лама билән алимларниң диалоги” дегән темидики муһакимә йиғинлириға қатнашқан. Бу қетимқи паалийәткә токйо университети қатарлиқ университетлардики тәбиий пән вә иҗтимаий пән саһәсидики алим, мутәхәссисләр өзлириниң асман җисимлири, инсанлардики етиқад мәсилиси, кишилик мунасивәт вә һаятлиқтики өтмүш, келәчәк қатарлиқ темиларда өзлириниң тәтқиқат мақалилирини оқуп өткән. Далай лама бу мәсилиләр үстидә өзиниң диний көз-қарашлирини баян қилип өткән.
Японийидә зиярәттә болуватқан тибәтниң роһаний даһийиси далай ламаниң японийидики зиярити җәрянида “хәлқара уйғур кишилик һоқуқ тәтқиқат җәмийити”ниң әзалири билән учришип һәм сөһбәттә болидиғанлиқидин хәвәр тапқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим вашингтондики ишханисидин өзиниң мәктупини, салимини, уйғур допписини вә әтлисини дәрһал йоллап, өз намидин бу қетимқи учришишқа қатнишидиған әзаларға, далай лама әпәндимгә йәткүзүп беришни һавалә қилған.
11-Айниң 6-күни чүштин кейин саәт бир йеримда, токйодики бәш юлтузлуқ окура меһманханисида тибәтниң роһаний даһийиси далай лама, тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң вәкиллири“хәлқара уйғур кишилик һоқуқ тәтқиқат җәмийити” ниң әзалири билән йәни кагошима хәлқара университетиниң профессори германийилик профессор доктор балмун әпәнди қатарлиқ бир гуруппа кишиләр учришип, сөһбәттә болған. У бу қетимқи учришишта уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң мәктупини, салимини, уйғур допписини вә әтлисини далай ламаға тапшуруп бәргән. Далай лама әпәнди хушаллиқ билән қобул қилип, өзиниң салимини бу вәкилләр арқилиқ рабийә қадир ханимға йәткүзгән вә шундақла профессор балмун әпәндигә тибәтләрниң әнәниви ақ шарписини совға қилған.
Биз рабийә қадир ханимға далай ламаниң салимини йәткүзүш вә рабийә қадир ханимниң мәктупиниң қисқичә мәзмунидин хәвәрдар болуш үчүн рабийә қадир ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ.