Рабийә қадир ханим әрәб телевизорида

Әрәб дунясида уйғурларниң әһвалиға қизиқидиғанларму аз әмәс, хусусән диниға мәһкәм мусулманлар уйғурларниң ғемини йейишни вә уларға қолидин кәлгәнчә ярдәм қилишни диний бурч дәп билиду.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.08.01
rabiye-el-jezire-tv-305.jpg Рабийә қадир ханим “әл җәзирә” телевизийисидә. 2010-Йили.
Social Media

Әрәбләрниң тәшвиқат васитилиридә пат-пат уйғурлар вә уларниң ана вәтинини тонуштурған программилар берилип туриду. Болупму қатарниң мәшһур телевизийә қанили “әл җәзирә” уйғурларни көпрәк тонуштуруп кәлмәктә.

2012-Йили 31-июл күни әтигәндә қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилида уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим тонуштурулди. Бу программиниң вақти бир саәттин көпрәк болуп, рабийә ханимниң яш вақти, униң сода саһәсигә кириши, сидиқ һаҗи розиға өйлиниши, бейҗиңға қурултайға бериши, елип барған хәлқчил паалийәтлири, ахирида дөләт мәхпийәтликини чәтәлликләргә әвәткән дегән баһанә билән түрмигә елиниши қатарлиқ бир йүрүш сәргүзәштлири наһайити толуқ тәсвирләнгән. Программида йәнә, рабийә ханимниң америкиға барғандин кейинки миллий һәрикити вә елип барған паалийәтлири тонуштурулди.

Программида рабийә қадир ханим билән сидиқ һаҗи рози сөзлигән болуп, улар бешидин өткән сәргүзәштлирини наһайити тәсирлик һалда сөзләп бәргән. Мухбирларниң соаллириғиму интайин чүшинишлик һәм ихчам җаваб бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.