Рабийә қадир ханимниң германийә зиярити нәтиҗилик ахирлашти

19 - Апрелдин 24 - апрелғичә германийә пайтәхти берлинда өткүзүлгән "уйғур рәһбәрлирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири бойичә тәрбийиләш курси" һәмдә д у қ иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгән д у қ рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң икки һәптилик германийә зиярити 29 - април күни нәтиҗилик ахирлашти.
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.04.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Рабийә қадир ханим сөздә 2008 - Йили 20 - април күни берлинда ечилған йиғинда д у қ рәиси, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим ечилиш нутқи сөзлиди.
Photo: RFA
 Бу икки һәптә ичидә рабийә қадир ханим қурултай күн тәртипидә бәлгиләнгән паалийәтләргә қатнашқандин сирт германийә, авистрийә вә шветсарийә қатарлиқ дөләтләрниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири биләнму учрашти.

Германийә һөкүмәт әмәлдарлири рабийә ханимни қизғин қарши алди

Ахирқи күни йәнә баварийә парламентида нутуқ сөзләп, бу қетимқи сәпиригә хатимә бәргән рабийә қадир ханим, бу қетимқи паалийәтләрниң әтраплиқ вә системилиқ орунлаштурулғанлиқидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

Рабийә қадир ханимниң бу қетимқи германийә зиярити хитай - германийә оттурисидики сүркүлүш күчийиватқан, германийә баш министири ангела меркел ханим вә германийә ташқи ишлар министирлики рәиси далай ламани қобул қилиштин илгири елип берилған болуп, рабийә қадир ханим германийә һөкүмәт әмәлдарлириниң қизғин күтүвелишиға еришкән. Бу сәпәрдә рабийә қадир ханимға һәмра болған д у қ муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди, һәр саһә дөләт әрбаблириниң рабийә қадир ханимға тутқан алаһидә муамилиси һәққидә чүшәнчә берип өтти.

Германийә ахбарат саһәси рабийә ханимни җиддий диққәт етибариға алди

Рабийә қадир ханимниң зиярити қобул қилған германийә һөкүмәт әмәлдарлири уйғурлар мәсилисигә җиддий муамилә қилишниң зөрүрликини йәниму бир қәдәм илгирилигән һалда тонуп йәткән. Болупму, демократик бир дөләт болуш сүпити билән гуантанамодики уйғурларға игә чиқалмайватқанлиқи үчүн өзлирини әйиблигән .

Рабийә қадир ханимниң айиқи тәккәнлики шәһәрдә шәһәр башлиқлири вә парламент вәкиллири рабийә қадир ханимни қизғин күтивелипла қалмай, йәнә рабийә қадир ханимниң шәрипигә зияпәтләр бәргән.

 19 - Апрелдин башлапла германийә мәтбуатлири, телевизийә қаналлири вә интернет тор бәтлири рабийә қадир ханим тоғрисида бәс - бәстә мәлуматлар беришкә башлиған иди. Рабийә қадир ханим бу сәпиридә көплигән һөкүмәт әмәлдарлириниң зиярәтлирини қобул қилипла қалмай, күнигә қанчә саәтләп һәр саһә мухбирларниң зиярәтлириниму қобул қилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.