Рабийә қадир ханим австиралийә зиярити үчүн седнийда

2009 - Йили 8 - айниң 4 - күни дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим австиралийиниң седний шәһиригә йетип кәлди. Рабийә ханимни австиралийә уйғур җәмийитиниң рәиси һусән һәсән, баш катипи мәһәммәтимин әла әпәндиләр вә бирқисим җәмийәт әзалири айродромда күтүвалди.
Мухбиримиз бәхтийар
2009.08.05
Rabiye-Xanim-Sidneyda-08032009-305.jpg 2009 - Йили 8 - айниң 4 - күни д у қ рәиси рабийә қадир ханим австиралийиниң седний шәһиригә йетип кәлгән болуп, сүтәттә, рабийә ханим австиралийә уйғур җәмийитидә җәмийәт әзалири, мухбир вә меһманлар билән биргә.
RFA Photo / Bextiyar

Рабийә ханимни күтүп түрған австиралийиниң а б с телевизийә қанили вә авитиралян гезити қатарлиқ ахбарат органлириниң мухбирлири униң әтрапиға олушуп соаллар яғдурушти.

У мухбирларниң урумчидики тутқунда туруватқан балилири вә акиси тәрипидин йезилған хәт һәққидә соралған соаллириға мундақ җаваб бәрди: " бу, уйғурларниң авазини дунядин өчүрүш үчүн вастә таллимайдиған хитай һөкүмитиниң йәнә бир номуссиз чариси, миниң пәрзәнтлирим уз ихтияри билән анисини әйиблимәйду. Хитай бу чариси билән мени контрол қилалмайду, уйғурниң авазини өчүрәлмәйду. 5 - Июл қирғинчилиқ җинайитини йошуралмайду. Әксичә дуня җамаәтчиликигә өзлириниң қанчиилик залим икәнликини техиму испатлиди."

Рабийә ханимниң бу қитимқи зияритиниң сәвәби милборин хәлқара кино фистивалиға қатнаштурилидиған, униң уйғурларниң әркинлики йолида илип барған курәшлири мәзмун қилинған "сөйгүниң 10 шәрти" намлиқ һуҗҗәтлик филим икән.

Бу филимниң фистивалға қатнаштурулуши елан қилинғандин кейин, болупму урумчидики қирғинчилиқтин кейин, рабийә ханим вә уйғурлар әң муһим тимиға айлинип австиралийидики телевизийә,гезит, радиоларда һәр күни дегидәк хәвәрләр бириливатиду. Бу ахбарат вастилириниң хәвәр қилишичә, беҗиң даирилири австиралийә һөкүмитигә, фистивал тәшкили оргиниға бар күчи билән тосқунлуқ қилип вә тәһдитләр силип, рабийә ханимға виза бәрмәсликни, филимни фистивалға қатнаштурмаслиқни қаттиқ тәләп қилған, мәқситини әмәлгә ашуралмиған хитай 5 филимини, хоңкоң вә тәйвән бирдин, икки филимни фистивалға қатнаштуруштин қалдуруп, байқут қилған.

Хитай компийотер бузғунчилири фистивал тәшкиллигүчиләрниң компийотерлириға һуҗум қилған. Бу филим 2009 - йили 8 - айниң 8 - күни икранда түнҗи қетим қоюлидиған болуп, биләт тамамән сетилип болған.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим австиралийигә йетип кәлгән 2009 - йили 8 - айниң 4 - күни кәч саәт 7 дә австиралийә уйғур җәмийитиниң седний шәһириниң обурн районидики ишханисини зиярәт қилди вә түрк җәмийитиниң залида 200 гә йиқин турк вә уйғурларни қобул қилип, урумчидики қанлиқ қирғинчилиқ һәққидә омуми доклат бәрди . Мухбирлар вә йиғин қатнашчилириниң соаллириға җаваб бәрди.

Әзәрбәйҗан җәмийитиниң рәиси нимәмәтин әпәнди сөз қилип: "мустапа камал түркләргә ата түрк болған, сиз, түркләргә ана түрк болушқа һәқлиқсиз,"‏ деди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.