Хитай, рабийә қадир ханимниң аилә - тавабатини рабийә ханимға қарши хәт яздурди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.08.03
2009.08.03

news.xinhuanet.com Дин елинди.
ТӘнқид хети шинхуа агентлиқи тәрипидин елан қилинди. Хәткә йәнә рабийә ханимниң қериндашлири, нәврилири, келин - күйоғуллири болуп җәмий 12 кишиниң қоли қойдурулған.
Хәттә, 5 - июл вәқәсидә көплигән бигунаһ кишиләрниң өлгәнлики, көплигән аптомобил вә дуканларниң вәйран болғанлиқи, буниңға рабийә ханимниң сәвәб болғанлиқи баян қилинған. "Қәдирлик ана" дәп башланған хәттә йәнә мундақ дейилгән: "сиз билмәйсиз, шинҗаңда һазир наһайити чоң өзгириш бар. Хәлқ баяшат турмуш кәчүрүватиду. Хәнзулар билән уйғурлар һәм тәң - баравәр яшаватиду."
Хәттики юқириқи баянлар, мәзкур хәтниң хитай компартийисиниң тәшвиқат материяллири билән әйни тон, әйни мәзмунда болуп, буниңға қарита чәтәлдики уйғурлар хәтниң сахтилиқини яки мәҗбурий яздурулғанлиқини оттуриға қоймақта.
Шивитсийидә яшаватқан абдуришит һаҗи әпәнди юқириқи сөзлиридин кейин, хитайниң рабийә қадирни қарилашта мәдәнийәт инқилаби дәвригә қайтқанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, бүгүн бирләшмә агентлиқиниң зияритини қобул қилип, мәзкур хәтниң сахтилиқини яки мәҗбурий яздурулғанлиқини билдүрди. Дилшат ришит сөзидә йәнә, рабийә ханимниң уйғур хәлқи арисида вә хәлқарада абройиниң күнсири ешиватқанлиқини, бу әһвалниң бу қетим рабийә ханимниң токйо зиярити вә австралийә сәпиридә техиму ениқ мәлум болғанлиқини, шуңа хитай һөкүмитиниң, рабийә ханимниң йолини тосуш үчүн йеңи бир метод қолланғанлиқини, йәни хитайниң рабийә ханимни қарилашта вастә таллимайватқанлиқини билдүрди.
Абдуришит һаҗи әпәнди сөзидә, мәйли уйғурларниң өрп - адәтлири нуқтисидин, мәйли исламий әхлақ нуқтисидин болсун, уйғурларниң өз ата - анисиға қарши гәп - сөз қилмайдиғанлиқини, рабийә ханим аилисидәк миллий вә сиясий тәрбийә қоюқ болған бир аилидә мундақ бир хәтниң йезилишиниң мумкин әмәсликини билдүрди.
Абдуришит һаҗи сөзидә йәнә, мәзкур хәтниң уйғур хәлқини қаймуқтуралмайдиғанлиқини, чүнки уйғурларниң бүгүнгә қәдәр өз қәһриманлирини хитай елип барған тәнқид вә күрәшләрдин тонуп кәлгәнликини әскәртти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.