Рабийә қадир ханим хитайниң 'олимпиккә бузғунчилиқ қиливатиду' дәп әйиблигәнликигә рәддийә бәрди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.30
2008.05.30
Photo: RFA
Уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә ханим хитай һөкүмитиниң бундақ әйиблишигә рәддийә бәрди. Рабийә ханим сөзидә коммунист хитай һөкүмитини олимпик мусабиқиси өткүзүш салаһийити йоқ дәп көрсәтти.
Шинхуа агентлиқиниң бу хәвиридә дуня уйғур қурултейиниң баш катиби долқун әйсани 'японийигә барғанда, хитай һөкүмити уйғур мәдәнийитини йоқитишни йолға қоюватиду, дәп иғва тарқатти' дәп әйиблигән иди. Долқун әйса әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур мәдәнийитини йоқ қиливатқанлиқиниң пакитлирини оттуриға қоюп, хитай һөкүмитигә рәддийә бәрди.
Шинхуа агентлиқиниң бу хәвиридә йәнә, дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришитниму 'хитай һөкүмити олимпик мәшилини узутуш дегән нам билән уйғурларға қарита кишилик һоқуқ апити кәлтүрүватиду, дәп иғва тарқатти' дәп әйиблигән иди. Дилшат ришит әпәндиму бу конкрет мәзмун буйичә хитай һөкүмитигә рәддийә бәрди.