Рамзанда уйғурларниң диний етиқад һәқ-һоқуқлири техиму қаттиқ дәхли-тәрузға учримақта

Уйғур диярида хитай даирилириниң уйғур диний етиқад паалийәтлирини чәкләйдиған мәхсус бәлгилимилири рамзан мәзгилидә омумйүзлүк күчәйтилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.07.18
Uyg-qiyin-ramazan-305.jpg Рамзан мәзгилидә қәшқәрдики уйғурлар.
AFP Photo

Намаз оқуш, роза тутуш хитайниң қанунида бәлгиләнгән пуқраларниң қанунлуқ диний етиқад әркинлики, әмма йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмитиниң, болупму рамзан һәмдә мусулманларниң һейт ‏-байрам мәзгилидә уйғурларниң диний етиқад паалийәтлиригә техиму еғир чәк қоюп, уларниң хитайниң қанунида бәлгиләнгән нормал диний паалийәтләр билән шуғуллинишиғиму тосқунлуқ қилип келиватқанлиқи мәлум.

Илгирики йиллардики рамзан мәзгилидә уйғурларниң инкаслиридин, хитай даирилириниң мәхсус бәлгилимә вә йәрлик низамларни чиқирип уйғур елидә, дөләт мәмурлири, оқутқучи, оқуғучилар, қорумиға йәтмигәнләр вә партийә әзалириниң бирдәк мәсчитләргә кириш, намаз оқуши, роза тутуши һәтта җүмә вә һейт намизиға қатнишишиниңму чәкләнгәнлики, ресторанларниң бирдәк рамзанда сода тохтитишиға йол қоюлмиғанлиқи, бәзи органларниң хизмәтчиләрниң роза тутушиға тосқунлуқ қилиш үчүн уларни мәҗбурий чүшлүк ғизаға орунлаштурғанлиқи, һәтта рамзанда бәзи мәсчитләргә хитайниң бәш юлтузлуқ қизил байриқи тақилип, һәр җүмә намизи, һейт намизи вақтида аммини байрақ чиқиришқа орунлаштурғанлиқидәк уйғурларниң диний әркинликигә дәхли тәрз һәрикәтлири паш болған иди.

Илгири даириләр нормал оқу оқутуш хизмитигә тәсир йәткүзиду дегән сәвәбни көрситип оқутқучи, оқуғучиларниң роза тутушини чәкләп кәлгән иди.
Бу йил уйғур мусулманлири мушу айниң 20-күнидә рамзан ибадитини башлайду, демәк бу қетимқи 30 күнлүк рамзан ейи, әмдила мәктәпләр язлиқ тәтилгә қоюп берилгән мәзгилгә тоғра кәлди, һалбуки, радиомизға кәлгән инкасларға қариғанда, уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики маарип вә һөкүмәтниң алақидар тармақлири җайларда мәктәпләр тәтилгә қоюп беришниң алдидила оқутқучи-оқуғучиларни “рамзан мәзгилидики муқимлиқ, бихәтәрликкә мәсулийәтнамиси” ға қол қойдурған вә бу арқилиқ уларниң тәтил вақтида роза тутмаслиқ, һәр қандақ йүсүндики диний паалийәткә қатнашмаслиқиға капаләтлик қилиш үчүн тәдбирләрни қолланмақта икән.

Даириләр тарқатқан “рамзан мәзгилидики муқимлиқ, бихәтәрлик мәсулийәтнамиси” да мундақ көрситилгән:
“тәтил мәзгилидики җәмийәт, мәктәп, аилә, оқуғучиларниң муқимлиқ, бихәтәрликини көздә тутуп уларға башқурушни қанун бойичә күчәйтиш, яш өсмүрләрниң роһи җәһәттин сағлам өсүп йетилишини капаләтләндүрүш, җәмийәттики яман ғәрәзлик кишиләрниң оқуғучиларниң идийисини бурмилап, яман йолларға башлап кетишниң алдини елиш, диний паалийәтләргә қатнишиш, дин өгиниш, роза тутушниң алдини елиш, динниң мәктәпләргә сиңип киришини чәкләш......Язлиқ тәтилни тинч бихәтәр өткүзүш үчүн мунасивәтлик тәрәпләр билән мәсулийәтнамә имзаланди, әстайидил әмәлийләштүрүшиңларни сораймиз.”

Оқуғучи, оқутқучи, мәктәп вә аилә башлиқлири тәрипидин имзалиниш тәләп қилинған бу мәсулийәтнамидә, мәктәпниң мәсулийити-оқутқучи, оқуғучиларни роза тутмаслиқ, һәр қандақ диний паалийәткә қатнашмаслиққа идийиви тәрбийә ишләш, мәсилә көрүлмәсликкә капаләтлик қилиш... Оқутқучиларниң мәсулийити-марксизмлиқ атеизм мәйданида чиң туруп һәр қандақ диний паалийәткә қатнашмаслиқ вә оқуғучиларға бу һәқтә тәрбийә ишләш һәмдә диний етиқади күчлүк ата-аниларғиму сиясий тәрбийә ишләш, муқимлиқ, бихәтәрликкә мунасивәтлик гуманлиқ иш вә адәмләрни байқиған һаман мәлум қилиш..... Аилә башлиқлириниң мәсулийити-балиларниң дин өгинишигә, намаз оқушиға, роза тутушиға, мәсчиткә киришигә йол қоймаслиқ, диний идийиләрни сиңдүрмәслик лазим....

Оқуғучиларниң мәсулийити болса “динға ишәнмәслик, диний паалийәткә қатнашмаслиқ.... Вәтәнниң бирлики, милләтләр иттипақлиқиға пайдисиз сөз, һәрикәтләрни қилмаслиқ...” дегәндәк мәзмунлардин өз ичигә алиду.

Җайларда мәзкур мәсулийәтнамә қандақ йосунда әмәлийләштүрүлүватқанлиқи һәққидә учур елиш үчүн үрүмчи, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлардики мәктәп вә маарип орунлиридин игилигән учурлиримиздин, барлиқ мәктәпләрдики уйғур оқутқучи вә оқуғучиларниң тәтилгә қоюп берилиштин бурун бу хил мәсулийәтнамигә қол қойғанлиқи, тәтил қоюп берилгән болсиму, тәтил аяғлашқанға қәдәр оқутқучи, оқуғучиларниң һәр җүмә күни мәктәпкә келип йоқлимидин өтүши вә сиясий тәрбийигә қатнишиши шәрт икәнлики мәлум болди.

Үрүмчидики бир уйғур башланғуч мәктәптә нөвәтчилик қиливатқан оқутқучи, буниң йиллардин буян рамзан мәзгилидә давамлишип келиватқан тәдбир икәнликини билдүрди.

Қәшқәр йеңишәр наһийисидики бир толуқ уттур мәктәпниң оқуғучиси һәммә оқуғучиларниң һәмдә ата-аниларниң мәсулийәтнамигә имза атқанлиқини, мәктәп һәмдә даириләрниң һәтта мәсчитләрниңму қорумиға йәтмигән оқуғучиларни намаз оқуш, роза тутуштин тошуйдиғанлиқини, келәр йили өзиниң 18 яшқа киргәндин кейин нормал диний паалийәтлирини башлаш үмиди барлиқини билдүрди.

Қәшқәр пәйзават наһийилик маарип идарисигә телефон қилғинимизда, кечилик нөвәтчиликтә туруватқан бир кадир оқутқучи-оқуғучи, ишчи-хизмәтчиләрниң қанунда бәлгиләнгән болушидин қәтийнәзәр, һәр қандақ диний паалийәткә қатнишишиға йол қоюлмайдиғанлиқини, әгәр хилаплиқ қилғанлар байқалса тегишлик чарә көрүлидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.