Рамзанниң әһмийити вә рамзандин кейинки ибадәт һәққидә
Мухбиримиз пидаий
2010.09.17
2010.09.17
Youtube.com Дин елинди.
Соал: әссаламуәләйкум һүсәнҗан. Рамзан ейиму ахирлашти лекин мусулманчилиқ йәнә давам қилиши керәк. Буниң үчүн мусулман киши рамзан айлиридики тәсиратлири вә һасилатлирини қандақ муһапизәт қилиши керәк?
Җавап: мәнчә, уйғур мусапир қериндашлар мубарәк рамзан ейини алла қобул қилған болса наһайити яхши аяғлаштурдуқ дәп ойлаймән. Чүнки бу ай бизгә сәврчанлиқни өгәтти. Ач - тоқ яшайдиған пеқир - мискинләрниң әһвалини әсләтти.
Бу, мубарәк рамизан ейиниң қәдир қиммитини чүшинип йәткән қериндашлар бу бир ай вақитни қәдирләп алланиң әҗригә еришти иншаалла. Бу айниң һөрмитини чүшәнмигән яки чүшәнгән болсиму йәнила вақтини ғапиллиқта өткүзүп рамизанлиқ мукапатниң әҗридин мәһрум қалғанларму болди. Меһрибан алла бу қериндашлиримизниму һидайәт қилип келәр йили рамзан розисини ғәлибилик тутушқа несип қилсун. Амин.
Ундин башқа, вәтинимиз шәрқи түркистандики мусулман қериндашлиримиз рамзан ейини хитай шунчә бисим қилсиму, етип, өлтүрүп, тутуп солап, уйғурларниң рамизан розисини тутушни чәклигән болсиму униңға баш әгмәй қараңғу өйләрдә йошурун һаләттә роза тутуп, тәравиһ намазлирини оқуп бу мубарәк айни шунчә тәқвалиқ ичидә аяғлаштурди. Хитайларниң уйғур хәлқини рамзанниң мукапатидин мәһрум қилиш суйиқәсти охшашла мәғлуп болди.
Мәқсәткә кәлсәк: рамзан розисини тутуш мөминниң иманини, җисманийити вә әхлақини ислаһ қилидиған; бу арқилиқ илаһиға йеқинлаштуруп шәйтанға қарши инқилаби роһини күчләндүрүдиған бир пәрз ибадәт. Әмма рамзан ейи чиқип кәткәндин кийин кәйнигә йенип йәнила бурунқи илләтлиригә гунаһлириға қайтивалиду. Бу у кишидики иманниң сахтилиқини ипадиләйду. Аллатаала иманимизниң рамзан вақтидила күчлинип ундин кейин йәнә аҗизлиққа қарап йүзлинип қалмаслиқи үчүн рамзандин кейинму мәлум сүннәт вә нәпла розиларни тутушни мөмин мусулманларға буйруған.
Соал: ундақта оқурмәнлиримизгә бу һәқтә азрақ учур бәргән болсиңиз.
Җавап: биз яшаватқан бу ай йәни шәввал ейида 6 күн роза тутуш сүннәт болуп пәйғәмбәр әләйһиссалам "кимки рамзан ейиниң розисини толуқ тутуп, йәнә шәввал ейидин 6 күн роза тутидикән, худди у, йил бойи роза тутқанға охшаш болиду," дегән.
Қуранда мундақ дейилиду: "алланиң һузуриға бир яхшилиқни елип кәлгән киши, униң он һәссисигә еришиду" (әнам сүриси 160 - айәтниң беши). Чүнки "бир яхши ишқа он һәссә саваб бериш" принсипи бойичә: рамзан ейи ичидә тутқан 30 күн роза 10ға көпәйтилип 300 күнгә, шәввал ейи ичидә тутқан 6 күн роза 10ға көпәйтилип 60 күнгә тәң. Иккисини қошқанда, җәмий 360 күн болиду. Шуңа рамзан розисини толуқ тутуп болғандин кейин, шәввал ейидин йәнә 6 күн роза тутқан киши йил бойи роза тутқанға охшаш савабқа еришиду дәймиз. Шуңа уйғур мусулман қериндашлиримизниң бу пурсәтни чиң тутуп бу айда алла ризаси учун 6 күн роза тутушини тәшәббус қилимиз.
Соал: һүсәнҗан динимизда бундин башқа йәнә қайси ай - күнләрдә роза тутуш бәлгиләнгән?
Җавап: әлвәттә ундин башқа пәрз сүннәт ваҗип қатарлиқ 6 түрлүк роза тутуш бар.
1. Әрәфат күнидә роза тутуш. Пәйғәмбиримиз бу күнниң розиси тоғрисида алла өткән вә келидиған йилдики икки йиллиқ гунаһларни йоққа чиқириду дәп җаваб бәргән.
2. Ашура күниниң розиси, муһәррәмниң 10 - күни тутулидиған роза болуп буниң савабиниң юқири болидиғанлиқини, вә бу күндә роза тутқучиларни алдидин яки кәйнидин бир күн қошуп роза тутушини сүннәт қилған.
3. Дүшәнбә вә пәйшәнбә күнлириниң розиси. Пәйғәмбиримиз дүшәнбә күндә тутулған розиниң әһмийити тоғрисида мән бу күндә дуняға күз ачтим. Бу күндә маңа вәһий келишкә башлиди дегән.
Пәйғәмбәр әләйһиссалам дүшәнбә вә пәйшәнбә күнләрдә роза тутатти. Бу икки күнидә роза тутушниң сәвәби тоғрилиқ соралғинида - у әмәлләр дүшәнбә вә пәйшәнбә күнлиридә аллатаала көрситилиду. Бу күндә алла пүтүн инсанларниң гунаһлирини мәғпирәт қилиду. Пәқәт бу күнләрни қәдирлимигәнләрниң гунаһлирини әпу қилиш иши кечиктүрүлиду. Дегән.
Дүшәнбә вә пәйшәнбә күнлири дә әмәлләр алла ға көрситилиду миниң әмәллиримниң мән розидар һалитимдә көрситилишини яқтуримән.
4. Һәр айда 3 күн роза тутуш. Әбу һурәйрә пәйғәмбиримиз бизгә һәр айда 3 күн роза тутушни буйруған вә һәр айниң нәпли роза тутуш учун әң әвзәл күнлири қәмәрийә айлириниң 13 - 14 - 15 - күнлири икәнликини шундақла һәр айниң бу күнлиридә роза тутушниң йил буйи үзмәстин роза тутқанға охшаш саваблиқ иш икәнликини билдүргән.
5. Шәбан ейида роза тутуш. Пәйғәмбиримиз һеч бир айда шәбан ейида роза тутқандәк куб роза тутмайтти. У шәбан ейиниң һәммисини роза билән чиқиратти.
6. Нәплә розилар ....
Бу роза һейт вә қурбан һейт күнлиридин башқа күнләрдә мусулман өзи халап сүннәткә уйғун шәкилдә тутса алла тәрипидин савабқа игә болидиған розилар. Нәплә розилар тоғрисидиму пәйғәмбиримизниң нурғун һәдислири кәлгән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.