Серб уруш җинайәтчиси ратко миладич қолға елинди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати уруш җинайәтлири мәһкимиси тәрипидин инсанийәткә қарши җинайәт ишләш билән әйибләнгән серб қомандан ратко миладич пәйшәнбә күни қолға чүшти.
Мухбиримиз ирадә
2011.05.27

У 2001-йилидин бери ғайиб болуп кәткән болуп, униң қолға елиниши хәлқарада адаләтниң мәйли кейин , мәйли балдур болсун, өз орнини тапидиғанлиқиниң ипадиси дәп көрситилди.

Боснийилик сербларниң сабиқ һәрбий қомандани ратко миладич босинийә уруши мәзгилидә серебреникадики 8000 миң босинийилик мусулман әрниң қәтлий қилинишиға сәвәбчи болған ачқучлуқ қомандан болуп, уруш җинайәтлири мәһкимиси узундин бери униң из-дерикини қиливатқан иди.

Ратко миладич сабиқ югославийә армийисиниң офитсери болуп, у сабиқ югославийидә парчилиниш мәзгили башланғандин кейин 1991-йили кродийигә әвәтилгән. Кейин у сарайеводики югославийә армийисиниң иккинчи һәрбий район қомандани болған. 1992-Йили босинийә серб армийисиниң баш қомандани қилип бекитилгән. 1995-Йили сентәбирдә серебникадики қирғинчилиқ башлиништин бурун униң синға елинған мәшһур сөзлири бар болуп, униңда миладич : мана һазир серебника шәһиридә, бу шәһәрни серб хәлқигә һәдийә сүпитидә тәқдим қилиш алдида туруптимиз. Бизниң ахири бу мусулман босинийиликләрдин интиқам алидиған пәйтимиз йетип кәлди, дегән иди.

Ратко миладич 8000 босинийиликниң өлүмидин башқа йәнә, босинийә-геритсиговенаниң пайтәхти сарайевониң үч йил бойичә қоршав астиға елинишғиму сәвәбчи дәп қариливатқан исим. Уруштин кейин сербийигә қайтип пайтәхт белградта әркин-азадә яшиған миладич 2001-йили сабиқ югославийиниң башлиқи милошивич уруш җинайәтчиси дәп қолға елинғандин кейин ғайиб болған иди. Әмма хәлқара җамаәт босинийә уруш җинайәтчилириниң қолға елиниши һәққидә белградқа тохтимай бесим ишлитип кәлгән болуп, һәтта явропа бирлики сербийә әгәр явропа бирликигә киримән дәйдикән, алди билән радован карадич вә ратко миладичтин ибарәт икки уруш җинайәтчисини тепип қолға елиши керәк, дәп шәрт қойған. Гәрчә, радован карадич 2008-йили қолға елинған болсиму, әмма ратко миладечтин хәвәр болмай кәлгән иди.

Пәйшәнбә күни сербийиниң президенти борис тадич ратко миладичниң 15 йил аридин кейин қолға елинғанлиқини җакарлиди. У “ биз ахири сербийә тарихидики қараңғу бир сәһипини ахирлаштуруп, сербларниң йүзидики қара дағни юған болдуқ” деди. У йәнә, немә үчүн бу уруш җинайәтчисиниң 15 йилдин бери из-дерикиниң болмиғанлиқи һәққидиму айрим сүрүштүрүш елип баридиғанлиқини билдүрди.

Хәвәр тарқалғандин кейин, хәлқара җамаәт буниңдин мәмнун болғанлиқини ипадә қилип, президент карадичниң җасаритигә апирин оқушти. Америка ақсарайдин берилгән баянатта, бу, мушуниңға охшаш башқа кишиләрниңму һаман бир күни адаләтниң сориқиға тартилидиғанлиқиниң ипадиси, дәп көрсәтти. Президент барак обама буниң әйни чағда қәтлий қилинғанларниң йеқинлириға бир тәсәлли болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Франсийә президенти саркозий болса буниң наһайити яхши бир хәвәр икәнликини ейтип, президент карадичниң җасаритини мәдһийилигән. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш секретари бан кимунму бу һәқтә сөз қилип, бу, хәлқара адаләт үчүн тарихи бир күн дәп баһа бәргән.

Гәрчә миладичниң қолға елиниши хәлқара җамаәтни болупму қирғинда өлгәнләрниң аилә-тавабатлирини мәмнун қилған болсиму, әмма б б с дин берилгән хәвәрләрдин қариғанда, миладичниң қолға елиниши сербийидики миладични қәһриман дәп тонуйдиған бәзи зиядә милләтчи гуруппиларниң наразилиқини қозғиған. Буниңға қарита наразилиқ намайишлириму йүз бәргән.

Миладич қолға елинғандин кейин, сот даирилири бу йил 69 яшқа киргән миладичниң саламәтликини тәкшүрүп, униң тән вә зеһин саламәтликиниң җайидилиқини, сотқа тартилса болидиғанлиқини қарар қилған. Игилинишичә, белградтики сотқа чиқирилған миладич өзиниң гунаһсизлиқини ейтип, әйибләшни рәт қилған.

Миладич бир һәптә ичидә голландийидики лаһей уруш җинайәтлири мәһкимисигә тапшуруп берилидиған болуп, у мәһкимидә, арисида кичик балиларму болған 8000 босинийиликниң серблар тәрипидин өлтүрүлүш вәқәсидики ачқучлуқ исим қатарида җинайи җавабкарлиққа тартилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.