Әркин асия радиосидики уйғур авазиниң 10 йили (1)
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.12.18
2008.12.18
RFA Photo
Төвәндә, мухбиримиз гүлчеһрәниң тонуштуруши билән әркин асия радиомизда уйғурчә программа аңлитишқа башлиған он йил мабәйнидә, уйғурлар һаятида болуп өткән зор вәқә һәм һадисиләрни әслитип өтмәкчимиз.
2008 - Йили декабирдин башлап буниңдин он йил муқәддәм йәни, әркин асия радиоси уйғурчә аңлитиши рәсмий башланған 1998 - йилиға қәдәр нәзәр салғинимизда, уйғур дияри вә оттура асия шундақла дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар үчүн бу он йилниң интайин җиддий вәзийәтләргә йүзләнгән, қайғу һәм шадлиқ, пәхир һәм әпсус, үмид һәм нишан җипсилашқан аҗайип мурәккәп бир җәрян икәнликини көрәләймиз.
Радиомизда уйғурлар һаяти һәққидә берилгән ахбаратларни йәкүнлигинимиздә, уйғурларниң мушу он йилдики һаятини көргәндәк болимиз. Чүнки әркин асия радиоси уйғурчә аңлитиши, уйғур хәлқиниң һаяти тәқдири билән йеқин туруп кәлди, һәр бир қетимлиқ аңлитишимизда аҗайип әһмийәтлик ахбаратлар мәйданға кәлди, йәни уйғурлар өз һаятида аҗайип зор вәқәләрни баштин кәчүргән болди, бу һәқтә чәклик болған аңлитиш вақтимизда тәпсилий тохтилишқа имкан болмисиму, вәкил характерлик вәқә һәм һадисиләрни әсләп өтәйли.
Әркин асия радиоси 1998 - йили 14 - декабир 30 минутлуқ уйғурчә программа аңлитишини башлиди, бу вақит уйғур елидә 4 - феврал вәқәси йүз берип бир йилға йеқинлашқан, хитай даирилири қаттиқ бастуруш сияситини җиддий йүргүзүп уйғур яшлирини тутқун қилиш, өлүмгә буйруш, җазалаш елип бериватқан шуниңдәк пүтүн ели сиясий һавасини қараңғу туман қаплиған бир җиддий мәзгил иди шундақла или вәқәси һәққидә хитай ичидә муназирә йүргүзүшму чәкләнгән бир пәйттә, әркин асия радиоси уйғурларға мәзкур вәқә һәққидә сөз қилиш, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур паалийәтчилириниң наразилиқ инкаслирини дуняға аңлитиш пурсити яритип бәрди.
Шундин етибарән радиомизда или вәқәсидә зиянкәшликкә учриғанларниң авазини аңлитиш вә бу вәқәни әсләп дуняда өткүзүлгән намайиш, муһакимиләргә орун берилип кәлмәктә.
2000 - Йилиға кәлгәндә радиомиз аңлитиши бир саәткә узартилип муқим сәһипиләр буйичә программилар аңлитишқа башлидуқ, бу җәрянда уйғур ели вә башқа җайлардин бивастә телефон арқилиқ учур вә мәлуматлар елип кишиләрни зиярәт қилиш пурсәтлиригә ериштуқ.
2001 - Йилидики америкида йүз бәргән 11 - сентәбир террорлуқ вәқәси һәққидә нәқ вақтида хәвәрләр тарқитилди, һәмдә бу паҗиәниң қурбанлири ичидә ню йорктики террорлуқ һуҗумиға учриған қошмақ бинада хизмәт қиливатқан зөһрә исимлик бир уйғур қизниң барлиқи һәққидә мәлуматлар бәргәндин башқа, униң аилисидикиләр радиомиз зиярәтлирини қобул қилди.
2001 - Вә 2002 - йиллири қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ җайларда йүз бәргән һөкүмәтниң диний һәм уйғур мәдәнийитигә мунасивәтлик китабларни көйдүрүш вәқәси һәққидә йәрлик хәлқ һәм һөкүмәт әмәлдарлирини зиярәт қилип мәлуматлар бәрдуқ.
Хитай һөкүмитиниң 2002 - йили алий мәктәп дәрсликлирини хитайлаштуруштин башлиған " қош тиллиқ маарип" сиясити намидики уйғур миллий маарипини хитайчилаштуруш һәрикити бүгүнгә кәлгәндә йеза, наһийиләрдиму қош тиллиқ йәслиләр қурулуп уйғур балилириға хитайчә тәрбийини дәсләпки аң тәрбийисидин башлайдиған дәриҗигә йәтти. Истансимиз, қош тиллиқ маарип мәсилилиригә даир ахбарат мәлуматларни из қоғлап мәлуматлар берип кәлмәктимиз вә бу һәқтә уйғурларниң наразилиқ инкаслири, мутәхәссисләрниң түрлүк мулаһизилири аңлитилди. Шундақла мәзкур мәсилә, чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң уйғур давасидики нуқтилиқ мәсилилириниң бири болуп қалди.
Радиомиз сәһипилири моллашти, бу давамида хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгән үч томлуқ ана юрт романи аңлитилип аңлиғучиларниң зор қизиқиши һәм яқтурушиға еришти.
2003 - Йили қәшқәрниң маралбеши, пәйзиватни мәркәз қилип йүз бәргән йәр тәврәш апити һәққидә хәлқараға дәл пәйтидә, чоңқурчақ йәр тәврәш апәт районида 50 миңдин артуқ уйғур деһқанларниң еғир апәттә қалғанлиқи, 268 адәмниң өлгәнликигә охшаш қиммәтлик учурларни тарқатти, һәмдә һәқсиз қизиқ линийилик телефони тәсис қилинип аңлиғучилардин, инсан һоқуқи мәсилиси, диний әркинлик мәсилиси, һашар, пиланлиқ туғут, әйдиз, зәһәрлик чекимлик қатарлиқ мәсилиләргә мунасивәтлик қиммәтлик учур инкас һәм пикирләр игиләнди.
Қизиқ линийә инкаслири мәхсус сәһипә буйичә тарқитилип аңлиғучилиримизниң биз билән болған алақиси күчәйтилди.
2003 - Йили хитай һөкүмити хәлқара террорлуққа қарши уруш баһанисида уйғур тәшкилатлири һәм уйғур паалийәтчилирини террор тизимликигә елип, уйғурларни хәлқараға террорчи көрситип,уйғурларни бастуруш сияситини қанунлаштурушқа тиришти. Әмма бизниң игилигән учурлиримиз арқилиқ, хәлқ хитай тәрипидин террорчи көрситилгән бу тәшкилат һәм кишиләрниң әмәлийәттә хитай билән сиясий көз қариши охшимайдиған демократик миллий паалийәтчилири һәм тәшкилатлар икәнлики, хәлқара җәмийәтниңму хитайниң бу хил әйиблишини етирап қилмиғанлиқи, уларни пәқәт уйғур мустәқиллиқ тәшкилатлири вә сиясий паалийәтчиләр дәпла етирап қилидиғанлиқидәк һәқиқий әһваллардин хәвәрләнди.
2004 - Йилиға кәлгәндә радиомиз универсаллашти, радиомизда үч хил йезиқтики мәхсус тор бәтниң вуҗудқа чиқиши радиомизға күч қошти, аңлиғучилиримиз дуняниң һәр қандақ җайида туруп, һәр қандақ вақитта, һәр қандақ программимизни ихтияри һалда интернеттин пайдилинип аңлиялайдиған, хәвәр язмилирини көрәләйдиған болди шундақла аңлиғучилиримиз билән йәнә бир алақилишиш көзники ечилди.
Әлвәттә бу пәйттә хитай һөкүмитиму түрлүк васитилардин пайдилинип радиомиз аңлитишиға тосқунлуқ қилиш, тор бәтни қамал қилиш һәрикитини бошаштурмай кәлди. Һалбуки аңлиғучилиримиздин хитай һөкүмитиниң әркин асия радиосини аңлиғучиларни тәқиб астиға еливатқан тәқдирдиму садиқ ихласмәнлиримизниң радиомиз арқилиқ ташқи дунядин хәвәрдар болуш, өзлириниң тәқдиригә мунасивәтлик хитай тәрипидин чәклиниватқан учур, арзу - арманлириниң әркин асия радио долқунлири арқилиқ әркин дуняға тарқитилишини тәхирсиз күтидиғанлиқини ипадиләп кәлмәктә.
Һөрмәтлик оқурмәнләр, 2005 - йиллардин башлап уйғурлар һаятиға мунасивәтлик йәнә қандақ зор вәқә һәм һадисиләрниң болуп өткәнлики вә буниңға даир әркин асия радиомизниң уйғурчә аңлитишлирида мунасип қандақ ахбарат - учурлар берилгәнликини һәққидә кейинки программимизда давамлиқ мәлуматлар аңлайсиләр.