Парламент әзаси доктор решат доғру: уйғур түрклиригә қилиниватқан бесим барғансери зораймақта

Милләтчи һәрикәт партийисиниң токат шәһәрлик хәлқ вәкили доктор решат доғру әпәнди парламента қилған баянатида, һөкүмәтниң кәркүк мәсилигә көңүл бөлүшини тәләп қилди вә шәрқий түркистанға игә чиқмайватқанлиқини әйиблиди.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2012.12.14
parlament-ezasi-reshat-doghru-305.jpg Түркийә парламент әзаси, сабиқ дөләт министири, милләтчи һәрикәт партийисиниң муавин секретари др. Ришат доғру әпәнди сөздә. 2012-Йили авғуст.
RFA/Erkin Tarim


Милләтчи һәрикәт партийиси токат шәһәрлик хәлқ вәкили доктор решат доғру 2013 - йиллиқ TİKA( түрк һәмкарлиқ вә идариси) вә чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр башқармисиниң 2013 - йиллиқ малийә хамчоти һәққидә милләтчи һәрикәт партийиси комитетиға вакалитән түркийә парламентидә сөз қилди.

У сөзидә мунуларни оттуриға қойди:

Шәрқий түркистандики мәсилиләр түрк дунясиниң әң муһим тимисидур. Шәрқий түркистан хитайлар тәрипидин 1759 - йилидин бери таҗавузға учримақта. Улар арилиқта бәзи мустәқил дөләтләрни қурған болсиму, хитай буни етирап қилмиди вә тунҗуқтурувәтти.

Хитай шәрқий түркистанға болған һөкүмранлиқини сақлап қелиш үчүн уйғурларға қарши тәшкиллик сиясий бесим елип бармақта. Түрклүк еңини йоқ қилип уйғурларни хитайлаштуруш үчүн маарип сиясәтлирини йүргүзмәктә. Хитайчә маарипни зорлап таңмақта. Уйғурларниң күлтүри вә әнәнисини аҗизлитиш үчүн күрәш қилмақта. Шинҗаң уйғур аптоном райони дегән билән бу районға хитай көчмәнләр тошулмақта вә уйғур нопуси тарқақлаштурулмақта. Уйғур түрклиригә қилиниватқан бесим барғансери зораймақта.

Түркийә шәрқий түркистан уйғур түрклиригә игә чиқмайватиду, улар учраватқан һәқсизлиқни дуня еқим мәсилилиригә айландурушқа тиришмайватиду. Ундин башқа йәнә, шәрқий түркистанниң муһаҗир ледири рабийә қадир ханимниң дөлитимизгә кириши чәкләнмәктә. японийә болса шәрқий түркистанлиқларға қурултай орунлаштуруп бериватиду. Дуняниң һәрқайси дөләтлиридики рәһбәрләр шәрқий түркистан ледирлирини тәклип қиливатиду. Биз болсақ дөләт сүпитидә уларниң қурултайлириға қатнашмиғанни аз дәп, уларни дөлитимизгә киргүзмәйватимиз. Бу тоғра әмәс.

Ататүрк, “түркийиниң сиртида яшайдиған түркләр бар. Түркийә җумһурийти дөләт сүпитидә улар билән мунасивәт орнитиши вә у йәрдики тәрәққиятларни күтивелиши лазим” дейиш арқилиқ бизниң тарихий вәзипимизни бекитип бәргән. Ататүркниң көрсәтмиси вә рәһмәтлик башбуғ алп арслан түркәш әпәндиниң үлкичиләргә аманәт қилған қериндаш хәлқләр мәсилиси дөлитимизниң әң муһим мәсилисидур.

2011 - Йили 20 - мартта қурулған, чәтәлдики түркләр вә қериндаш милләтләр башқармиси, қурулғандин тартип муһим хизмәтләрни елип келиватиду. Әмма актипчанлиқини техиму иҗра қилдуруши керәк. Мәзкур башқарма худди TİKA ға охшаш чәтәлдиму шөбиләрни қуруши, түркләрниң йенида туруши керәк.2011 - Йили 7 - , вә 8 - июн күнлири әнқәрәдә чәтәлдики түркләр қурған иҗтимаий тәшкилатларниң йиғини ечилғанди. Ундин башқа йәнә германийидә көчмәнликниң 50 - йиллиқи хатириләнгәниди. Мана булар актип паалийәтләрдин ибарәт.

Доктор решат доғру әпәнди парламенттики сөзидә йәнә, пүтүн түрк дунясидики һәл қилинишқа тегишлик барлиқ мәсилиләрни оттуриға қойди вә түркийә җумһурийитиниң түрк дунясиға игә чиқип, уларниң мәсилисини һәл қилиш үчүн чоқум түрк дуняси министирлиқи қуруп чиқиши керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.