Саадәт партийиси аяллар бөлүми хитай вә камбуджаға қарши баянат елан қилиш йиғини өткүзди

Камбуджаниң 20 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликигә қарши түркийидики аммивий тәшкилат вә сиясий партийиләр арқа ‏- арқидин баянатлар елан қилип, хитайға болған наразилиқини ипадиләп кәлмәктә.
Мухбиримиз арислан
2009.12.31
Istanbulda-Saadet-partiyisi-ayallar-bolumi-namayishta-305.jpg Сүрәт, 2009 ‏- йили 12 ‏- айниң 31 ‏- күни түркийә саадәт партийисиниң айаллар бөлүми билән шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң айаллар бөлүминиң бирликтә уйуштурушида истанбулниң әйуп султан мәйданида өткүзүлгән хитай вә камбуджаға қарши байанат елан қилиш йиғинидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

2009 ‏- Йили 12 ‏- айниң 31 ‏- күни түркийә саадәт партийисиниң аяллар бөлүми билән шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң аяллар бөлүминиң бирликтә уюштурушида истанбулниң әюп султан мәйданида хитай вә камбуджаға қарши баянат елан қилиш йиғини өткүзүлди. Йиғинға саадәт партийиси вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң мәсуллири вә саадәт партийисиниң аяллар бөлүми әзалири шундақла истанбулда яшаватқан уйғур аяллардин болуп йүздин артуқ аяллар иштирак қилди.

Ахбарат елан қилиш йиғиниға көплигән мухбирларму кәлгән болуп, йиғинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан вә саадәт партийиси аяллар бөлүминиң рәиси нагехангул әслитүрк сөз қилди.

Саадәт партийисиниң аяллар бөлүминиң рәиси нагехангул әслитүрк сөзидә хитай вә камбуджани әйибләп мундақ деди: " һәммимизгә мәлум болғандәк, шәрқий түркистанниң үрүмчи шәһиридә өткән 7 ‏- айда йүз бәргән вәқәләрдин кейин камбуджаға қачқан 21 нәпәр уйғур түрки бейҗиңниң бесим қилиши нәтиҗисидә хитайға қайтурулди. Камбуджа 1951 ‏- йили хәлқара мусапирларни қоғдаш келишимнамигә имза қилған җәнубий асия дөләтлиридин бири болсиму, камбуджаниң пайтәхти пһном пениһ дики бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар ишханисидин сиясий панаһлиқ тәләп қилған уйғурларни дөләт ичидин чиқарди. Хитай муавин дөләт рәисиниң камбуджани зиярәт қилиши билән , хитай әмәлдарлири уларниң җинайәтчи икәнликигә испат көрситәлмигән болсиму, бу қанунсиз иш әмәлийләштурулди. Камбуджаға әң көп мәбләғ салған хитай бу дөләтни 850 милйон доллар миқдаридики 14 түрлүк келишимгә имза қилиш билән мукапатлиди. Капиталист дуня сестимида хәлқара қанун һәққидә дөләтләр тәрипидин имза қилинған келишимниң иҗра қилинмастин қәғәз үстидила қалғанлиқини көрүватимиз."

Нагехангул әслитүрк б д т вә хәлқара ислам қурултейи тәшкилатиға хитап қилип мундақ деди: " бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханисиниң бу йүз бәргән вәқәләргә, дин, ирқ, сиясий чүшәнчә вә җинсийәт айримастин тәрәпсиз бир шәкилдә, сиясий панаһлиқ тәләп қилған мусапирларға вә башқа инсанларға еһтияҗ туюлғанда, қоғдаш вә ярдәм қилиш вәзиписини орунлимиғанлиқини көрүватимиз. Игилинишичә ,хитайда һәр йили 5 миңдин артуқ кишиниң өлүмгә һөкүм қилинидиғанлиқи билдүрүлмәктә. Дунядики өлүмгә һөкүм қилишниң йүздә 87% пирсәнти хитайда ишләнгәнлики илгири сүрүлмәктә. Биз саадәт партийиси аяллар бөлүми болуш сүпитимиз билән түркийидин қалса әң көп уйғур мусулманлар яшайдиған шәрқий түркистан билән мунасивәтлик һөкүмәт мәсуллирини, ислам қурултейи тәшкилатини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини вә хәлқара тәшкилатларни бу ишқа арилишишқа чақириқ қилимиз, аммивий тәшкилатлиримизни вә миллитмизни бу мәсилигә сәзгүрлүк билән қарашқа чақириқ қилимиз. Уйғурларни дәлил ‏- испатсиз өлүмгә һөкүм қилған хитай дөлитини вә уйғурларни дөләт тәвәликидин мәҗбурий чиқарған камбуджани қаттиқ әйибләймиз вә бу зулумниң тохтишини тәләп қилимиз."

Биз йиғин ахирида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң рәиси һидайәтуллаһ әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.