Тарихчи мәрһум сабит абдурахманниң "уйғурнамә" қамуси нәшрдин чиқти
2006.03.01
Чәтәлдики уйғур сиясий паалийәтчилири арисида йетәкчилик ролини ойниған шаир, тарихчи сабит абдурахман әпәндиниң узун йиллиқ җапалиқ әмгикиниң мивиси, үч томлуқ "уйғурнамә" намлиқ китаби алматида нәшр қилинди.
Мәрһум сабит абдурахман әпәнди 2005 – йили 7 – айда китабини нәшргә тапшуруп болғандин кейин машина вәқәсигә учрап вапат болған.
Мәрһум сабит абдурахман әпәндиниң мәзкур китаби мәрһумниң аилиси вә вәтәнпәрвәр яшларниң иқтисадий ярдими билән, мәрһумниң вапатидин 7 айдин кейин нәшрдин чиқти.
Бу һәқтики мәлуматларни, қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia