“хотәндә уйғурлар сақчиханиға һуҗум қилди” дегән хәвәрниң арқа йүзи
2011.08.05

Мундин бирқанчә күн илгири хитай вә дуня ахбарат васитилиридә, “уйғурлар хотәндики сақчиханиға һуҗум қилди” дегән хәвәр тарқалған болсиму, уйғурларниң немә үчүн һуҗум қилғанлиқи вә һуҗумниң сәвәби һәққидә хитай тәрәп һечқандақ мәлумат бәрмигән. Дуня ахбарат васитилириму хитайниң ахбарат васитилири тарқатқан бу хәвәрниң өз әйнисини тарқатқан. Әмма хотәндин чәткә чиққан уйғурлар бу хәвәрниң тамамән әксини сөзлимәктә икән. Хотәнлик йәрлик уйғурларниң ейтишлириға қариғанда, әслидә уйғурлар сақчиханиға һуҗум қилған әмәс, бәлки улар икки күндин бири сақчиханиға наһәқ соливелинған аяллирини қутқузуш үчүн барған икән.
Дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар комитети рәиси турғунҗан алавудун бизниң бу мәсилә һәққидики сөһбитимизни қобул қилған иди. Турғунҗан алавудун нөвәттики хотән вәқәси һәққидә өзи игилигән ишәнчлик учурни вә пикир-қарашлирини оттуриға қойған болуп, нөвәттики хотән вәқәсиниң уйғурларниң сақчиханиға һуҗум қилған вәқәси әмәсликини, бәлки исламий қияпәттә кийинип йүзлирини йөгигәнлики сәвәблик наһәқ соливелинған аяллирини қайтуруп келиш үчүн сақчиханиға барғанлиқини баян қилди.
Юқиридики аваз улинишидин турғунҗан билән елип барған сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.