Сәуди әрәбистандики уйғурларниң һейт шадлиқи

Қурбан һейт пүтүн мусулманларниң диний байрам күни болуп, уйғурлар үчүн һәм диний һәм миллий айәм һесаблиниду. Уйғурлар миң йилдин көпрәк тарихтин бири бу һейт күнини һәр йили шундақ қутлап кәлмәктә.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.12.16
Erebistanda-balilar-305 Мәккә шәһиридә ечилған уйғур мәктипиниң өсмүр оқуғүчилиридин бир қисми сүрәттә.
RFA Photo / Omerjan Tohti

Бүгүнки қурбан һейт күнидә вәтән ичидики уйғурлар айәм тәнтәниси қилғандәк, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларму айәм тәнтәнисигә чөммәктә. Улар уйғурларға хас җамаәт болуп һейтлаш паалийитини давамлаштурмақта.

Сәуди әрәбистанида болса уйғурларниң көп қисми бу күнләрдә һәҗ паалийити билән мәшғул болғанлиқтин, улар һейтлишиш ишлирини һәҗдин кейинки күнләргә кечиктүриду.

Әли рози һаким билән сөһбәт

Сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә турушлуқ әли рози һаҗим қурбан һейт мунасивити билән сөһбитимизни қобул қилған иди, у мундақ деди:" аллаһқа шүкүр ейтимән. Мән бу йәрдә туруватқинимға он бәш йил болай дәп қалди. Бу җайдики қурбан һейт бизниң вәтәндикигә охшимайду. Чүнки бу җай икки һәрәм җайлашқан орун болғанлиқтин, қурбан һейт күнлиридә бу җайдики әрәб, уйғур вә башқа милләтләрниң көпинчиси мәккигә берип һәҗ қилиш билән мәшғул болиду. Шуңа пәқәт һәҗ паалийәтлири ахирлашқандин кейинла, уларниң өз‏-ара һейтлашқинини көрәләймиз. Бизниң вәтәндикидәк җамаәт болуп һейтлаш ишлири бурун бу җайларда болған болсиму, һазир шәһәрләр тәрәққи қилип уйғурлар тарқилип яшашқа өткәндин кейин, өз‏-ара җамаәт болуп һейтлаш ишлири азийип кәткән."

Муһаҗирәттики уйғур пәрзәнтлириниң қурбан һейт хушаллиқи

Әли рози һаҗим балиларниң муһаҗирәттики һейт ойнаш кәйпияти һәққидә сориған соалимизға җаваб берип мундақ деди:" балиларниң һейт хушаллиқи үчүн бу җайларда мәхсус балилар бағчилири болиду, балилар шу җайларға берип һәр хил оюнлар билән көңүллирини хуш қилишқа тиришиду. Һәҗгә чиқмиғанлар қурбанлиқ қилиду, балилар қурбанлиқтин бәк хушлиниду. Балилар қурбанлиқ гөшигә еғиз тегиш билән биргә кәмбәғәлләргә айрилған қурбанлиқ гөшини атилири билән бирликтә тарқитишқа қатнишиду, буниңдин балилар йоқсулларға хәйр - сахавәт қилишни өгиниду. Қандақла болмисун, һейт - айәмләр өзимизниң ана вәтинидикидәк һозурлуқ болмайдикән."

Балилар билән сөһбәт

Сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә ата - анилириниң һәмраһлиқида һейтлишватқан уйғур пәрзәнтлири омумән өзлириниң компйотер оюнлири билән көңүл ечишни әвзәл көридиғанлиқини, һейт күнлиридә вақитлирини достлири билән һейтлишиш, деңиз бойлирида саяһәт қилиш вә балилар бағчилирида көңүл ечиш билән өткүзидиғанлиқини ейтишти, шундақла өзлириниң ана вәтинигә тәлпүнидиғанлиқини билдүрүшти.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.