Горҗи кларк: сайламда кимниң утуп чиқиши америкиниң палавдики уйғурларниң орунлаштурушиға тәсир қилмаслиқи мумкин

Гүантаномидин қоюп берилгән 6 нәпәр уйғурниң палавға келип орунлашқиниға 3 йил болуп қалди. Гуантанамода 2-бир дөләткә орунлишишни күтүп узун йил сақлиған уйғурлар, палавға кәлгән 3 йилдин буян, 3-бир дөләткә мәңгүлүк олтурақлаштурулушни күтүп келиватиду.
Мухбиримиз әркин
2012.11.05
obama-mitt-romney-305.jpg Барак обама (солда) вә митт ромней. 2012-Йили 4-ноябир.
AFP

Улар америка президентлиқ сайлимида обаманиң мәғлуп болуп, америка һөкүмитиниң сияситидә өзгириш йүз берип қелишидин, өзлириниң 3-дөләткә кетәлмәсликидинму әнсирәйду. Шуңа улар йәкшәнбә күни өзлириниң палавдики вақитлиқ туруши йәнә қанчилик давам қилидиғанлиқини сорап, америка һөкүмитиниң айдиңлаштуруп беришини тәләп қилған.

Америка президент барак обама 2008-йилдики сайламда, президентлиққа сайланса гуантанамо лагерини дәрһал тақайдиғанлиқини билдүргән. Бирақ аридин 4 йил өткән болсиму, гуантанамо лагери тақалмиди. Лагердики гунаһсиз, дәп ақланған уйғурлардин 3 киши давамлиқ мәзкур лагерда тутуп турулуп, 2-бир дөләткә орунлаштурулушни күтүп туриду. Тинч окяндики палавға вақитлиқ орунлаштурулған 6 нәпәр уйғур болса, 3 йилдин буян өзлириниң 20 миң напуслуқ бу тинч окян арилидики вақитлиқ орунлишиши йәнә қанчилик созулидиғанлиқини күтүп, тақәтсизләнмәктә.

Шу мунасивәт билән улар, йәкшәнбә күни японийә кюто ахбарат агентлиқиға сөһбәт елан қилип, өзлириниң палавдики вақитлиқ орунлаштурулуши йәнә қанчилик давамлишидиғанлиқини сориған вә америка һөкүмитиниң буниңға җаваб беришини тәләп қилған.

Улар йеқиндин диққәт қиливатқан йәнә бир мәсилә, сәйшәнбә күни өткүзүлидиған америка президентлиқ сайлими. Улар сайламда кимниң утуп, кимниң мәғлуп болушиға диққәт қиливатқанлиқини ипадиләп, обама уттуруп қойса, өзлириниң әһвали қандақ болидиғанлиқи, улариниң һалини сорайдиған һечқандақ бир һөкүмәт әмәлдари чиқмай қелишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән. японийә иқтисади хәвәрлириниң қәйт қилишичә, палавдики уйғурлардин әхмәт абдуләһәд әпәнди, японийә кюто ахбарат агентлиқиға елхәт арқилиқ йоллиған баянида әскәртип, әгәр обама уттуруп қойса, бизниң әһвалимиз қандақ болиду, улар бизни унтуп кетәмду яки бизниң башқа дөләткә орунлаштурулуш мәсилимизни көрмәскә саламду? дегән.

Биз америка дөләт ишлар министирлиқиға телефон қилип, әхмәт абдуләһәдниң соалиға қандақ инкас қайтуридиғанлиқи, палавдики уйғурларниң йәнә қанчилик сақлайдиғанлиқини соридуқ. Дөләт ишлар министирлиқиниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир әмәдари, соалимизға җаваб берип, биз давамлиқ уларниң һазирқи орунлаштурулушини вақитлиқ, дәп қараймиз. Биз палавдики 6 нәпәр уйғурға мәңгүлүк олтурақлишидиған бир җай тепишқа күчимизниң баричә тиришимиз вә тохтимай һәрикәт қилимиз, дәп көрсәтти. Дөләт ишлар министирлиқиниң бу әмәлдари йәнә, палавниң бу уйғурларға ярдәмдә болғанлиқи вә уларниң сәврчанлиқиға рәһмәт ейтишни унтуп қалмиди.

Гуантанамодики тутқунларға адвокатлиқ қиливатқан америка асаси қанунлуқ һоқуқ мәркизиниң сабиқ адвокати җорҗи кларкниң билдүрүшичә, сайламда ким утуп чиқса чиқсун, бу америкиниң палавдики уйғурларни башқа бир дөләткә мәңгүлүк олтурақлаштуруш позитсийисигә тәсир көрситиши натайин.

У зияритимизни қобул қилип: бундақ болушидин гуман қилимән. Мениңчә бу сиясәтниң һөкүмәт вә партийә алмишиш билән тәсиргә учруши натайин. Әгәр ромней сайламда утуп дөләт ишлар министиқи өзиниң сияситини өзгәртсә, бу мән наһайити һәйран қалидиған бир иш болиду. Дөләт ишлар министирлиқидики бу ишни қилидиған кишиләр сиясәтчиләр әмәс, улар кәспий дипломатлар. Шуңа мениңчә уларниң қарари өзгириду, дәп қаримаймән. Лекин бу мениңчә шәхси пәризим. Әлвәттә, мән уларниң қандақ қарар қилидиғанлиқини билмәймән. Бирақ мениң қаришимчә, уларниң позитсийиси өзгәрмәйду, дәп көрсәтти.

Гуантанамодин қоюп берилип албанийидә олтурақлишип қалған уйғурлардин абабәкри қасим әпәндиниң билдүрүшичә, палавдики уйғурларниң мәсилиси ноқул мәдәнийәт, тил җәһәттики мәсилә әмәс. Палавда турмушниң қийинлиқи, иш тепишниң тәслики уларға бесим болуватқан йәнә бир мәсилә.

Гунатанамодики уйғурлар мәсилиси кишилик һоқуқ тәшкилатлири көңүл бөлүп келиватқан мәсилә.Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мәсули кеннис рус, японийә кюто агентлиқиға елан қилған гуантанамодики уйғурлар һәққидики баянатида обама һөкүмитини тәнқидләп: уйғурларниң әһвали кишини алаһидә биарам қилиду. Чүнки америка һөкүмити уларниң хәвплик кишиләр әмәслики вә һечқандақ хаталиқ садир қилмиғанлиқини етирап қилған. Лекин президент обама уларни америка вә яки башқа дөләткә қоюп берип, сиясий мәблиғини сәрп қилишқа истәксизлик қилди, дегән.

Җорҗи кларкниң илгири сүрүшичә, обама 2008-йилдики сайламда вәдә қилған болсиму, бирақ униң һазирға қәдәр гуантанамони тақимаслиқи кишини үмидсизләндүриду. Җорҗи кларк: бу кишини үмидсизләндүриду. Униң өз сөзидә туруп, гуантанамони тақимаслиқи кишини үмидсизләндүриду. Әгәр у бешидила тез һәрикәт қилип, өзиниң күчини қолланған болса, бәлки бу ишни қилалиған болатти. Мениңчә у буниңда хаталашти. Һазир бу мәсилә уларниң күнтәртипидики асаслиқ мәсилә әмәс. Әсли улар бу мәсилини асаслиқ орунға қоюши керәк иди, әпсуски улар бу қетим мәзкур мәсилини муһим орунға қоймиди, дәп көрсәтти.

Президент обама 2009-йили президентлиқ вәзипигә олтурғанда гуантанамо тақашни буйруп, лагердики әл‏-қаидә мәнсуплирини америка туприқидики нормал сот мәһкимилиридә сотлашни қарар қилған. Лагердики гунаһсиз, дәп ақланған уйғурларни америкиға қобул қилиш һәққидә бәзи урунушларда болған. Бирақ униң урунуши америка җәмийити, дөләт мәҗлисидики җумһурийәтчиләр вә бир қисим демократларниң күчлүк қаршилиқиға дуч кәлгән. Дөләт мәҗлиси қанун чиқирип,гуантанамодин қоюп берилгән һәр қандақ кишини америкиға қобул қилишни чәклигән иди.

Абабәкри қасимниң қаришичә, палав қатарлиқ җайлардики уйғурларни башқа дөләткә орунлаштуруш мәсилисидә толуқ күч чиқармиған. У, әгәр америка һөкүмити толуқ күч чиқарса, бу ишларниң аллибурун һәл болуп кетидиғанлиқини билдүрди.

Әхмәт абдуләһәд әпәндиниң кйоту ахбарат агентлиқиға билдүрүшичә, у вә униң балилириниң палавдики һаяти нормал болсиму, лекин уларниң бирдин-бир истики уйғурлар топлишип олтурақлашқан бирәр дөләткә бериш яшаш. Җорҗи кларк, гуантанамодин қайтқан уйғурларниң уйғурлар топлишип олтурақлашқан әлләргә орунлаштурушниң муһимлиқи, бирақ һазирға қәдәр бирәр дөләт чиқмиғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: сизгә уларни қобул қилидиған бир дөләт чиқиши керәк. Бирақ һазирғичә, торра иш қилип, уларни қобул қилидиған бир дөләт чиқмиди. Палав уларни қобул қилип зор иш қилди. Бирақ палавда уйғур мәдәнийити вә топлишип яшайдиған уйғур җамаити йоқ. Шуңа уйғур аһалиси топлишип яшайдиған дөләтләр уларни қобул қилса, тоғра қилған болиду. Мәсилән, австралийә, түркийә, германийә шундақла уйғурлар топлишип яшайдиған башқа һәр қандақ дөләт.

Җорҗи кларкниң билдүрүшичә, һечқандақ бир дөләт оттуриға чиқип, палавдики уйғурларға мәңгүлүк панаһлиқ беридиғанлиқини билдүрмигән болсиму, бирақ һечқандақ бир дөләт уларниң панаһлиқ илтимасини рәт қилип бақмиған. У, буниң сиясий сәвәб һәққидә пикир баян қилмайдиғанлиқини билдүрди. Бирақ бәзи анализчилар, нурғун дөләтләр хитайниң өч елишидин әнсирәп, уларниң панаһлиқ илтимасиға җаваб беришни арқиға сүрүватқанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.