Шаңхәй әмкарлиқ тәшкилатиниң бейҗиң учришиши немиләрни күтмәкчи?

1996Йили қурулған “шаңхәй бәшлики” тәшкилати хәлқаридики әң чоң сиясий тәшкилатларниң бири болуп, у омумән 30 милйон квадрат километир йәрни, йәни явроасия йәр мәйданиниң 60 пирсәнтини, бир милярд 455 милйон йәни дуня ң төттин бир қисмини өз ичигә алиду.
Ихтияри мухбиримиз ойған
2012.06.01
shanghai-hemkarliq-305.png Хитай баш болуп қурған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәсми вә күзәтчи әзалири
Wikimedia Commons


Дәсләптә русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан вә таҗикистан қатарлиқ бәш мәмликәттин тәркиб тартқан бу тәшкилат 2001 - йили шаңхәйдә өзбәкистанни қобул қилғандин кейин “шаңхәй алтилики” яки “шаңхәй әмкарлиқ тәшкилати”ға өзгәртилгән иди.

Вақит өткәнсери бу тәшкилатқа әза болуп киргүчиләрниңму сани өсмәктә икән. Пакистан, иран, моңғулийә қатарлиқ дөләтләр көзәткүчиләр уқиға игә болған болса, әмди түркийиниңму униңға әза болуп киришкә интиливатқанлиқи әққидә мәлуматлар пәйда болмақта.

Мушу айниң 6 - вә 7 - күнлири хитай пайтәхти бейҗиңда тәшкилатниң нөвәттики учришиши болуп өтмәкчи. Шу мунасивәт билән дуня ахбарат васитилиридә шаңхәй әмкарлиқ тәшкилати бу қетимда қандақ мәсилиләрни күн тәртипигә қоймақчи, тәшкилатқа әза болуп киримән дегүчиләргә нисбәтән қандақ мәвқә тутулмақчи, “үч хил хәвп” кә қарши қандақ күрәш елип берилмақчи, дегәнгә охшаш соаллар бәс - муназиригә айланмақта.

Йеқинда шаңхәй әмкарлиқ тәшкилатиниң баш катипи муратбәк иманалийефниң “русийә гезитигә” бәргән сө елан қилинип, униңда баш катип бу тәшкилатниң алға қойған бәзи пиланлири әққидә өз пикирлирини қилған иди.

Нөвәттики учришишта муә қилинидиған мәсилиләр қатарида у тәшкилатқа әза мәмликәтләр ара достлуқ вә әмкарлиқни мустәәмләш үчүн қошумчә чариләрни қоллиниш, хәлқара вә район характергә игә му мәсилиләр бойичә пикир алмаштуруш, 2012 - вә 2013 - йилларда тәшкилатқа рәислик қилиш әққидә қарар қобул қилиш, учришиш нәтиҗисидә елинған қарар - хуласиләрни мәхсус бир өҗҗәткә бекитишни көздә тутмақта.

Муратбәк иманалийефниң ейтишичә, буниңдин ташқири йәнә шаңхәй әмкарлиқ тәшкилати тәрәққиятиниң асасий истратегийилик йөнилишлириниң келәчәк пиланлирини, тәшкилатниң райондики тинчлиқни, бихәтәрликни вә муқимлиқни хәтәр астиға қойидиған әвалларға қарита җаваб беришниң сиясий - дипломатийилик чарилири вә механизми тоғрилиқ низамнаминиң йеңи нусхисини бекитиш әмдә әзалиққа намзатларниң көпийиш мунасивити билән уларни қобул қилишниң өҗҗитини ишләп чиқиш вәзиписиму турмақта. Болса афғанистан вә түркийиниң көзәткүчилик уқини елиш мәсилиси мәвҗут болуп, буму өз нөвитидә әр хил пикирләрни қилмақта.

Баш катип сө йәнә бир му мәсилә “үч хил хәвп” кә қарши күрәш елип бериш истратегийисини бәлгиләш болуп, муратбәк иманалийеф бу йөнилиштә тәшкилат әзалириниң әмкарлиқини йәниму күчәйтиш, тәшкилатниң 2012 - вә 2013 - йилларға бәлгиләнгән террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши туруш программисини әмәлгә ашуруш мәқситидә террорға қарши бириккән әрбий мәшиқләрни өткүзүлүватқанлиқини, райондики вә хәлқарадики бихәтәрликни тәминләш тәшкилатниң баш мәқсити икәнликини илгири сүрди.

Муратбәк иманалийеф “русийә авазиға” бәргән сөә тәшкилатниң өзиниң әрбий қудритини ашурушни нийәт қилмайватқанлиқини көрсәткән. У шундақла афғанистанға иқтисадий вә иҗтимаий ярдәм беришни техиму күчәйтишниң тәрәпдари икәнликини, әмди иран мәсилисигә тохтилип, униң тәшкилатқа әза болуш илтимасиниң мәхсус комиссийә тәрипидин қариливатқанлиқини, түркийә мәсилисиниңму мушу йили әл қилинидиғанлиқини билдүргән.

Болупму қазақистан җуурийитиниң биринчи президенти фонди йенидики иқтисади вә сиясити институтиниң мудири вәлихан тулешоф түркийиниң явропаға елип баридиған му бир йол икәнликидин униң тәшкилатқа әза болуп киришигә әм қазақистанниң әм хитайниң мәнпәәтдар икәнликини көрсәткән. Шуниң үчүн қазақистанниң түркийиниң тәшкилатқа шерик сүпитидә бекитилишини толуқ қоллап - қуввәтләйдиғанлиқини билдүргән. Бу әқтә “регнум” ахбарат агентлиқи елан қилған “қазақистан түркийиниң шаңхәй әмкарлиқ тәшкилатиниң диалог бойичә шерик уқини елиш нийитини қоллайду” намлиқ мақалида ейтилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.