Сәуди әрәбистанида уйғур тилини сақлап қелиш тиришчанлиқи

Тил милләтниң өз мәвҗудийитини сақлап қелишидики муһим амил икәнликини һәрким яхши билиду, қәдимдин та һазирғичә алимлар, даналар тилни қоғдашқа әһмийәт беришниң зөрүрлүкини сөзләп кәлмәктә.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.03.22
Pakistan-Ana-Til-Mektep-Omer-Wexpi-ezaliri-305.jpg Сүрәттә, өмәр вәхпи башлиғи өмәр башчилиқидики вәхип әзалири вә уйғур анатил мәктәп оқуғучилири.
RFA Photo / Shohret Hoshur

Сәуди әрәбистанида зиярәттә болған “дуня уйғур қурултийи” ниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди бизниң сөһбитимизни қобул қилған иди.

Сейит түмтүрк әпәнди сөһбитидә, бир милләтниң мәвҗудийитини сақлап қелишиниң әң муһим амиллиридин бири тил вә дин икәнликини, сәуди әрәбистанидики уйғурларниң балилириға ана тилини өгитиш үчүн мәктәп ечип, уларни тәрбийиләватқанлиқидин, уйғур елипбә китаблирини бастуруп тарқатқанлиқидин қаттиқ тәсирләнгәнликини ейтти.

У йәнә, кичикидин уйғурчә сөзләп чоң болмиған кучалиқ муһәммәд мурат исимлик бир уйғурниң 40 яштин ашқинида уйғур тилини өгинип, бу тилни раван сөзләватқанлиқидин, һәтта уйғур тилида сөһбәтләшкүдәк сәвийигә йәткәнликидин алған тәсиратини сөзләп бәрди.

Юқиридики аваз улинишидин бу сөһбәтниң мәзмунини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.