Алматада шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға аит муһим мәсилиләр һәққидә илмий муһакимә йиғини болуп өтти
2011.04.20

19-Апрел күни алматада қазақистан җумһурийити билим вә пән министирлиқи пән комитети сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти вә иқтисад институтиниң уюштуруши билән “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати мәркизий асиядики көп тәрәплимилик өз-ара һәрикәтлишишниң истиқбаллиқ механизми сүпитидә: асасий утуқлар вә паалийәт мәсилилири” мавзусида юмилақ үстәл илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
Мәлуматларға қариғанда, 1996-1997-йиллири хитай, русийә, қазақистан, таҗикистан вә қирғизистан тәрипидин қурулған “шаңхәй бәшлики” һәрбий саһәдики ишәнчни мустәһкәмләш вә чегра районида қораллиқ күчләрни өз-ара қисқартиш һәққидә келишимгә қол қойған иди. 2001-Йили у өз тәркибигә өзбекистанни қобул қилғандин кейин “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” болуп өзгәртилгән. Мәзкур илмий муһакимә йиғинида көрситилишичә, бу хәлқаралиқ тәшкилатниң асасий вәзипилири тәшкилатқа әза дөләтләр ара ишәнчни вә қошнидарчилиқни күчәйтиштин, уларниң сиясий, сода , иқтисад, илмий-техника вә мәдәнийәт саһәлиридә нәтиҗилик һәмкарлишишиға ярдәмлишиштин, райондики тинчлиқни, бихәтәрликни вә турақлиқни бирлишип тәминләш вә сақлаштин, демократик, адил вә орунлуқ йеңи хәлқаралиқ сиясий вә иқтисади тәртип орнитишқа интилиштин ибарәттур.
Йиғин мабәйнидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәркизий асия бошлуқидики хәлқаралиқ тәшкилат сүпитидә геосияси, иқтисади вә иҗтимаий асаслирини, униң он йил ичидә еришкән утуқлири вә нәтиҗилирини, тәшкилатниң район характеридики бихәтәрликни тәминләштики, иқтисадий вә мәдәний-хәйрихаһлиқ һәмкарлиқини раваҗландуруштики ролини, тәшкилат вә қазақистанниң миллий мәнпәәтлирини, қазақистанниң тәшкилатқа рәислик қилиши: мәркизий асияда тинчлиқни, бихәтәрликни вә турақлиқни қоллаштики тәшәббуслирини муһакимә қилиш көздә тутулған иди.
Муһакимә йиғиниға қазақистан президенти йенидики қазақистан истратегийилик тәтқиқатлар институти, қазақистан җумһурийити биринчи президентиниң фонди йенидики дуняви иқтисад вә сиясәт институти, әл фараби намидики қазақ миллий университети йенидики бихәтәрлик вә һәмкарлиқ мәсилилири институти, иҗтимаий мәсилиләрни анализ қилиш мәркизиниң иҗтимаий фонди, хәлқаралиқ тиҗарәт академийиси, рискулоф намидики қазақ иқтисад университети, “туран” университети, шундақла қазақистан җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи, шәриқшунаслиқ вә иқтисад институтлириниң вәкиллири, йетәкчи тәтқиқатчи-алимлири қатнашти.
Радиомиз зияритини қобул қилған иҗтимаий мәсилиләрни анализ қилиш мәркизи иҗтимаий фондиниң муавин мудири қанат берентайеф мәзкур илмий муһакимә йиғини һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.