Бейҗиңда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғин ачти
2012.06.07
Бу күни қазақистан, русийә, таҗикистан, өзбекистан, қирғизистан президентлири бейҗиңда хитай хәлқ җумһурийити рәһбәрлири билән учришип, икки тәрәплимилик музакириләрни елип барған. Мәлумки, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буян хитай даирилири болупму, оттура асия мәмликәтлири билән болған мунасивәтлиридә чегра, иқтисад, енергийә вә сиясий мәсилиләрни һәл қилишқа интилип кәлгән болуп, бу қетимда оттура асия җумһурийәтлириниң рәһбәрлири толуқ кәлгән.
Сабиқ совет оттура асия җумһурийәтлири ичидин өзиниң бу райондики тәсир даирисиниң кәңлики һәм хәлқара миқястики орни билән пәрқлинип турған қазақистан җумһурийити президенти нурсултан назарбайеф “оттура асия йеңилиқлири” ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 6-июн күни хитай хәлқ җумһурийитиниң муавин рәиси ши җинпиң билән учрашқан.
Музакирә давамида бир қатар мәсилиләр, шу җүмлидин икки тәрәплимилик мунасивәтләрниң иштик сүрәттә раваҗлиниватқанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Хитай вәкили қазақистанниң мәркизий асия райониниң лидири дәриҗисигә йәткәнликини етирап қилип, икки мәмликәтниң енергийә вә йеза игилики саһәлиридики һәмкарлиқиға көпрәк диққәт ағдурған.
Қазақистан президенти болса өз нөвитидә транспорт, чегра һәмкарлиқиға әһмийәт бәргән. Музакирә давамида икки дөләтниң мунасивәтлирини йәниму актиплаштуруш, шундақла мәдәнийәт вә саяһәт саһәлиридиму алақилирини мустәһкәмләш һәққидә келишилди.
Қазақистан рәһбири шундақла хитай хәлқ җумһурийити рәиси ху җинтав биләнму көрүшкән. “қазақахбарат” агентлиқи мәлуматлириға қариғанда, улар қазақистан вә хитай оттурисидики истратегийилик һәмкарлиқ тоғрисидики һөҗҗәткә қол қойған. Буниңдин ташқири икки мәмликәт һөкүмәтлири дөләт чеграсидин өтүш понкитлири һәққидә келишим түзгән.
Әмди қирғизистанниң “кабар” агентлиқи мәмликәт президенти алмасбек атамбайефниң хитай рәһбәрлири билән болған учришиши давамида афғанистандики вәзийәткә, шундақла йеқин шәрқ, шималий африқа вә иран әтрапидики әһвалларға диққәт қилғанлиқини, бу мәсилиләрниң тинчлиқ йоли билән һәл қилиниши зөрүрийитигә әһмийәт бәргәнликини хәвәр қилған.
Буниңдин ташқири у зәһәрлик чекимлик әткәсчиликигә қарши күрәштә һәмкарлиқни күчәйтиш керәкликини, хитай вә қазақистанниң енергийә һәм бихәтәрлик озуқ-түлүк саһәлиридики тәклиплирини, шундақла түркийә вә афғанистанниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуп кириш нийитини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Хитайниң “чайна дейли” агентлиқи өзбекистан президенти ислам кәримофниң хитай рәһбири ху җинтав билән болған учришиши давамида бәш һөҗҗәткә, шу җүмлидин икки мәмликәт оттурисида истратегийилик һәмкарлиқни орнитиш тоғрилиқ бирләшкән һөҗҗәткә, иқтисад вә технологийә саһәлири бойичә һөҗҗәткә, бирләшкән санаәт бағчиси, өсүмлүкләр карантини вә мал тебабәтчилики һәққидики һөҗҗәтләргә қол қойғанлиқини хәвәр қилған.
“рус тили” тор бети таҗикистан вә хитай рәһбәрлириниң бейҗиңдики учришиши һәққидә хәвәр қилған. Мәлум болушичә, хитай рәһбири ху җинтав икки мәмликәт оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш бойичә төт тәклипини, йәни икки тәрәпниң алий дәриҗилик алақилирини йәниму сақлап қелиш һәм бу алақиләр йөнилишлирини өз вақтида назарәт қилиш, хәлқарилиқ вә район характеридики “үч хил хәвпкә” бирләшкән һалда қарши туруш, енергийә, йеза саһәси, шундақла бихәтәрлик вә иҗтимаий саһәлиридики һәмкарлиқни күчәйтишни оттуриға қойған. Таҗикистан президенти имомали рахмоноф буни қоллап-қуввәтләп, қошумчә түрдә райондики тинчлиқни сақлаш мәқситидә зәһәрлик чекимлик әткәсчилики вә башқиму җинайәт түрлиригә қарши туруш тәклипини бәргән.
6-Июнниң иккинчи йеримида өткән тәшкилатниң 12-мәҗлисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати паалийитини яхшилаш һәм қоюлған вәзипиләрни орундаш бойичә бир қатар мәсилиләр қаралған.