`Шәрқий түркистан` намлиқ әсәр түркийидә нәшрдин чиқти
2008.02.27

Йеқинқи йиллардин бери түркийидә уйғурларниң тарихи, әдәбияти, тили вә бүгүнки вәзийити һәққидә тәтқиқат елип беришқа қизиқидиған билим адәмлириниң сани барғансери көпәймәктә. Буниңға әгишип уйғур дияри вә уйғурлар һәққидә нәшр қилинған мақалә вә китабларниң саниму көпәймәктә. Өткән айда әнқәрә университети сиясәт факултети оқутқучиси бариш адибәлли әпәнди язған `шәрқий түркистан` намлиқ әсәр истанбул иқ мәдәнийәт сәнәт нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.
Китаб 6 бөлүмидин тәркип тапқан болуп, җәмий 192 бәт. Китабниң биринчи бөлүминиң мавзуси `шәрқий түркистан райони` болуп, бу бөлүмдә тарим ойманлиқи, җуңғар ойманлиқи, шәрқий түркистандики өстәң вә дәрялар, шәрқий түркистандики енергийә вә кан байлиқлири, шәрқий түркистанниң башқуруш түзүми қатарлиқ мәзмунлар баян қилинған. Иккинчи қисимниң мавзуси` шәрқий түркистанниң тарихи` болуп, бу бөлүмдә шәрқий түркистанниң хән сулалиси мәзгилидин манҗу импираторлиқи мәзгилигичә болған тарихи аңлитилған. Үчинчи бөлүмниң темиси османли империйисиниң узақ шәрқ вә хитай сиясити болуп, буниңда хитайда йүз бәргән мусулман қозғилаңлири, османли империйисиниң түркистан сиясити қатарлиқ мәзмунлар аңлитилған. Төтинчи бөлүмдә японийиниң түркистан сиясити баян қилинған. Бәшинчи бөлүмниң темиси `шәрқий түркистанда җумһурийәтләр мәзгили` болуп, 1933 - вә 1944-йиллирида елан қилинған икки җумһурийәт һәққидә тәпсилий мәлумат берилгән. Алтинчи бөлүмдә соғуқ уруш мәзгилидики вә соғуқ уруштин кейинки түркийә - хитай мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси баян қилинған. Китабниң ахиридики муһим шәхсләр бөлүмидә, шәрқий түркистан тарихида из қалдуруп кәткән муһим кишиләрдин мәһмәт емин буғра, әйса юсуф алиптекин, мәсут сабири байқози вә елихан төрә сағуни қатарлиқ кишиләрниң иш излири тонуштурулған.
`Шәрқий түркистан` намлиқ бу китаб һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн бу китабниң аптори бариш адиләлли әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Бариш адибәлли әпәнди алди билән бу китабни йезиштики мәқсити үстидә тохталди: "Мениң кәспим хитайниң ташқи сияситини тәтқиқ қилиш. Мениңчә хитай дегән вақтимизда шәрқий түркистан һәққидә тохталмаслиқ әқилгә сиғмайду. Шәрқий түркистан мәсилиси түркийидә қизиқарлиқ бир тема. Биз шәрқий түркистан мәсилисини бурундин тартип түркийидә яшаватқан уйғурларниң аңлатқини буйичә чүшинип, уларниң дегәнлиригә асаслинип туруп тәтқиқ қилип кәлгән идуқ. Һазир шәрқий түркистан мәсилиси район характерлик мәсилә болуштин һалқип, дуняниң күн тәртипигә келишкә башлиди. Мән бу китабни йезиш җәрянида бурун бу һәқтә елип берилған тәтқиқатларниң хәлқара мунасивәтләрдин айрим елип берилғанлиқини чүшинип йәттим. Шуңа хәлқара мунасивәтләр җәһәттин шәрқий түркистан мәсилисиниң қандақ бир мәсилә икәнликини оттуриға қоюш үчүн бу әсәрни яздим."
Бариш адибәлли әпәнди бу китабниң шәрқий түркистан тәтқиқатидики бир башланғуч икәнликини, иккинчи китабида техиму әтраплиқ язидиғанлиқини ейтип мундақ деди: "Бу китабни йезиш арқилиқ шәрқий түркистан мәсилисигә пәқәтла кириш сөзи яздим дәп ойлаймән. Келәчәктә техиму әтраплиқ бир әсәр йезишни ойлаватимән. Бу китабта шәрқий түркистан мәсилисини қисқичә аңлаттим, һәтта шәрқий түркистан давасидики муһим шәхисләр һәққидиму қисқичә мәлумат берип өттүм. Чүнки түркийидә бу кишиләр анчә яхши билинип кәтмәйду. 2000-Йилидин тартип шәрқий түркистан мәсилиси дуняниң муһим мәсилилиридин биригә айланди. Шуниң билән бирликтә, бу мәсилә түркийә билән хитай оттурисидики ачқучлуқ мәсилиләрдин биридур. Мән бу китабта түркийә һөкүмити шәрқий түркистан мәсилисигә немә үчүн актип көңүл бөлмәйду дегән соалғиму җаваб тепишқа тириштим. Бу китабни оқуған киши шәрқий түркистан һәққидә қисқичә мәлуматқа игә болупла қалмай, шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқара мунасивәтләрдики орниниму биливалалайду. Һәтта түркийә - хитай мунасивитидики шәрқий түркистан мәсилисиниң тарихиниму биливалалайду."
Бариш адибәлли әпәнди әсәрлиридә дипломатийилик сөзләр билән шәрқий түркистан мәсилисидә хитай һөкүмитини агаһландурғанлиқини ейтти: "Әгәр у районда уйғурлар һәқиқий дәпсәндә қилиниватқан болса, биз буни сипайилик билән дәватимиз. Биз шуни дәватимиз, у йәрдә бир милләт бар, әсирләрдин бери у топрақларда яшап кәлмәктә. Буларниң дөләтлириму болған. Хитай һөкүмити курдларға дөлити йоқ милләт дәп ич ағритиду. Әмма хитайдики уйғурлар тарихта дөләт қурған милләт. Шуңа мән әсәрлиримдә шәрқий түркистан мәсилисини илмий, дипломатийилик услубта баян қилип келиватимән. Һазирғичә тәйвән вә хитай һәққидә китаблиримму нәшр қилинди, һазир тибәт мәсилиси һәққидә бир әсәр йезиватимән." (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Қуллуқ тамғиси" вә "истимәс" намлиқ шеир һәққидә сөһбәт
- Русийә қәдимки уйғур шәһирини әслигә кәлтүрүш ишлириға уйғурларни тәклип қилмақта
- Түркийиниң "явропа - асия бирлики вәһпи" дә шәрқий түркистан һәққидә йиғин ечилди
- Дуня ана тил күнидә уйғур тили
- язғучи "муһәммәд роһи уйғур" ниң һаят кәчүрмишлири
- Асияниң йүрикидики сирлиқ макан (1)
- "ява кәптәр" намлиқ һекайә китаб болуп нәшир қилинди
- Уйғурлар қорчақ әмәлдарлардин немиләрни күтиду ?
- Хитай муқимлиқ мутәхәссиси уйғур елидә
- Қәшқәрдә пиланлиқ туғут хизмәт йиғини, хотәндә төмүр йол қурулуши башланди
- Нур бәкриниң сөзигә инкаслар
- Ваң лишоңниң нәзиридики сахта рай синаш доклати