Сениң шәрқий түркистаниң - мениң ғәрбий диярим ‏


2007.11.07

YourETMyShiyu-150.jpg
"Сениң шәрқий түркистаниң - мениң ғәрбий диярим" ниң муқависи. RFA Photo/Erkin Tarim

Тонулған хитай язғучи ваң лишуң язған " ни де дуң ту - воде ши йү " йәни "сениң шәрқий түркистаниң - мениң ғәрбий диярим" ‏намлиқ әсәр 2007 ‏- йили 10 - айда тәйвәндә нәшрдин чиқти. Китабни тәйбәй дагуй мәдәнийәт нәшрияти басқан болуп, китаб 470 бәттин тәркип тапқан.

Китаб кириш сөз, мухтәр билән учришиш, 1999-йили шинҗаңда елип барған саяһитим, мәхпий һалда мухтәр билән елип барған зиярәт, 4- қетим шинҗаңда елип барған саяһәт хатирәм, мухтәр мундақ дәйду, мухтәргә йезилған хәт, шинҗаң мәсилиси һәққидә ойлиғанлирим дегән мәзмунлардин тәркип тапқан. Китабниң муқависиға уйғур дияридики мәлум бир тағниң сүрити қоюлған болуп, муқавиниң төвән тәрипигә ешәк һарвиси һәйдәп, төгә йетиләп кетиватқан икки уйғурниң рәсими қоюлған.

Китабниң ичи 100 парчидин артуқ рәсим билән безәлгән болуп, бу рәсимләрдә уйғур дияридики тағу ‏- дәрялар, яйлақлар, шәһәр вә қишлақлар, йоқсул уйғур мәһәллилири, кочида тиләмчилик қиливатқан уйғур балилири, кочиниң оттурисида чечини алдуруватқан уйғурлар көрситилгән. Рәсимләрниң ичидә уйғурларниң қол һүнәрвәнчилики көрситилгән рәсимләрму бар. Бу рәсимләр ичидә кишиниң қаттиқ диққәт ‏- етибарини тартидиған рәсимидин бири болса, 260-бәттики үрүмчи дөң көврүк базири алдида йәп-ичип уйғур сәнәтчилириниң уссулини көрүватқан хитайлар, әтрапта еңикини тутуп хитайларниң йәп ‏-ичишини көрүватқан уйғурлар көрситилгән рәсимдур. Рәсимләрниң йәнә бир алаһидилики яхши биналарда хитайларниң яшаватқанлиқини, кона вәйран болуп кәткән мәһәллиләрдә уйғурларниң яшаватқанлиқини көрситишидур.

Китабниң ахирида аптор ваң лишуң билән униң китаби тонуштурулған болуп буниңда уйғур дияри һәққидә мундақ мәлуматлар берилгән: шинҗаң хитай земининиң алтидин бирини тәшкил қилиду. Башқичә қилип ейтқанда, франсийиниң 3 һәссиси, әнгилийиниң 6 һәссиси, тәйвәнниң 6 һәссиси, кувәйтниң 10 һәссисигә баравәр келиду. Шинҗаң исминиң мәниси немә дәп сориған вақтиңизда, бу сөзниң мәниси йеңи тупрақ, йеңи земин дегәнлик болиду. Әмма уйғурлардин сорисиңиз, шинҗаң бизниң ана вәтинимиз, әҗдадлиримиздин қалған земин, өзимизниң земини дәйду. Бу земин пәқәтла бесивалғучилар үчүнла йеңи тупрақ, йеңи земин.

Китабни тонуштурған бөлүмидә уйғур мәсилиси һәққидә мундақ дәп йезилған : бүгүнки күндә шинҗаң мәсилиси бәзи җәһәтләрдин тибәт мәсилисидин ешип чүшти. Аталмиш шинҗаң мәсилисиниң негизи шәрқий түркистан азатлиқ һәрикитидә. Хитай һөкүмити 11 - сентәбирдин кейин, хәлқара террорчилиқни баһанә қилип туруп уйғурларни бастуруш арқилиқ уйғур аптоном районида җиддий вәзийәт кәлтүрүп чиқармақта.

Йәнә бу бөлүмдә китаб һәққидә тохтилип мундақ дәп язиду: 1999 - йили бу китабниң аптори ваң лшуң тйән заң-тибәтниң тәқдири намлиқ китабни нәшр қилдурған иди. Шинҗаң мәсилиси һәққидә тйән заң йәни очуқчилиққа дәпнә қилиш намлиқ әсәрни язған. Бу әсәр униң уйғур мәсилиси һәққидики тунҗи көз қариши иди. Хитай һөкүмити апторни дөләтниң мәхпийәтликини оғрилиди дәп әйибләп түрмигә ташлиған. Түрмидә уйғур сияси җинайәтчи мухтәр билән тонушқан ваң лишуң бу китабни түрмидики җәрянида йезип чиққан. Чүнки бүгүн хитайда сиясий җинайәтчини солайдиған түрмә шинҗаңда. Бу әсәр апторниң уйғурларниң арисида яшап туруп язған муһим әсәрлиридин биридур.

Китабниң ахиридики вариқиға мавзедуңниң қәшқәр шәһәрлик һөкүмәтниң һойлисидики рәсимигә йәр берилгән.

Йеқинқи йиллардин бери ғәрб дөләтлиридә, америкида уйғурлар һәққидә көп әсәрләр нәшр қилинғаниди. Булардин башқа хитай тилидиму шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә көп санда китаб вә мақалиләр йезилғандин башқа, һәтта һөҗҗәтлик кинолар ишләнмәктә. Тонулған хитай язғучи ваң лшуң язған "сениң шәрқий түркистаниң - мениң ғәрбий диярим" ‏намлиқ китабниң тәйвәндә хитай тилида нәшр қилинишиниң әһмийити немә? бу хил китабларниң көп санда чиқишиниң уйғур мәсилисигә қандақ тәсири болар? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн тунҗи қетим шяңгаңдики бир журналда уйғур мәсилиси һәққидә мақалиси елан қилинған тарихчи доктор әркин әкрәм әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.