Гуантанамодики уйғурларниң мәсилиси шветсийә ахбаратлирида
Мухбиримиз йалқун
2008.12.15
2008.12.15
RFA Photo
Адил вә гуантанамодики уйғурларниң тәқдири мәсилиси шветсийә ахбаратлириниң қизғин муназирә темилириниң бири болуп, 2005 - йилидин бири буларни шиветсийигә қобул қилиш мәсилиси буйичә талай қетим бәс - муназириләр болуп өтти, болупму адилниң албанийидин шиветсийигә келип панаһлиқ тилиши, гуантанамодики уйғурларниң әһвалини йәнә бир қетим шветсийә ахбаратлирида тонуштурушта муһим материяллар билән тәмин әтти.
Шветсийә сиясәтчилири вә ахбаратлири яврупа дөләтлири ичидә гуантанамодики уйғурларни шиветсийигә қобул қилиш һәққидики тәшәббусларни әң балдур көтүрүп чиққан болсиму , әмма шветсийә көчмәнләр идариси тәрипидин изчил рәт қилинип кәлмәктә иди. Уларниң қаришичә , гуантанамо түрмисидики уйғур тутқунлар шветсийә қануни буйичә панаһлиқ тиләш шәртлирини һазирлимиғанлиқи яки б д т мусапирлар мәһкимиси тәрипидин мусапир салаһийити берилмигәнлики үчүн шиветсийигә қобул қилишниң қануний асаслири йетәрлик әмәс икән.
Адилниң шиветсийигә келип панаһлиқ тилиши билән бу мәсилигә көңүл бөлүватқан бир қисим сиясәтчи, адвокат вә тәһлилчиләр әгәр адилниң панаһлиқ ишлири шветсийә көчмәнләр идариси тәрипидин қобул қилинса гуантанамо түрмисидики уйғурларниң шиветсийигә келишигә йешил чирақ йеқип бериши мумкин дәп қариған иди. Әмма шветсийә көчмәнләр идарисиниң адил мәсилисигә иҗабий җавабта болмаслиқи бу мәсилини қайтидин ахбарат йүзидики муназиригә елип кәлди.
Алдинқи һәптә шветсийә телевизийисидә елип берилған сөһбәт муназирисидә адил өзиниң шиветсийидә қелиш арзусини чүшәндүриду вә албанийидики турмуши һәққидә тохтилиду.
Шветсийә парламентидики сиясийонларниң билдүрүшичә, адилниң гуантанамо түрмисигә қамилишиниң җәряни вә у йәрдә бигунаһ һалда 4 йиллиқ һаятини өткүзүшиниң өзила шиветсийидә сиясий панаһлиқ елишиға чоң сәвәб болалайдикән, һеч болмиғанда инсанпәрвәрлик ярдимигә еришкән мусапирлардәк муамилигә еришиш имкани бар икән. Бирақ шветсийә көчмәнләр идарисиниң билдүрүшичә, гуантанамо түрмисидин қоюп берилгән 5 уйғур аллиқачан албанийә һөкүмитидин панаһлиқ тиләп, панаһлиқи у йәрдә қобул қилинғанлиқи үчүн шиветсийиниң көчмәнләр қанунидики тармақ маддилар адилниң шиветсийидә сиясий панаһлиқ игә болуш салаһийитини чәткә қақидикән.
Муназиригә қатнашқан көчмәнләр идарисиниң хадими мундақ дәйду: "һазирқи қанун буйичә адилға сияси панаһлиқ бериш мумкин әмәс, әгәр адилниң әмәлий әһвалиға асасән сиясий панаһлиқ беришкә тоғра кәлсә, ундақта шиветсийиниң көчмәнләр қанунини өзгәртиш керәк. Һазир адилниң шиветсийидә қелишиниң пәқәт бирла йоли бар ,у болсиму той қилиш рәсмийитини беҗириш." Бирақ адилниң шиветсийигә келишигә көп күч чиқарған адвокат стен әпәндим мундақ дәйду:әмәлийәттә адил қатарлиқ 5 уйғурниң албанийигә келип панаһлиқ тилиши өз ихтиярлиқи билән болған әмәс, уларни америка һәрбий айропиланлири мәҗбурий албанийигә әкилип ташлиған, улар албанийидә сиясий панаһлиқ илтимасиға қол қоюшқа мәҗбурланған."
Учурлардин мәлум болушичә, йеқинқи бир мәзгил ичидә шветсийә парламенттида гуантанамодики уйғурлар мәсилиси буйичә бир қетим муназирә болуп өтмәкчи икән.