Шиветсийәдә хотәндә йүз бәргән қирғинчилиққа қарши наразилиқ намайиши елип берилди
2011.07.22

Намайишчилар хитай һөкүмитиниң хотән районида өз адалитини вә инсаний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилған бигунаһ уйғур яшлирини қирғин қилғанлиқидәк қилмишлирини әйиблиди вә шветсийә һөкүмитиниң буниңға қарита инкас қайтурушини тәләп қилди.
Гәрчә намайиш иш күнигә тоғра кәлгән болсиму, лекин уйғурлар өз вәтинидә йүз бериватқан қанлиқ вәқәләргә қарита ғәзәп-нәпиритини ипадиләш үчүн бу йәргә топланди. Уларниң авази вә яңратқулар билән товлиған шоарлири шветсийә парламент бинаси билән падишаһ сарийини ләрзигә салди.
Намайиш җәянида уйғур намайишчилириға ярдәмдә болуш үчүн кәлгән түрк, әрәб вә башқа милләт җәмийәтлириниң вәкиллири сөзгә чиқип хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш сияситини тәнқид қилди.
Намайиш җәрянида балиларниңму шоарларға җөр болуши намайишни көрүватқан кишиләрниму һәйрәттә қалдурди.
Абдулла әһәд әпәнди бүгүнки намайишниң орунлаштурулуши һәққидә тохталди.