Шветсийидики уйғурларниң түрк җәмийәтлири билән болған һәмкарлиқи әмәлий үнүм һасил қилмақта

Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң илгири сүрүшичә, йеқинқи йиллардин буян шветсийидики уйғур җамаәтчиликиниң қериндаш түрк җәмийәтлири билән болған қоюқ мунасивити вә һәмкарлиқи әмәлий нәтиҗиләрни һасил қилмақта икән.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.01.17
shwetsiye-turk-elchixanisi-uyghur-305.JPG Стокһолмдики түркийә баш әлчиханисида чақирилған йиғилишқа қатнашқан уйғур вәкиллири. 2013-Йили 16-январ, шветсийә.
RFA/Qutlan

16-январ күни кәчқурун түркийиниң стокһолмда турушлуқ әлчиханисида түркийә һөкүмитиниң явропа иттипақи ишлири мәсули һәмдә баш музакиричи әгәмән бағиш әпәндиниң зиярити мунасивити билән мәхсус йиғилиш уюштурулған. Йиғилишқа шветсийидики һәрқайси аммиви түрк тәшкилатлири тәклип қилинған. Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәсуллириму алаһидә тәклип билән бу йиғилишқа қатнашқан.

Түрк әлчиханисиниң уюштуруши билән өткүзүлгән бу йиғилишта түркийиниң явропа иттипақи билән болған мунасивити, явропадики һәрқайси әлләрдә яшаватқан түрк җамаәтчиликиниң реал иҗтимаий мәсилилири һәмдә муһаҗирәттики уйғур, әзәри вә башқа қериндаш түркий хәлқләрниң түркийә билән бағлиқ ишлири муһакимә қилинған.

Шветсийә уйғур маарип җәмийитидин әхмәтҗан әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи йиғилишта оттуриға чиққан уйғурларға мунасивәтлик мәсилиләр һәққидә мәлумат бәрди. Әхмәтҗан әпәндиниң тәкитлишичә, мәзкур сөһбәттә мәхсус уйғурлар үчүн сөз пурсити берилгән. Шветсийә һәмдә явропаниң башқа әллиридә яшаватқан уйғур җамаәтчиликиниң түркийә билән бағлиқ ишлири муһакимигә қоюлған. Болупму, явропа әллиридә техичә вәтәндашлиқ рәсмийәтлири һәл болмиған уйғурларниң түркийигә берип-келишидә виза мәсилиси җәһәттики қийинчилиқлири оттуриға қоюлған. Әгәмән бағиш әпәнди вә түрк баш әлчиси уйғурларниң бу түрдики мәсилилири һәққидә әстайидил ойлишидиғанлиқини билдүргән.

Әхмәтҗан әпәнди йәнә шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң йеқинқи йиллардин буян түрк җәмийәтлири билән болған қериндашларчә һәмкарлиқни күчәйтишкә алаһидә әһмийәт бәргәнликини, буниң явропадики уйғур дәвасиниң оңушлуқ вә үнүмлүк елип берилишида күч көрситиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Тәпсилатини юқириқи аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.