'Үрүмчидики дил ярисини сақайтиш, һәрбий қошун топлаштин башқа көпрәк сиясий ислаһат тәләп қилиду'

Америкида чиқидиған вол стрит журнили гезитидә "шинҗаң әнсизчиликтә" намлиқ бир парчә мулаһизә мақалиси елан қилинди. Мақалидә уйғур елидә нөвәттики вәзийәтни кәлтүрүп чиқарған амиллар үстидә тәһлил елип берилған вә үрүмчидики "дил яриси" ни сақайтишниң, һәрбий қошун топлаштин башқа йәнә көпрәк сиясий ислаһат тәләп қилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Мухбиримиз җүмә
2009.09.09
Urumqi-7-5-Uyghur-pajiesi-Xitay-zomigerligi-305.jpg YouTube Дин елинған бу сүрәтләр кириштүрмисидә, 5 - ийул үрүмчи қанлиқ вәқәсидин кейин чәтәл мәтбуатлириниң хәвәрлиридә берилгән көрүнүшләр, йәни 7 - ийул күнидики уйғур айаллириниң намайиши җәрйанида айаллар вә балилиларниң учриған муамилиси, 13 - ийул күни йүз бәргән хитай сақчилириниң 2 уйғурни етип өлтүргәлик вәқәси, шундақла 6 - ийулдин кейин, үрүмчидики хитай пуқралириниң қандақ қоралланғанлиқи вә урүмчи кочилирида уйғурларни "овлап" йүрүп, уйғурларни уруп өлтүрүшлири көрситилгән.
YouTube Дин елинди.

Мәзкур мақалә, вол стрит җурнили гезитиниң 8 - сентәбирдики саниға бесилған. Мақалә мундақ башлиниду: " паша чеқивалған йәрләр асанла ирқий өчмәнликни мәнбә қилған шпирис һуҗуми билән арилаштуруветилсә, ениқки, бу йәрдә мәсилә бар."

Мақалидә, уйғур елидә йолға қоюлған бихәтәрлик тәдбирлириниң барғанчә яманлишип бериватқанлиқи, болупму хитай һөкүмити бу йәрдә йүргүзгән қаттиқ қол сиясәт түпәйли техиму начарлашқанлиқи илгири сүрүлгән.

Мақалидә, уйғурлар билән хитайлар арисидики җиддийликниң йеқинқи бир нәччә ай ичидә, йиллардин буянқи әң юқири чәккә йәткәнлики оттуриға қоюлған вә: " откән 60 йил мабәйнидә бейҗиң даирилири шинҗаңда хитайларниң мәвҗутлуқини салмақ қәдәм билән көпәйтип маңди вә өзиниң мәзкур райондики контроллуқини мустәһкәмлиди. Улар бу қәдәмни җинайәтчиләргә вә хияли бөлгүнчиләргә’ зәрбә бериш мәқситидә 1996 - йили башланған' қаттиқ зәрбә бериш' һәрикити җәрянида техиму тезләтти" дейилгән.

"Уйғурларниң һаятлиқ йоли вәйран қилинди"

Мақалидә, йәр мәйдани хитайниң 6 дән бир қисимни игиләйдиған, нефит записи әң мол уйғур елиниң бейҗиң даирилири учун интайин муһим әһмийәткә игә икәнлики, хитай һөкүмити уйғу елигә салған мәбләғләрдин уйғурларниң бәһримән болалмиғанлиқи көрситилгән вә: " уйғурлар иқтисади йүксилишниң сиртида қалдурулди һәмдә уларниң һаятлиқ йоли вәйран қилинди," дәп оттуриға қоюлған.

Мақалидә бу хил сиясәтләрниң көпинчисини сиясий бюро әзаси вә 1995 - йилидин уйғур елидә башлиқ болуп келиватқан ваң лечүәнниң бир қоллуқ йүргүзгәнлики вә униң уйғур елидә иқтисадий тәрәққиятқа әгишип диний, мәдәний әркинликини аста - аста боғуп кәлгәнлики, ваң лечүән уйғур елидә йүргүзгән сиясәтниң нөвәттики хитай рәиси ху җинтав әйни вақта тибәттә йүргүзгән сиясәткә тамамән охшайдиғанлиқи, бу иккийләнниң иттипақдаш икәнлики илгири сүрүлгән.

Мақалидә үрүмчи вәзийитиниң нөвәттики әһвали бир қур тонуштурулғандин кейин, уйғур елидә учур қаналлириниң қамал қилиниши билән уйғур, хитай арисидики өчмәнликиниң чоңқурлашқанлиқи, хәтәрлик өсәк сөзләрниң ишәнчлик учурларниң орнини алғанлиқи, нәтиҗидә буниң йиңнә һуҗумидики әнсизликни техиму улғайтқанлиқи оттуриға қоюлған вә: " йүзлигән бу хилидики әһвалларда дохтурлар йиңнә киргән орунни тапалмиған. Һөкүмәтму дүшәнбә күни, бу хил әһвални тасадипий етирап қилип, өсәк соз тарқатқанларни түрмигә ташлайдиғанлиқини уқтурди" дейилгән.

"Бейҗиң тәрәққият йөлинишини биңтуәнгә қаратти"

Дүшәнбә күни, хитай сиясий мәслиһәт кеңишиниң рәиси җа чиңлин, аз санлиқ милләтләрниң турмуш сәвийисини илгири сүрүш, милләтләр иттипақлиқини яхшилаштики муһим нуқта дәп көрсәткән иди.

Һалбуки, вал стрит җурнили гезитидә берилгән мақалидә, хитайниң бу хил сиясий көз қаришиға қариши пикир илгири сүрүлгән вә хитай һөкүмити оттуриға қоюп келиватқан аз санлиқ милләтләрниң турмуш сәвийисини өстүрүш сияситиниң уйғур елини бүгүнки һалға елип кәлгәнлики көрситилгән.

Мақалидә мундақ дейилгән: "бейҗиң даирилири бу өлкигә пулни төкмә қилип елип кирдию, сода тәрәққият йөлинишини йерим һәрбий гуруһ биңтуәнгә қаратти. Әмма, юқири турмуш сәвийиси болсун, болмисун бу земинда әсирләр бойи яшап кәлгән уйғурлар өзиниң негизлик диний вә мәдәний әркинликини сақлап қелишқа тиришатти."
 
Мақалидә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға шу хилдики әркинликини бериштин ибарәт анчики сиясий ислаһатниң орниға, уйғур елидә хитай рәһбәрлириниң 5 - июлдики намайишни чәтәлдики уйғур сиясий паалийәтчиләргә дөңгәп қойғанлиқи оттуриға қоюлған вә мундақ дейилгән:" шинҗаң һөкүмәт әмәлдарлири америкида олтурушлуқ яшинип қалған уйғур аял рабийә қадир намайишини баш болуп тәшкиллиди дәп әйиблиди. Униң шинҗаңдики аилә тавабиатлири вә сода сарийиға паракәндичилик селиш үчүн нурғун вақит вә күч сәрп қилди."
 
Мақалә ахирида хитай һөкүмитиниң рабийә қадир сода сарийини пүтүнләй чеқивәтмәкчи болғанлиқи оттуриға қоюлған вә әгәр хитай һөкүмити уйғур елидә пуқралар тинч яшисун дәйдикән, йеңи сода сарайлирини көпләп селиштин өзгичирәк чариләрни ойлишип көрүши лазимлиқи оттуриға қоюлған.

Мақалә вал стрит җурнили гезитиниң "баһа" сәһиписигә бесилған, апторниң исми берилмигән.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.