Голландийидә сиясий панаһлиқи рәт қилинған уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә
2013.01.09
2013-Йили 8-январ голландийә сиясий панаһлиқ идарисиниң тор бетидә голландийә панаһлиқ ишлири идариси билән голландийидики хәлқара кәчүрүм тәшкилати бирликтә, голландийә сот мәһкимисиниң сиясий панаһлиқи рәт қилинған бир уйғурни әтиси чүш вақти саәт бирдә вәтинигә қайтурулушқа буйруғанлиқ һөкүмнамисигә наразилиқ билдүрүп, голландийидики һәрқайси саһәләрниң диққитигә уйғурларниң хитайға қайтуруветилсә болмайдиғанлиқи билән агаһландуруш бәргәнлики мәзмун қилинған бир баянат елан қилинип, голландийә мәтбуатлирида узундин бири тинчип қалған уйғур темиси, қизиқ нуқтиға айланди.
“җуңголуқ панаһланғучиниң инсаний һоқуқи хәтәр астида” намлиқ баяннамидә: “вәтинигә қайтурулидиған уйғурларниң бихәтәрликигә ким капаләт берәләйду? кишилик һоқуқтин еғиз ачқили болмайдиған җуңгода уйғурлар зулум чәкмәктә. Түрмиләргә мәһкум қилинмақта” дәп көрситилип, уйғурларниң өз юртида харлиниватқан инсан һәқлиригә даир материялларниң хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң йиллиқ доклатлирида еғир салмақни игиләп келиватқанлиқи әскәртилгән.
Баяннамидә йәнә: “панаһланғучи уйғурларни вәтинигә қайтуруш тохтитилсун!” дәп хитаб қилинип, шветсийидин вәтинигә қайтурулған икки уйғурниң хәтәрлик ақивитидин ибрәт алған шветсийә һөкүмитиниңму, шветсийидики барлиқ уйғурларға шәртсиз панаһлиқ берип, уйғурларниң вәтинигә қайтурулмаслиқи һәққидә алаһидә қанун мақуллашқа мәҗбур қалғанлиқи көрситилгән.
Панаһлиқ ишлири идариси вә хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики тиришчанларниң түнүгүндин бири тохтимай йол меңип, телефон қилиш, елхәт йоллаш арқилиқ, медиа саһәлиридә пикир пәйда қилиши нәтиҗисидә, бүгүн 9-январ сәһәрдин башлап голландийидики даңлиқ гезит вә радиоларда, панаһлиқ тәлипи рәт қилинған уйғурларниң вәтинигә қайтурулса болидиған яки болмайдиғанлиқи һәққидә кәскин муназириләр башлинип кәтти.
9-январ голландийә мәтбуатлириниң хәвиригә асасланғанда, қайтурулушқа һөкүм қилинған уйғурниң қайтурулмайдиғанлиқи әскәртилгән. Нөвәттә панаһлиқ тилигүчи уйғурларниң тәқдирини бәлгиләшкә алақидар бәлгилимиләрниң голландийә һөкүмитиниң ахирқи қарариға қарашлиқ болуп қалғанлиқини илгири сүргән панаһлиқ ишлири идариси вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати тиришчанлиқини давам қилмақта.