Сорун вә сорундашларға болған әдәп - әхлақ қаидилири

Инсанлар һаятла болидикән, өзара бир - бири билән учришип турушқа һәм топлишип яшашқа муһтаҗ болиду. Қуран кәрим бизгә сорун вә сорундашларға болған әдәп - әхлақ қаидилирини өгитип муҗадилә сүрисидә:" и мөминләр! әгәр (сорунда) бәзиләр силәргә: "орун чиқирип бериңлар"десә, орун чиқирип бериңлар, аллаһ силәргә ( рәһмитини вә җәннитини)кеңәйтип бериду. Әгәр силәргә (башқиларға орун бошитип бериш үчүн) "орнуңлардин туруп бериңлар" дейилсә, орнуңлардин туруп бериңлар" дәп кәлгән.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.06.30

 Муһәммәд нияз һаҗим билән сөһбәт

Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ алим муһәммәд нияз һаҗим сорун вә сорундашларға болған әдәп - әхлақ қаидилири үстидә тохтулуп мундақ деди:" сорун тоғрулуқ көплигән қаидә - йосунлар бар. Булардин бәзисини қисқичә баян қилип берәй. Сорунға кәлгән кишиләр өз арисидики билими юқири кишиләрни вә талант игилирини аввал сорунға киришкә тәклип қилип, андин шу бойичә кириши лазим. Сорунға кәлгән меһманларни күтивелиш үчүн өй игиси орнидин қопуп, уларға еһтирам билдүрүши, сорунға киргәнләр сорундашларға "әссаламу әләйкум" дәп салам берип кириши, мубада сорунға киргән адәм илим - мәрипәт җәһәттә артуқ, яш җәһәттә чоң болса, саһибхан у кишини төргә тәклип қилиши, шундақла сорундашлар мумкин болса униңға төрдин йәр бошитип бериши лазим. Әмма ундақ болмиғанда, у киши билимим юқири, яш җәһәттә мән пешқәдәм, дәп сорунға кирип олтурған киши билән орун талишип уни орнидин турғузивәтмәслики лазим. Шундақла сорунға киргән кишиниң йеқин олтурған икки адәмниң рухситини алмастин, уларниң арисиға қисилип кирип олтуруши тоғра әмәс. Сорунға кәлгән илим әһлилирини вә яшанған кишиләрни һөрмәтләш үчүн, сорундашларниң орнидин туруп беришигә болиду. Әмма өзини чоң санап, башқиларни өзигә һөрмәт қилдуруш үчүн орунлиридин турғузмақчи болғанларға турмаслиқ керәк."

Сорунда җай талашмаслиқ лазим

Муһәммәд нияз һаҗим йәнә мундақ деди: " сорунға кечикип кәлгән адәм ким болушидин қәтийнәзәр сорундашларни қозғап қоймаслиқ үчүн, қәйәрдә бикар орун тепилса шу йәрдә олтуруши лазим. Мәйли сорунға кәлгән болсун, мәйли мәсчиткә кәлгән болсун, униң кишиләрниң мүрилиридин атлап өтүши тоғра әмәс. Шундақла сорунға кәлгән адәм сорундашларни қистап олтурмаслиқи вә кәң - кәңри олтуруп бир - биригә раһәт беғишлиши лазим. Әмма сорунға бурун келип олтурған адәм бирәр өзрә сәвәби билән яки һаҗитини ада қилиш үчүн сорундин чиқип кәткән болса, қайтип киргәндин кейин өз орниға берип олтурушқа һоқуқлуқтур. Бир һәдистә:" қачанки, бириңлар орнидин туруп кетип андин йәнә орниға қайтип кәлсә, шу орнида олтурушқа һәқлиқтур"дәп кәлгән."

Чақирилмиған сорунға бармаслиқ лазим

Муһәммәд нияз һаҗимниң ейтишичә, чақирилмиған сорунға бармаслиқ лазим. Сорунға чақирилған адәмгә башқа бир адәм әгишип биллә барған болса, у кишини сорунға башлап кириш яки кирмәслик тоғрисида саһибханниң рухситини елиш шәрт. Чүнки чақирилмиған меһман рухсәтсиз сорунға киргәндә, саһибхан яки шу киши үчүн оңайсизлиқ туғулуши яки сорунниң кәйпини бузидиған әһваллар йүз берип қелиши еһтимал. Шуңа чақирилмиған адәм мутләқ саһибханниң рухситини алмастин сорунға кирмәслики керәк. Бу һәр икки тәрәп үчүн яхши иш.

Сорунниң әдәплири

Дуняда һәр қандақ бир ишниң өзигә лайиқ қаидә йосуни вә әдәп - қаидилири болғандәк, сорунниңму мәлум қаидә - тәртиплири вә әдәп - әхлақлири бардур. Үч адәм болса, иккиси бирини ялғуз қоюп пичирлишиши яки у билмәйдиған тилда сөзлишиши қәтий тоғра әмәс. Бу әхлақлиқ кишиләрниң қилидиған иши әмәс. Шундақла сорунда олтурған адәм башқиларниң ғәйвитини қилмаслиқи, ғәйвәт қилғанларға нәсиһәт қилиши лазим. Сорундин туруп кәтмәкчи болған адәмниң сорундашларға "әссаламу әләйкум" дәп уларға саламәтчилик тиләп қайтиши муһим әдәп - әхлақлардин санилиду. Сорундин чиққан меһманни саһибханниң ишик алдиғичә биллә чиқип узитип қоюши айрим бир әхлақий қаидидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.