Сиясий мәһбус гүлмирә имин билән муһәммәтҗан абдулла 2012-йиллиқ хәлқара сөз әркинлики мукапатиға еришти

Нөвәттә хитай түрмисидә җаза муддитини өтәватқан 5-июл тутқунлиридин гүлмирә имин билән муһәммәтҗан абдулла, 2012-йиллиқ хәлқара сөз әркинлики мукапатиға еришти.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.20
muhemmed-abdulla-gulmire-imin-305.jpg 5-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин қолға елинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған гүлмирә имин(солда) вә мәмәтҗан абдулла.
CCTV

Мәркизи нюйоркқа җайлашқан дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәрипидин тәсис қилинған мәзкур мукапатниң нами һәллман-һаммәтт болуп, бу мукапатниң икки уйғур мәһбусқа берилиши, мәһбусларниң йеқинлири вә уйғур паалийәтчилирини сөйүндүрди. Бу һәқтә радиомизға пикир баян қилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси долқун әйса “бу ялғуз гүлмирә билән муһәммәтҗан абдуллаға берилгәнла мукапат әмәс, әркинлики үчүн тохтавсиз күрәш қиливатқан уйғур миллитигә берилгән мукапат” деди.

Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди
Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди

1989-Йилидин башлап тарқитиливатқан хәлқаралиқ сөз әркинлики мукапати, бу йил 19 дөләттики 41 кишигә берилгән. Уйғур сиясий мәһбуслардин гүлмирә имин билән муһәммәтҗан абдулламу мәзкур мукапатқа еришкән.

Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди
Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди
RFA/Shohret Hoshur

Гүлмирә имин 2009-йилдики 5-июл вәқәсидин кейин кишиләрни қанунсиз намайишқа уюштуруш гумани билән тутқун қилинған. Муһәммәтҗан абдулла болса, дөләт бихәтәрликигә зиянлиқ учурларни тарқатқанлиқ гумани билән тутқун қилинған. Һәр иккиси 2010-йили 4-айда хитайниң үрүмчи оттура сот мәһкимиси тәрипидин бөлгүнчилик вә дөләт һакимийитини ағдурушқа урунуш билән әйиблинип, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған. Әслидә үрүмчи шәһиридики 30 миң нопуслуқ бир аһалиләр райониниң башлиқи болған гүлмирә имин, сәлкин тор бетиниң иштин сирт тәһриридур.

Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди
Хитай һөкүмити сиясий мәһбус гүлмирә имин һәққидики сүрүштүрүштә б д т ға җаваб қайтурди
RFA/Shohret Hoshur

Хитай ахбаратиниң ашкарилишичә,, у әхмәт турсун, мухтәр вә гүлниса әмәт қатарлиқ қәләмдаш вә сәпдашлири билән бирликтә 5-июл намайишини пиланлиған. Муһәммәтҗан абдулла болса, дуня уйғур қурултийиниң шавгүән вәқәсигә қарши намайиш чақириқини, бир хитай тор бетидин тәрҗимә қилип сәлкин ториға йоллиған. Мәзкур икки мәһбусниң түрмидә йетишиға сәвәб болған юқириқи һәрикәтләр, хәлқара җамаәт тәрипидин интайин нормал вә һәққаний һәрикәт дәп қарилип, хитай һөкүмити тәнқидкә учрап кәлгән.

Гүлмирә имин вә муһәммәтҗан абдулла қатарлиқларниң хитай тәрипидин еғир зиянкәшликкә учриғанлиқини дуня уйғур қурултийи 3 йилдин бери һәр хил йоллар арқилиқ дуняға чүшәндүрүп кәлгән. Шуңа дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса өзиниң мәзкур мукапат хәвиридин сөйүнгәнликини билдүрүп мундақ деди:
-Мукапат хәвиридин интайин хуш болдуқ, чүнки бу ялғуз, гүлмирә имин билән муһәммәтҗан абдуллаға бериливатқан мукапат әмәс, уйғур хәлқи үчүн һәқ гәп қилип түрмидә йетиватқан барлиқ мәһбуслар шундақла уйғурларниң әркинлики үчүн күрәш қилған вә қиливатқан барлиқ әркинлик җәңчилиригә берилгән мукапат.

Долқун әйса мәзкур мукапатни йәнә, хитайниң 3 йерим йилдин буян 5-июл вәқәсини қарилап елип барған кәң көләмлик тәшвиқат сәпәрвәрликиниңму мәғлубийити дәп көрсәтти. У дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң дунядики әң нопуслуқ тәшкилатлардин бири икәнликини тилға елип, мукапат арқилиқ бериливатқан сигнал һәққидә мундақ деди:
-Ениқки, мәзкур тәшкилат бу мукапат арқилиқ, уйғур хәлқигә, җүмлидин уйғур сиясий мәһбусларға, сиясий паалийәтчиләргә “силәрниң күришиңлар һәққаний бир күрәш, бу күрәш йолида силәр ялғуз әмәс” дегән сигнални бериватиду. Бу хил иҗабий сигналлар, вәтән ичи-сиртидики миллий һәрикитимизгә буниңдин кейин техиму күч вә илһам беғишлайду.

Бу йиллиқ сөз әркинлики мукапатиға еришкәнләр арисида, икки нәпәр уйғурдин башқа йәнә 4 нәпәр тибәтлик, бир нәпәр моңғул вә 5 нәпәр хитай язғучиму бар болуп, буларниң һәммиси хитай һөкүмитиниң чәклимилиригә қаримастин, һөкүмәткә қарши пикирлирини ашкара оттуриға қоюп, һөкүмәт тәрипидин җазаланғанлар, хәлқ ичидә йүксәк һөрмәткә еришкәнләр. Дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати мукапат һәққидики баянатида, бу йил сөз әркинлик мукапатиға еришкәнләрниң чарәк қисминиң хитай дөләт тәвәликидики кишиләр икәнлики, буларниң ичидә әң еғир җазаға учриғанларниң аз санлиқ милләтләр икәнлики әскәртилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.