Архип
2013-01-03
Язғучи нурмуһәммәт ясинниң түрмидә вапат болғанлиқ хәвәр тарқалғандин кейин, уйғур елидики түрмиләрниң шәрт-шараити вә мәһбусларниң әһвали кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиған.
2013-01-03
Хитай дөлитиниң уйғур районидики сиясий, иҗтимаий вә диний бесимлириға қарши йиллардин бери тохтимай күрәш қиливатқан уйғур хәлқи өткән бир йил ичидиму өзиниң зулумға баш әгмәс тәбиитини, қәтий вә янмас әркинлик ирадисини йәнә бир қатар қаршилиқ һәрикәтлири билән тәкрар намаян қилди.
2013-01-03
Җеҗяң лиңхәй меһманханисиниң әрздарлар қамалған өй үчүн һөкүмәттин адәм бешиға күнигә 1000 сом ярдәм пули алғанлиқи паш болғандин кейин, даириләрниң меһманхана хоҗайинлириға юқири һәқ бериш арқилиқ, өз алдиға йәрлик қара түрмиләрни бәрпа қилиш қилмиши әйибләшкә учриди.
2013-01-03
Уйғур мәсилиси түркләр көңүл болидиған мәсилиләрдин бири. Шуңа хитай һөкүмити түркийиниң һәрқайси шәһәрлири билән қериндаш шәһәр болуш у йәрдә һәр хил паалийәтләрни өткүзүш арқилиқ хитайни тонутмақта.
2013-01-03
2013-Йили 1-айниң 2-күни мармара университети түрк мәдәнийәт вә тәтқиқат кулуби тәрипидин «турандики бичарә вәтән-шәрқий түркистан» дегән темида йиғин өткүзүлди. Йиғинға мармара университетиниң оқутқучи вә оқуғучилиридин болуп көп санда киши қатнашти.
2013-01-03
Японларниң қәдимки шинто дининиң әқидисидә йеңи йилниң бешида тәңригә ибадәт қилиш, амәт вә тәләйниң башлинишидин дерәк бериду дәп қаралғанлиқи үчүн көплигән японлар аилиси бойичә ибадәтханиларға берип, ибадәт қилишиду вә өзлириниң бир йиллиқ тиләклирини тиләйду.
2013-01-03
Түркийидики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи абдулһәкимхан мәхсум вә баш катип абдуләһәт һаҗимлар шветсийидики һәр йили бир қетим ечилип келиватқан шималий явропа ислам бирлики йиғинидин қайтишида, финландийә вә голландийә қатарлиқ дөләтләрдә зиярәттә болған.
2013-01-02
Нурмуһәммәт ясин уйғур һазирқи заман миллий әдәбиятиниң йирик намайәндилиридин бири. Аптор өзиниң «қәшқәр әдәбияти» журнилида елан қилған «ява кәптәр» намлиқ әсири сәвәбидин 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған.
2013-01-02
Хитай даирилириниң 2012-йилиниң бешидин башлап уйғур елидә, «қанунсиз диний һәрикәтләргә зәрбә бериш һәрикити» дегәндәк диний кәйпиятни суслаштурушни мәқсәт қилған, диний тәқибләш һәрикәтлири бир йилдин буян давам қилмақта.
2013-01-02
Голландийидә паалийәт қиливатқан «явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити» йеңи хизмәт мәркизи ачти. Паалийәткә қатнашқан җәмийәт мәсуллири мәзкур мәркәзниң диний паалийәт сорунидин башқа йәнә яш әвладларни уйғур ана тили вә башқа саһәләрдә тәрбийиләйдиған мәктәп болидиғанлиқини билдүрди.
2013-01-02
Сабиқ совет иттипақиниң парчилинишиға әгишип мустәқиллиққа еришкән ғәрбий түркистан җуғрапийисидики қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләр хитай ахбаратлирида «орта асия дөләтлири» дегән намда атилип, уйғур тилидиму шу бойичә омумлашқан иди.
2013-01-01
Америка уйғурлири бирләшмиси билән хәлқаралиқ демократийә вә кишилик һоқуқ фонди-җәмийити 31-декабир күни йеңи йилни күтүвелиш мурасими өткүзди. Уйғурлар бир йәргә җәм болуп, 2012-йилини узитип, йеңи 2013-йилини күтүвалди.
2013-01-01
Ғайиблардин аблаҗан сулайман әйни чағда 19 яш, қизилсу аптоном области ақту наһийисиниң барин йезисидин. У 5-июл вәқәсидин бир ай илгири үрүмчигә кәлгән болуп, вәқәдин бир күн кейин ат бәйгә мәйдани 6-кочидин тутуп кетилгән.
2013-01-01
Чәтәлдики уйғур паалийәтчиләр узун йиллардин бери уйғур мәсилисини хәлқаралаштуруш үчүн тиришмақта. Кейинки йилларда болупму 5-июл вәқәсидин кейин уйғур мәсилиси тезла хәлқаралишишқа қарап йүзләнди.
2013-01-01
Йеқиндин буян түркийиниң һәр қайси университетлирида уйғурлар тоғрисида көпләп йиғин өткүзүлүп келиватиду. 2012-Йили 12-айниң 29-күни түркийә адаләт вә тәрәққият партийисиниң истанбул яшлар бөлүминиң уюштуруши билән қериндаш җуғрапийиләрдики қериндашлар программиси бойичә «қаниған яра шәрқий түркистан» дегән темида бир йиғин өткүзүлди.