Сүрийидики “һакимийәткә қарши бирлишиш” намайиши
2011.09.26

Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ”гезитиниң 2011-йили 23-сентәбир җүмә күнидики санида елан қилинған хәвәргә асасланғанда, бүгүн җүмә намизидин кейин сүрийиниң көплигән шәһәрлиридә омумйүзлүк чоң намайиш көтүрүлгән болуп, сүрийиниң һәр қайси җайлиридики намайишчилар өз-ара бирликкә келиш арқилиқ бүгүнки намайишни “һакимийәткә қарши бирлишиш” дәп аташқан. Намайишчиларға қарита сүрийә сақчилириниң оқ чиқириши нәтиҗисидә онларчә киши һаятидин айрилған вә нурғунлири яриланған.
Сүрийә адаләт партийисиниң баш катипи әнәс таһа 2011-йили 23-сентәбир җүмә күни қатарниң“әл җәзирә” телевизийә қанилиға қаһирә шәһиридин бәргән баянатида мундақ деди: “сүрийә армийиси тунис вә мисир армийисигә охшаш хәлқниң күткән йеридин чиқмиди. Шу сәвәбтин сүрийә намайишиниң мевә бериши узунға созулуп кәтти. Биз пәрәз қилғанниң әксичә, сүрийә армийиси билән сақчилири хәлқ тәрәпкә өтмиди, улар һазирму әсәд һакимийитини мудапиә қилиш бәдилигә хәлқниң қенини аққузуп кәлди. Бирақ, бу келишмәслик намайишчиларниң роһини чүшүрмиди яки үмидини йоқатмиди. Чүнки ахирқи ғәлибә хәлққә мәнсуп икәнликини һәммә яхши билиду. Сүрийидики хәлқ инқилаби чоқум ғәлибә қилиду, ғәлибә қилғандиму мисир вә тунислардикигә охшаш әмәс, бәлки тәлтөкүс ғәлибә қилип, әсәд һакимийити вә униң партийисигә хатимә бериду. Буниңға иманимиз камил. Бу ғәлибиниң бешарәтлиридин бири шуки, һазир сүрийә һакимийити қорал күчи җәһәттә күчлүк болғини билән роһий мәнивийәт җәһәттә мәғлубийәткә учримақта. Чүнки уни қоллайдиған чоң дөләтләр һазир әмди униңға арқисини қилмақта. Хәлқниң мәнивийити барғансери ашмақта, өлтүрүлүш, тутқун қилиниш дегәнләрни намайишчи хәлқ кичик санайдиған вә униңдин қорқмайдиған болуп қалған. Буниң әксичә, сүрийә һакимийити хәлқни тәһдит қилиш җәһәттә аҗизлишип қалған. Өлтүрүш, тутқун қилиш вә уруп думбаллаш билән хәлқни тохтатқили болмайдиғанлиқини чүшинип йәткән. Сүрийә армийисиму хәлқниң балилири уларниң мустәбит һакимийәтни қоғдап ахирғичә туруши мумкин әмәс. Казафий һакимийитиниң өрүлгәнлики сүрийидики әсәд һакимийитиниң пат йеқинда өрүлидиғанлиқидин бешарәт бериду.”