Сүрийигә барған көзәткүчиләрниң тамашичиларға айлинип қелиши
2011.12.30
Сүрийидә әсәд һакимийитиниң хәлқни өлтүрүш вә тутқун қилип қаттиқ қийнаш җинайәтлири әвҗигә чиққан бу күнләрдә, әрәб дөләтлири иттипақи сүрийидики әмәлий әһвални көзитип чиқип, андин сүрийә һакимийитигә қарши чарә қоллиниш нийити билән сүрийигә мәхсус көзәткүчиләр һәйити әвәткән иди.
Тәһлилчиләрниң қарашлириға таянғанда, сүрийә рәиси бәшир әл әсәдниң көзәткүчиләр һәйитиниң сүрийигә киришигә рухсәт қилиши пәқәт хәлқтин техиму көп интиқам елиши вә көпрәк адәм өлтүрүши үчүн вақит қазиниш үчүн болуп, көзәткүчиләр сүрийигә барған күнидин башлап өлтүрүш, тутқун қилиш ишлири техиму көпийип кәткән.
Сәуди әрәбистанда чиқидиған “әл вәтән” гезитиниң 2011-йили 28-декабир санида, язғучи тариқ һәмид тәрипидин “сүрийигә барған әрәб көзәтчилири тамашичиларға айлинип қалди” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған: “әрәб дөләтлири тәрипидин сүрийигә әвәтилгән көзәткүчиләр һәйити сүрийә земиниға қәдәм бесиши билән тәң әсәд һакимийитиниң вәһшийлики бирдинла ешип кәтти. Сүрийиниң һәмс шәһири һөкүмәт әскәрлири тәрипидин қаттиқ муһасиригә елинди, әсәд һакимийити дәмәшиқ шәһиридә чоң партлитиш елип берилип, буни өктичиләргә артқан болсиму, хәлқи аләмни ишәндүрәлмиди. Әмма сүрийигә барған әрәб көзәткүчиләр тамаша көрүштин башқа һеч ишқа яримиди. Һәтта сүрийидә болуватқан қирғинчилиқларни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға доклат қилишқа яримиди. Бу әһвалда сүрийигә көзәтчи әвәттуқ дәп сүкүт қилиш әсәд һакимийитиниң өмрини узартқанлиқ вә техиму көп адәмниң өлүмигә сәвәб болғанлиқтин башқа нәрсә әмәс.”
Сүрийә кризисини қандақ һәл қилиш керәк?
Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған: “әрәб дөләтлири иттипақиниң қолидин келидиған иш сүрийидики инсани кризисини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әйнән доклат қилиш арқилиқ мәсилини бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң қарари билән һәл қилиштур. Чүнки униңдин башқа чарә йоқ. Әгәр әрәб дөләтлири иттипақи сүрийә кризисини бу тәриқидә һәл қилмиса, әсәд һакимийитигә яндишип хәлқниң өлүмигә сәвәб болған қатарға өтүп қалиду. Ундақта әрәб дөләтлири иттипақиниң алдида өзиниң сүрийә кризисини һәл қилиштин аҗиз кәлгәнликини елан қилиш билән биргә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға мураҗиәт қилиштин башқа йол йоқ.”