Сүрийидики вәзийәт түркийә-сүрийә мунасивәтлирини җиддийләштүрмәктә

Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли сүрийә һөкүмитиниң хәлққә қарита қораллиқ бастурушни тохтитиш һәққидә сүрийә һөкүмитини ахирқи қетим агаһландурди.
Мухбиримиз ирадә
2011.08.09
suriye-namayish-jeset-305.jpg Сүрийидики намайишчилар һөкүмәт тәрәптин өлтүрүлгән сәпдишиниң җәситини көтүрүп намайиш қилмақта. 2011-Йили 8-май.
AFP

Сүрийә президенти бәшир әсад хәлқараниң қаттиқ наразилиқ билдүрүшигә қаримай, сүрийидики хәлқ һәрикәтлирини қанлиқ бастурушни давам қилмақта. Бәшир әсад һөкүмити армийисиниң 3-айдин һазирғичә давам қиливатқан бастурушлирида 1600 дин артуқ кишиниң өлүп, он миңдин артуқ кишиниң қолға елинғанлиқи билдүрүлмәктә. Хәлқара җамаәт сүрийә һөкүмитигә бир җаза тәдбири йүргүзүшни ойлишиватқан бир пәйттә, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғли сүрийә һөкүмитини хәлққә қаратқан қораллиқ бастурушни тохтитиш һәққидә сүрийә һөкүмитини ахирқи қетим агаһландуруш мәқсити билән сүрийигә берип, бәшир әсад билән 6 саәтлик бир учришиш елип барди.

Сүрийә президенти бәшәр әсадниң хәлқни еғир һәрбий қораллар билән бастуруш һәрикити алдинқи һәптә америка башчилиқидики ғәрб әллириниң бирдәк әйиблишигә учриған, америка президенти барак обама бәшир әсадни өз хәлқини қораллиқ бастуруштин дәрһал ваз кечишкә чақирған иди. Әмма сүрийә һөкүмәт армийиси сүрийиниң һумус, деир-әззур районлиридики қораллиқ бастурушлирини йәнә давам қилмақта. Интернетта тарқалған көрүнүшләрдә һөкүмәт армийисиниң райондики хәлққә қаритип қалаймиқан оқ чиқириватқанлиқи көрүлгән болуп, кишилик һоқуқ органлири дүшәнбә күнидики қораллиқ бастурушта 50 тин артуқ кишиниң һаятидин айрилғанлиқини билдүрди.

Нөвәттә, бәшәр әсад үстидики хәлқара бесим күндин-күнгә ешип бармақта. Дүшәнбә күни әрәб бирлики бәшир әсадтин қораллиқ һәрикәтни дәрһал тохтитишини тәләп қилип баянат елан қилған. Сәуди әрәбистан, күвәйт вә бәһрәйин қатарлиқ дөләтләр сүрийидики әлчилирини қайтуруп әкәткән. Б б с ниң хәвәр қилишичә, сәуди әрәбистан падишаһи абдуллаһ әл-әрәбийә телевизийисидә бәргән нутқида сүрийидики бу зулумниң қобул қилғусиз икәнликини билдүрүп, бәшир әсадни дәрһал хәлқниң тәлипи бойичә сиясий ислаһат елип беришқа чақирған. Әрәб әллириниң юқириқидәк позитсийсии америкиниң қарши елишиға еришти. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси тонер дүшәнбә күнидики баянатида әрәб бирликиниң бу кәскин позитсийиниң бәшир әсад үстидики бесимни ашуруш үчүн җасарәтләндүргүч ролиға игә икәнликини билдүрди.

Нөвәттә, сүрийә һөкүмитини қораллиқ һәрикитидин ваз кечишкә мақул кәлтүрүш үчүн түркийә актип рол ойнимақта. Сүрийә билән узун чегриға игә болған түркийә март ейидин башлап сүрийидин қечиватқан хәлққә башпанаһлиқ қиливатқан иди. Сүрийиниң муқимлиқи түркийә үчүн истратегийилик әһмийәткә игә болуп, түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған алдинқи һәптә бәшир әсадға қилған чақириқиниң салмиқини ашуруп “сәвр қачимиз тошай дәп қалди” дегән вә ташқи ишлар министирини бәшир әсадни ахирқи қетим агаһландуруш үчүн сүрийигә әвәтидиғанлиқини җакарлиған иди. Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлиниң сүрийигә баридиғанлиқи хәвири тарқалғандин кейин, америка дөләт ишлири министири һилларий килинтон әхмәт давутоғлиға телефон қилип, түркийиниң сүрийигә хәлқараниң бу һәқтики тәләплирини йәткүзүштә муһим рол ойнап, бәшир әсадниң әскәрлирини дәрһал чекиндүрүшини қолға кәлтүрүшини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. Килинтон йәнә, америкиниң қолида қорал  болмиған хәлқни бастурушни қобул қилалмайдиғанлиқи вә сүрийә үстидики бесимни давамлаштуридиғанлиқини бәшир әсадқа йәткүзүп қоюшни сориған.

Түркийә ташқи ишлар министири әхмәд давутоғли вә сүрийә президенти бәшир әсад арисидики бу муһим учришиш сәйшәнбә күни сүрийидә елип берилди. 6 Саәт давам қилған учришишта түркийиниң сүрийигә очуқ вә кәскин бир шәкилдә агаһландуруш бәргәнлики билдүрүлди.

Түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давутоғли учришиштин кейин бәргән баянатида, рамзан ейи мәзгилидә сүрийә армийисиниң хәлқни қораллиқ бастурушни тохтатмаслиқиниң пүтүн дуня әллиригә охшаш түркийиниму қаттиқ биарам қилғанлиқини, шуңа рамзан ейиниң роһиға асасән, сүрийидә тинчлиқни бәрпа қилип, қирғинчилиқни тохтитишқа күч чиқириш үчүн өзиниң керәклик тәләпләрни очуқ вә кәскин бир шәкилдә оттуриға қойғанлиқини билдүрди.

Әхмәт давутоғли сөзидә йәнә, бундин кейин сүрийә һөкүмитиниң қандақ қәдәм атидиғанлиқи һәм түркийә үчүн, һәм сүрийә хәлқи үчүн наһайити муһим вә һәл қилғуч әһмийәткә игә деди вә сүрийә һөкүмитиниң хәлқара җамаәтниң чақириқлириға қулақ селишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Әмма давутоғли учришишта дейилгәнләр һәққидә ениқ йип учи бәрмигән болсиму, әмма көзәткүчиләр әһмәт даватоғли түркийиниң қаттиқ позийтсийини ениқ билдүрди, дәп қаримақта.

Чүнки б б с ниң билдүрүшичә, сүрийидики қалаймиқанчилиқниң узирип кетиши түркийигә биваситә тәсир көрситидиған болуп, сүрийидики қалаймиқанчилиқтин қечип түркийидә панаһлиниватқанларни орунлаштуруш мәсилиси түркийигә баш ағриқи болидикән шундақла бу һәм түркийиниң п к к террор тәшкилати билән елип бериватқан күришигиму путликашаң болидикән. Униң үстигә, сүрийә һөкүмитиниң барғансери башқа дөләтләрдин узақлишип, иран билән йеқинлишип кетишиму түркийини биарам қилидиған амилларниң бири болуп, әгәр бәшир әсад йәнә билгинини қилишни давам қилса, юқиридики амиллар һәммиси түркийиниң мәнпәәтигә зиян тәшкил қилидикән.

Шуңа көзәткүчиләр бундақ бир шараит астида, түркийиниң бәшир әсад һөкүмитини нишан қилған бир қатар дипломатик вә иқтисадий тәдбирләрни алидиғанлиқини билдүрмәктә. Әнгилийидә чиқидиған гардиян гезити һәтта түркийә армийисиниң сүрийиниң шималида тинчлиқни сақлаш райони қуруш еһтималиниң барлиқиниму илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.