Тәйвән парламент әзалири рабийә қадир ханим тоғрисидики тәшәббуснамигә имза топлаш паалийити өткүзди

Тәйвәндики парламент әзалири, атағлиқ язғучилар, профессорлар, бир қисим сиясий партийиләрниң рәһбәрлири бирликтә“тәйвән уйғур достлуқ уюшмиси” ниң қурулғанлиқини җакарлаш билән биргә, шу вақитниң өзидила дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим тоғрисидики тәшәббуснамигә имза қоюш паалийити елип барған.
Ихтияри мухбиримиз қутлуқ
2012.10.05
teywen-parlament-rabiye-qadir-305.png Тәйвән парламент әзалириниң рабийә қадир ханим тоғрисидики тәшәббуснамигә имза топлаш паалийитидин бир көрүнүш. 2012-Йили өктәбир.
RFA/Qutluq


Бу паалийәткә алди билән һазирқи һөкүмәттики вәзипә өтәватқан парламент әзалири вә сабиқ парламент әзалири өзлири алди билән имза қоюш билән биллә тәйвәндики һәр - саһә хәлқ аммисини вә шәрқий түркистан мәсилисини қоллиғучи партийиләрниң рәһбәрлирини имза топлаш паалийитигә һәрикәтләндүргән, улар бу паалийәтни җанлиқ түрдә елип берип, топланған имза арқилиқ тәйвән парламентида рабийә қадир ханимни тәйвәнгә әкилиш тәшәббуснамигә қоюлған имзаға асасән қарар чиқирип, һазирқи ма йиңҗу һөкүмитигә бесим ишлитиш вә рабийә қадир ханимни тәйвәнгә пат йеқинда әкилиш мәқситигә йәтмәкчи болған.

Биз бу қетим тәйвәндә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлиригә иштирак қиливатқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси илһам мәхмут әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

юқиридики улиништин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.