“тәвпиқ фонди җәмийити” ниң 18 әзаси тутқун қилинған
2012.09.25
Мәлум болушичә, даириләр “5-июл вәқәси” йүз берип, аридин бир нәччә ай өткәндә үрүмчидә мәлум дәриҗидә иҗтимаий асас тиклигән “тәвпиқ фонди җәмийити” ниң қурғучиси мәмәтҗан абдуқадирни өз ичигә алған 18 адәмни қолға алған. Игилишимизчә, шу қетим қолға елинғанларниң “5-июл вәқәси” билән һечқандақ четишлиқи болмисиму, уларниң бәзилиригә еғир қамақ җазалири берилгән.
Мәзкур вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, һөкүмәт даирилири “тәвпиқ фонди җәмийити” ниң ғайиси вә әмәлий паалийәтлиридин хәвпсирәп қалған болуши мумкин икән.
2009-Йилидики 5-июл вәқәсидин кейин көплигән уйғур зиялийлириму қолға елинған. Булардин бир қисминиң тутулуп җазаланғанлиқи җәмийәткә ашкариланған болса, бир қисминиң учури һәтта өз ата-анисидинму сир тутулған.
Шинҗаң теббий университети 1-тармақ дохтурханиси җигәр қаплиқ қурут вә өт кесәлликлири бөлүминиң дохтури, “тәвпиқ фонди җәмийити” ниң қурғучиси мәмәтҗан абдуқадир, теббий университети аспиранти турсунҗан аблимит вә теббий университети толуқ курс оқуғучиси халидә қатарлиқлар 2009-йили 5-июлдин кейин җазаға тартилған уйғур зиялийлириниң бир қисми.
Мәлум болушичә, мәмәтҗан абдуқадир 2009-йили “5-июл вәқәси” партлиған мәзгилдә хизмәт үстидә, турсунҗан аблимит сода ишлири билән хитайниң шенҗен шәһиридә, халида мәктәптә оқушта икән.
Биз бу һәқтә техиму көп мәлумат елиш үчүн шинҗаң теббий университети 1-тармақ дохтурханисидики мунасивәтлик кишиләргә телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған хадимлар дәрвәқә мәмәтҗанниң җигәр қаплиқ қурут вә өт кесәлликлири бөлүминиң дохтури икәнликини һәмдә униң түрмигә ташланғанлиқини дәлиллиди.
Ундақта мәмәтҗан вә турсунҗанлар кимләр? буларниң тутулуп кетишигә зади немә сәвәб болған?
Мәмәтҗан абдуқадир вә турсунҗан аблимитлар билән йеқиндин тонушлуқи бар кишиләрниң билдүрүшичә, уларниң тутулуп кетилишидә асаслиқи улар қурған “тәвпиқ фонди җәмийити”, җәмийәт қармиқидики “мәрвайит сода ширкити” вә фонди җәмийити намида елип берилған паалийәтләр сәвәб болған икән.
Бу һәқтә өз һаяти-бихәтәрлики сәвәблик нам-шәрипини ашкарилимиған бир уйғур зиялийси бу һәқтә билидиғанлирини баян қилди. Мәлум болушичә, 2009-йили 10-айларда “тәвпиқ фонди җәмийити” ниң мәмәтҗан абдуқадир, турсунҗан қатарлиқ 18 әзаси бир гә тутулған. Улардин турсунҗан қатарлиқлар гунаһсизлиқи испатлинип бирнәччә йилдин кейин қоюветилгән болсиму, әмма мәмәтҗан абдуқадир қоюп берилмигән. Һалбуки, турсунҗан вә башқиларму аридин узун өтмәй йәнә тутуп кетилгән вә 2011-йили 12-айда сотқа тартилған.
Биз игилигән мәлуматқа қариғанда мәмәтҗан вә турсунҗанларниң ата-аниси уларниң сотқа тартилидиғанлиқиниму башқилардин уқуп, сот мәйданиға кәлгән болсиму, сотханиға киргүзүлмигән. Кейин нурғун талаш-тартишлардин кейин уларниң бир қисми сотқа қатнаштурулған. Сот интайин қисқа ечилған. Сотта уларға “тәшкилат қуруп дөләтни ағдурушқа урунуш җинайити” артилған, мәмәтҗан вә турсунҗанлар өзлиригә артилған җинайәтләрниң һечқайсисини бойниға алмиған.
Сотта уларға һөкүм елан қилинмиған болсиму, әмма уларниң һөкүмнамиси кейин аилисигә әвәтип берилгән. Мәлум болушичә, шу қетим тутулуп сотқа тартилған 18 адәмниң 8 нәпири қоюп берилгән болса қалған 10 нәпиригә қамақ җазаси берилгән.
Буларниң ичидә мәмәтҗан абдуқадирға 15 йиллиқ, турсунҗан аблимитқа 9 йиллиқ халидә қатарлиқ оқуғучиларға 9 йиллиқтин 7 йиллиққичә қама җазаси берилгән.
Ундақта “тәвпиқ фонди җәмийити” қандақ җәмийәт вә қандақ паалийәтләрдә болған? бу һәқтики соалларға қизиқсиңиз келәр қетимқи аңлитишимизға диққәт бәргәйсиз.