“тибәт мустәқиллиқиниң тарихи һәқиқәтлири”
2011.08.23

Далай лама һессен өлкилик һөкүмәтниң башлиқи волкер әпәндиниң тәклипи билән германийидики зиярити башлаштин бир һәптә илгири хитайниң берлиндики баш әлчиханиси наразилиқ билдүрүп, “далай лама диний роһанийлиқ мизанлириға асийлиқ қилғучи, вәтәнни парчилаш ғәризигә игә шәхс” дәп әйиблигән болсиму, германийигә аяқ басқан күни уни 600 дин артуқ киши алдиға чиқип күтүвалди. Өлкә башлиқи волкер әпәнди “биз күтивеливатқан бу шәхс тибәт хәлқиниң мәниви даһийси, дуня тинчлиқиниң символи, германийиниң, болупму һессен өлкисиниң дости” дегәндәк юқири баһаларни бәрди. Далай лама илгири бу өлкиниң тинчлиқ мукапатиға еришкән. Һессән өлкисиниң сабиқ башлиқи роланд кох әпәндиму униң шәхсий дости һәм муриди иди. Бу қетимқиси далай ламаниң һессен өлкисигә қилған 4-қетимлиқ зиярити болсиму, у йәнила наһайити қизғин күтүвелинди вә миңларчә кишигә тибәтликләрниң дәрдини аңлитиш пурситигә еришти.
Германийә долқунлири радиосиниң 22-авғусттики хәвиригә асасланғанда, далай лама дүшәнбә күни франкифурт университети, һамбург университети вә һессен өлкилик парламентларда нутуқ сөзлиди. Нутуқлириниң темиси “рәһбәрлик қилғучилар вә қиммәт қариши” дегәнләрдин ибарәт болди. Нутуқлирида йәнә хитайни әйибләш вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш чақириқлири орун алди. “мениң сиясий вәзипиләрдин истепа қилишим, далай лама әмәсликимни билдүрмәйду, һаятла болидикәнмән, мән йәнила далай лама” деди һәмдә 21-әсирниң диалог йили болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрүп өтти. Һәптә илгири тибәт районида өзини көйдүрүвалған раһиб ваң норбу һәққидә тохталғанда: “у дуня җамаитиниң тибәттики мүшкүлатларға диққитини тартиш вә көңүл бөлүшини қолға кәлтүрүш үчүн өзини көйдүрди” деди. Далай ламаниң германийә зиярити һәққидә д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди өз тәсиратлирини билдүрүп өтти.
Далай ламаниң германийидә қанчә онмиңлиған муриди бар. Улар далай ламани яхши чүшинипла қалмай, тибәт тарихиниму яхши билишиду. Германийидә өткүзүлгән тибәтликләргә мунасивәтлик һәрқандақ паалийәткә қатнашқучиларниң бири тибәтлик болса, йүз нәпири германлардин ибарәт. Германийидә мәйли дөләтниң яки өлкиниң сайламлириға қатнашқучилар болмисун, сайламда көп аваз қазиниш үчүн әмәлдарлар өзини тибәт һимайичиси, далай ламаниң қоллиғучиси қилип көрситишкә теришиду. Далай лама вә тибәт һәрикитиниң германийидә бу қәдәр шөһрәт қазинишиға сәвәб болған көплигән амилларниң бири “тибәт мустәқиллиқиниң тарихи һәқиқәтлири” намлиқ китабниң кәң тарқалғанлиқидур.
“тибәт мустәқиллиқиниң тарихи һәқиқәтлири” намлиқ бу китаб йиллар илгири тибәт язғучиси җамяң норбу тәрипидин түзүлгән болуп, китаб шундақ ибариләр билән башланған: “хитай таҗавуз қилип кириштин илгирики тибәт, барлиқ дөләтләрдә болған иқтидарға игә мустәқил дөләт иди. Тарихтики тибәт әзәлдин һечқандақ бир қошнисиға тәһдит селип бақмиған шундақла һечқандақ бир сиртқи ярдәм болмиған әһвал астидиму, қанчә миң йиллардин бери өз -өзини қамдап яшап кәлгән, башқа һечбир дөләт һөкүмранлири яки кишилириниң дилини ағритип бақмиған. Гәрчә қәдимки тибәт һазирқидәк демократик җәмийәт әмәс, бәлки бекинмә һаләттики диний мустәбитлик һөкүм сүргән бир җәмийәт болсиму, қанчә миң йиллардин буян тибәт земинида қанун вә тәртип иҗра қилинип кәлгән, башқа дөләтләр билән орнитилған келишимләргә сәмимийлик билән әмәл қилинған.”
Китабниң кириш сөзидә йәнә, тибәтниң дуня бойичә әң бурун һайванатларни вә муһитни қоғдаш түзүми бәрпа қилға дөләт икәнлики, 1642-йилидин илгирила һайванатлар вә муһитни қоғдаш һәққидә “тағ-идирлар пәрмани”ни елан қилғанлиқи, тибәт һөкүмитиниң 1892-йилидин бурунла өлүм җазасини әмәлдин қалдурғанлиқи баян қилинған. Китабта тибәтликләрниң тарихида һечқачан башқа милләтләрни (җүмлидин мусулманларни)қирғин қилған бир тарих йезилмиғанлиқи һәмдә хитай һөкүмити 1989-йили өз хәлқини қирғин қилғанға охшаш қирғинчилиқ болуп бақмиғанлиқи, қошна әлләрдин панаһлиқ тиләп кәлгән иқтисади вә сиясий көчмәнләрни қойниға алғанлиқи, хитай һөкүмити тибәткә бесип кириштин илгири, явропа вә америкиларда бирму тибәт сәргәрдан йоқлуқи чүшәндүрүлгән.
“тибәт мустәқиллиқиниң тарихи һәқиқәтлири” намлиқ бу китаб һазир германчә тор бәтлиридә тәшвиқ қилиниватқан болуп, һәр қетим далай ламаниң германийә зиярити мәзгиллиридә мәзкур китабтики мәзмунлар техиму муназирә қозғап кәлмәктә.