Тибәтләрниң наразилиқини қозғиған 'қош тил маарипи' қарари

Бу йил 9 - айда чиңхәй өлкилик һөкүмәт тибәт мәктәплиридә "қош тил маарипи" ислаһати елип бериш һәққидики қарарни елан қилғандин кейин, чиңхәйдики тибәт оқуғучилири мәзкур қарарға наразилиқ билдүрүп, 19 - өктәбир намайиш қилған иди. Намайиш тезликтә тибәт районлириға кеңәйгән, һәтта уйғур оқуғучи - оқутқучилириму тибәт оқуғучилириниң қоллайдиғанлиқини билдүрүшкән иди.
Мухбиримиз миһрибан
2010.11.01
Ilshat-Hasen-Boshunde-305.jpg Сүрәт, д у қ ниң ички ишлар мудири, америка уйғур җәмийитиниң муавин рәиси илшат әпәндиниң бошүн тор бетидә 15 - авғуст күни мухбир җаң чиңйаңниң "5 - ийул вәқәсиниң сәвәби һәққидә дунйа уйғур қурултийиниң ички ишлар мудири илшат әпәнди билән сөһбәт" намлиқ зийарәт хатирисидә берилгән сүрити.
news.boxun.com Дин елинди.

Ундақта бу қарардики тибәтләрниң наразилиқиниң қозғилишиға сәвәб болған амиллар қайсилар? әгәр уйғурлар һәм тибәтләр үстидин бу хил "қош тил маарипи" намидики маарипни хитайлаштуруш сиясити давамлиқ йүргүзүлсә, қандақ ақивәтләр келип чиқиши мумкин? америкидики илшат әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.

Чиңхәй өлкилик һөкүмәт райондики тибәт мәктәплиридә йолға қоймақчи болған қарарда бундин кейинки 10 йил ичидә һазирқи тибәт мәктәплиридә хитай тилини омумлаштуруп болуш пилани оттуриға қоюлған.

Болупму қарарниң 11 - маддисида оттуриға қоюлған "миллий маарип оқутушида партийиниң милләтләр сиясити вә дөләт қанунидики бәлгилимиләр бойичә, дөләт тилини омумлаштуруп, миллий маарипни тәрәққий қилдуруш керәк. Оқутуш үнүмини юқири көтүрүш үчүн, мәктәпләрдә ' қош тил маарипи 'ислаһати елип бериш керәк. Йәни алди билән һазирқи йәслиләрдә қош тиллиқ йәслиләрни бәрпа қилип, әслидики миллий йәслиләрни хитай йәслилири билән қошуветиш, тибәт балилири билән хитай балилирини арилаштуруветиш керәк. Башланғуч оттура мәктәпләрдә тибәт мәктәплири билән хитай мәктәплирини бирләштүрүветиш, 2015 - йилға кәлгәндә мәктәпләрдә дөләт тили(хитай тили) асас қилинидиған 'қош тил маарипи' қурулмисини әмәлгә ашуруп болуш. Алий мәктәпни түгәткән хитай оқуғучилирини миллий районларға келип маарип хизмитидә болушқа риғбәтләндүрүш, өлкә сиртидики мәктәпләрдә тибәт оқуғучилири үчүн оттура мәктәп синиплири һәм техником синиплири ечип, 2015 - йилиға барғанда бу оқуғучилар санини 6000 ға, 2020 - йилиға кәлгәндә 12000 дин ашуруш арқилиқ, тибәт оқуғучилириниң хитай тили сәвийисини юқири көтүрүш" қатарлиқлар көрситилгән. Мәзкур бәлгилимиләр тибәт зиялийлириниң наразилиқиға сәвәб болған.

Чиңхәй өлкилик һөкүмәтниң бу қарари бу йил күздә маарип идариси тәрипидин тибәт оқутқучилири арисида музакиригә қоюлғинида, алди билән тибәт оқутқучилири нарази болған. Әмма, чиңхәй өлкилик һөкүмәт йәнила әслидики қарар бойичә тибәт мәктәплиридә ислаһат елип беришни қарар қилған.

Нәтиҗидә бу йил 10 - айниң 19 - күни чиңхәй өлкиси ребкоң наһийисидики тибәт оқутқучи - оқуғучилири маарип назаритиниң қарариға наразилиқ билдүрүп намайиш қилди. Намайиш бир һәптә ичидә тезликтә кеңийип, чиңхәйдики тисулху наһийиси, бейҗиң милләтләр университетидики тибәт оқуғучилири, гәнсу өлкисиниң җәнубий гәнсу тибәт областидики тибәт оқуғучилири арисиға кеңәйди. Бейҗиң милләтләр университети қатарлиқ хитай өлкә шәһәрлиридә оқуватқан университетлардики уйғур оқуғучилар, хитай өлкилиридики шинҗаң синиплирида оқуватқан уйғур оттура мәктәп оқуғучилири тезликтә тор бәтлиридә инкас қайтуруп, тибәт оқуғучилирини қоллайдиғанлиқини билдүрүшти.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин, илгири шихәнзә университетида оқутқучи болуп ишлигән һазир америкида яшаватқан сиясий анализчи илшат әпәнди зияритимизни қобул қилип, тибәт оқуғучилири елип барған наразилиқ намайишиниң сәвәби, хитайниң уйғур вә тибәтләргә қаратқан "қош тил маарипи" намидики йәрлик милләтләр маарипини хитайлаштуруш сиясити, бу сиясәтниң ақивити һәққидә тохталди.

Илшат әпәнди тибәт оқуғучилириниң тибәт районлириға қаритилған "қош тил маарипи" һәққидики қарарға нарази болушиға, бу бирнәччә йилдин буян уйғур зиялийлириниң "қош тил маарипи" ниң уйғурларға елип кәлгән зиянлири һәққидә елип барған мулаһизилири һәм уйғур ана тили маарипиниң вәйран болуватқанлиқи һәққидики әмили пакитларни көрүп йәткәнлики сәвәб болғанлиқини оттуриға қойди.

Игилишимизчә тибәт оқуғучилириниң наразилиқ намайиши вә уйғур оқуғучилириниң тибәтләрни қоллаш позитсийиси, хитай һөкүмәт даирилирини әнсирәткән. Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә уйғур аптоном район даирилири җиддий тәдбир қоллинип уйғур оқуғучилириниңму тибәт оқуғучилиридәк "қош тил маарип сиясити" гә қарши намайиш қилишиниң алдини алған.

 Илшат әпәнди сөзидә, уйғур оқуғучи - оқутқучилириниң бу қетим тибәт оқуғучилириниң намайишини қоллашиға, уйғур вә тибәтләрниң тәқдирдаш икәнлики сәвәбидин болғанлиқини илгири сүрди.

Илшат әпәнди мундақ деди: "уйғурлар билән тибәтләр тәқдирдаш. Уйғур аптоном районида елип бериливатқан маарипни хитайлаштуруш сиясити нәтиҗисидә уйғур маарипи вәйран болушқа йүзлинип, уйғурларда ишсизлиқ еғирлашти. Бу әһвалда уйғур зиялийлири ана тилидин айрилип қелиш хәвпиниң уйғур миллитиниң милләт сүпитидә йоқилишқа елип баридиғанлиқини тонуп йәтти. Бирнәччә йилдин буян уйғур зиялийлири тор бәт вә мәтбуатларда 'ана тил маарипиниң вәйран болуши елип келидиған ақивәтләр' һәққидә көп издәнди, мақалиләрни елан қилди. Қисқиси уйғурлар ана тил маарипиниң вәйран болиши елип келидиған яман ақивәтләрниң әмәлийитини тибәтләрдин балдур көрүп, аччиқ тәҗрибә - савақларға игә болди. Шуниң үчүн бу қетим тибәт оқуғучилири намайиш қилғинида уйғур оқуғучилири алди билән тибәт оқуғучилириға аваз қошудиғанлиқини билдүрди. Уйғур зиялийлири болса тибәт оқуғучилириниң намайишини һәққаний намайиш дәп қоллаш позитсийисидә болди. Бу әһвал әлвәттә хитай һөкүмәт даирилирини әнсиритиду."

Илшат әпәнди йәнә чиңхәй өлкилик һөкүмәтниң бундақ қарар елишиға түрткә болған амилниң әмәлийәттә бу сиясәтниң алди билән уйғур аптоном районида бир мәзгил иҗра қилинип тәҗрибидин өткәнлики үчүн хитай һөкүмитиниң тибәт районида кеңәйтип иҗра қилишни қарар қилғанлиқи сәвәб болғанлиқини илгири сүрди.

Илшат әпәнди: "хитай һөкүмити ' қош тиллиқ маарип ' намидики миллий маарипни хитайлаштуруш сияситини аввал уйғур аптоном районида йолға қоюп, мәлум үнүмгә еришти. Шуңа буни әмди тибәт районидиму омумлаштурмақчи болуватиду. Буниңда уйғур аптоном районидики уйғур әмәлдарларниң мәсулийити болғандин башқа уйғур зиялийлириниң бу сиясәт йолға қоюлған дәсләпки мәзгилләрдә һазирқи тибәт зиялийлиридәк актип қаршилиқ позитсийисидә болмиғанлиқи сәвәб болди дейишкә болиду."
 
Илшат әпәнди зияритимиз ахирида хитай һөкүмитиниң уйғур һәм тибәт районида әгәр маарипни хитайлаштуруш сияситини давамлиқ иҗра қилса, келип чиқидиған яман ақивәтләр һәққидиму өз пәризини оттуриға қоюп, "қош тил маарипи" сиясити сәвәбидин, уйғур елидә бәлким йәнә бир қетимлиқ "5 - июл вәқәси" ниң тәкрарлиниши мумкинликини билдүрди.

Илшат әпәнди сөзидә йәнә, тибәт оқуғучилири елип барған "ана тилини қоғдаш" намайишидин кейин, хитай һөкүмәт даирилириниң һазир йүргүзүватқан "қош тиллиқ" маарип намидики маарипни хитайлаштуруш сияситидә мәлум чекиниш болиши мумкинлики һәққидики пәризиниму оттуриға қойди.

 Тибәт оқуғучилириниң наразилиқ намайишидин кейин, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди радиомизда баянат берип, тибәт оқуғучилириниң һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүргән вә хитай һөкүмитиниң миллий сияситини әйиблигән иди.

Уйғур зиялийлиридин америкидики алим әркин сидиқ әпәнди, мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди вә уйғур елидики бир қисим оқутқучи - оқуғучилар шундақла чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири һәм зиялийларму радиомиз зияритини қобул қилип, тибәт оқуғучилириниң намайишини һәққаний һәрикәт дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

Улар йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәтләргә қаратқан "қош тил маарипи сиясити"ни миллий маарипни хитайлаштуруш сиясити дәп әйибләп, хитай һөкүмитини һәрқайси милләтләрниң ана тил маарипини қоллинишиға тосалғулуқ қилмаслиққа чақирған иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.